• 6-июль — Пайтәхт күни
  • 03 Шілде, 2019

Яш Нур-Султан – яшлар шәһири

Бүгүн һәммимизниң еғизида – “Яшлар жили!”. Бу наһайити яхши. Һәммини қандақту-бир изгү ишларға дәвәт қилиду! Амма, етирап қилимизки, Қазақстанда яшлар саниниң төрт миллион болуп, мәмликәт аһалисиниң 21 пайизини тәшкил қиливатқанлиғи сәвәвидинла яшлар һәрқачан биринчи орунда болуп кәлгән. Бирақ, әң муһими, нәқ яшлар бизниң вәтинимизниң асасий турғунлиридин һесаплиниду. Нур-Султан – яшлар шәһири, яшлар пайтәхти, яшлар мәркизи! Биз һәммимиз пайтәхтимиз вә яшлиримиз түпәйли Қазақстанниң өзиниң күчлүк тарихиға қаримай, мустәқилликкә егә болуштин авалла яшириватқанлиғини, һаят нәпәсиниң шундақ екәнлигини көрүватимиз. Яш әвлат аләмшумул миқияста миллий риқабәткә қабиллиқни ашурушниң асасий амили болуп һесаплиниду вә бу, әлвәттә, дөләтниң өсүп-өрлишиниң әң муһим шәрти. Яшлар мустәқил Қазақстан билән, униң пайтәхти билән биллә өсүватиду вә чоң әвлатниң дана башланмилиридин һәммидин көп пайда еливатиду. Әлвәттә, буниң үчүн уларға чоң миннәтдарлиқ билдүримиз. Шундақ екән, өзәмниң һаятим арқилиқ заманивий қазақстанлиқниң һаятини көрситиш, шундақла пайтәхтимизниң, униң билән биллә бизниң һәммимизниң қандақ риваҗлинип өскәнлигимиз тоғрилиқ һекайә қилғум келиду. Мән 36 яшқа кирдим вә биз үчүн яритиливатқан имканийәтләр түпәйли икки магистрлиқ дәриҗигә, топ-менеджмент дәриҗисидә ишләшниң вә чоң компанияләрни башқурушниң он жилдин ошуқ тәҗрибисигә егә. Бирнәччә тилни билимән, хәйрихаһлиқ, җәмийәтлик паалийәт билән шуғуллиниватимән, өз ишим бар. Бирақ, әң муһими, мән илгири бу тоғрилиқ арманму қилмиған едим, Қазақстан уйғурлири җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң пайтәхттики шөбисиниң рәиси болуп сайландим. Әмәлиятта бу чоң җавапкәрлик вә хәлиқниң ишәнчиси. Етирап қилимәнки, бу еғир иш, бирақ биз үчүн, вәтинимиз үчүн қандақту-бир пайдилиқ һәм муһим ишни әмәлгә ашуруш хаһиши һәммидин үстүн болди. Мүмкин кимду-бири мени махтиниватиду дәп ойлаватқанду. Ундақ әмәс! Мән пәхирлинимән, тәҗрибәм билән ортақлишимән. Мән болупму мени тиңшаватқан, өзини издәватқан вә келәчигимизни өз қолиға алмақчи болған яшлар арисида тәҗрибәм билән ортақлашмақчимән. Мән илгири алий оқуш орни тамамлиғандин кейин дәсләп өзәмни Алмутида издигәнлигим, кейин Москваға кәткәнлигим вә, очуғини ейтқанда, жирақ чәт әлгә кетиш хаһишиниң болғанлиғи тоғрилиқ ейтқан едим. Бирақ чәттә жүргәндә өз өйүңниң әла екәнлигини чүшинидекәнсән. Биз мошу йәрдә, өз өйүмиздә керәк. Мән яшларға мураҗиәт қилимән вә силәр мошу йәрдә – өз өйүңларда керәк дәп қәтъий ейтимән. Пайтәхткә мән 2005-жили кәлдим. Қолумда һаҗәтлик нәрсиләр селинған бирла сумка вә гитара. Йә иш, йә уруқ-туққанлар, йә достлар, йә өй йоқ... Мениң пайтәхткә болған йолум вә униң билән тонушушум поездин, вокзалдин башланди. Һелиму ядимдики, кона вокзалға, бирақ йеңи “Talgo” поезида кәлдим. Перронға чиқип сәзгиним – деңиз һиди болди! Һәқиқий деңизниң! Һәр һалда маңа шундақ билинди. Бирақ һәқиқәттә бу шәһәрдики нәмниң аламити еди, чүнки униңда дәрия-көлләр, әлвәттә, сазлиқлар нурғун еди. Әнди жиллар өтүп, биз пайтәхттә икки вокзалниң бар екәнлигини билимиз, униң үстигә йеңи вокзал Президент сарийидин болған йол бойиға орунлашқан. Шунчилик чирайлиқ вә һашамәтлик селинғанки, уни йә сода мәркизи, йә аэропорт терминали дәп қалисән. Биләмсиләр, мән жиллар өтүп, пайтәхткә көчүшниң наһайити тоғра қарар болғанлиғиға көз йәткүзүватимән. Жуқурида мән өзәмниң бирқатар утуқлирим билән ортақлаштим вә Астананиң һәқиқәтәнму арманлар әмәлгә ашидиған шәһәр екәнлигини қәтъий билдүримән. Дәсләп мән ялғуз кәлдим, кейин ата-анамни, уруқ-туққанлиримни, достлиримни елип кәлдим. Өйләндим, бу йәрдә балилирим туғулди. Һазир бизниң өзимизниң кичик ассамблеямиз бар! Бизниң аилидә һәм қазақлар, һәм уйғурлар, һәм татарлар, һәм славянлар бар, мениң балилирим болса – ассамблея балилири. Шундақ екән, Астана турғунлириниң бир миллионға йетишигә бизниң аилиму салмақлиқ һәссә қошти. Биз әйнә шундақ пайтәхт вә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси билән өсүватимиз. Сол қирғақта, Байтерек әтрапида һечнеминиң болмиғанлиғи ядимда. Һазир пайтәхт меһманлири вә турғунлири гөзәлликтин, ядикарлиқлардин, беналардин бәһир еливатқан җайда йә қурулуш жүргүзүлүвататти вә дала еди. Бәзидә сол қирғақниң бош йоллири билән кетип барғанда йолдин у яқтин-бу яққа жүгрәп өтүватқан тошқанларни көрүшкә болатти. Йәрлик турғунларниң ейтишичә, улар бу йәрдә илгири очилиқ қилған екән! Һазир сол қирғақниң мәркизидә 38-қәвәттә яшаватқан ата-анамниң өйидә меһманда болғанда, мегаполисниң гөзәллигидин бәһәрләнгәч, хиялимға қизиқ пикир келиду. 15 жил дегидәк пайтәхт турғуни вә униң өсүшиниң шаһиди болсамму, мунчилик қисқа қәрәлдә шундақ гөзәл шәһәрни вуҗутқа кәлтүрүшниң мүмкин болғанлиғиға ишинәлмәймән. Бир қизиқ йери, күндүзи вә кечиси униң гөзәллиги икки түрлүк көрүниду. Нур-Султан – әйнә шундақ шәһәр. Униң алаһидилигини көрүшни, пайдилинишни вә баһалашни билиш керәк. Мән мошу йеңи шәһәрдә учратқанлиримниң һәммисидин – достлиримдин, тонушлиримдин, шериклиримдин, йолдашлиримдин миннәтдармән. Кимду-бири маңа хошаллиқ һәдийә қилди, кимду-бири тәҗрибиси билән ортақлашти. Кимду-биригә имканийәт яритип бәргәнлигидин миннәтдармән, кимду-бири билән келәчәктә ишләш мүмкинчилиги пәйда болди, кимду-бири билән өтмүшни баһалашни тоғра кәлди. Амма һәммисигә сәмимий миннәтдарлиқ билдүримән, һәммисигә бәхит-саадәт, муваппәқийәт, Алланиң рәһмитини тиләймән! Ахирида Яшлар жилида пайтәхт күни һарписида яшларға арзу-арманлар илкидә болушни, арман қилиштин қорқмаслиқни тилигән болар едим! Қәлб әмригә әмәл қилип, алийҗанап болушни, қолда барниң һәммисини баһалашни вә қәдирләшни тилигән болар едим! Һәммә нәрсә өз қолумизда! Ениқ мәвқә болуш керәк! Һәрқандақ адәм өзидин башлиши шәрт! Өз үстидә ишлиши лазим! Өзини айимаслиғи керәк! Күчлүк, әқиллик, әдәплик, дана өз саһасида кәспий болуш керәк! Һәрқачан тохталсиз өсүшкә, роһий вә мәнивий тәрәққиятқа интилиш лазим! Мән яшларни вә яшларниң йетәкчилирини хәлқимизниң гүллиниши үчүн барлиқ күчини сәрип қилишқа чақиримән. Қазақстан – бу течлиқ һөкүм сүргән дияр! Мошу диярниң жүриги бизниң пайтәхтимиз Нур-Султан шәһири! Рустәм АБДУСАЛАМОВ, “Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи” җәмийәтлик бирләшмиси Нур-Султан шәһәрлик шөбисиниң рәиси.

381 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы