• Хәйрихаһлиқ
  • 10 Шілде, 2019

Хәйрихаһлиқ “Гүлчай”

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, “Уйғур авази” Йеқинда Алмута шәһириниң “Шапағат” мәһәллисидә өткән ханим-қизлар олтиришиға дуч келип қалдим. Башта мән “бу адәттики чай болса керәк” дегән ойда болдум. Зияпәт башлинип, у йәрдики 200дин ошуқ миллий кийимдики ханим-қизни көрүп, бу оюмдин қайттим. Бу “Гүлчай” екән. «Гүлчай» — хәлқимизниң әң қедимий миллий әнъәнилириниң бири. Әҗдатлиримиз қалдуруп кәткән миллий урпи-адәт, рәсим-қаидиләргә әмәл қилған һалда өтидиған «Гүлчайниң» тәрбийәвий әһмийити зор. Бу қетимму у миллий әнъәниләргә әмәл қилған һалда уюштурулупту. Бу “Гүлчайниң” йәнә бир алаһидилиги хәйрихаһлиқ паалийәт билән шуғуллинидекән. – Нака балиларға, турмуш шараити төвән аилиләргә жилиға 2 қетим ярдәм қолумизни сунидиған мүмкинчилигимиз бар. Билетниң пулидин 500 тәңгини ярдәмгә муһтаҗларға беримиз, – дәйду уюштурғучиларниң бири Диләрәм Абдуллаева. Меһманлар «Гүлчайни» уюштурғучилар тәрипидин тәйярланған көрүнүшләрни тамашә қилди.  Нахша-саз, уссул вә викторина оюнлириму «Гүлчайниң» техиму қизиқарлиқ  өтүшигә түрткә болди.

921 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы