• Хәйрихаһлиқ
  • 08 Тамыз, 2019

Өз өйүмниң хушлуғи, пут-қолумниң бошлуғи яки Гүлдалада йәнә төрт аилә өйлүк болди

Гүлдала. Илгәрки «Красное поле» йезиси. Ахирқи вақитларда көплигән шәһәрләр билән йезиларниң намлири өзгүрүватидиғу. «Гүлдала нами оңушлуқ өзгәргән йезиларниң бири» дейишиду, турғунлар. Демисиму, исми җисмиға ярашқан йеза. У яқтин, бу яқтин көчүп кәлгәнләр көп. Тәрмә жут болсиму, хәлқи наһайити өм. Йеқинда уларға йәнә төрт аилә келип қошулди. Аилә болғанда ялғуз анилар. Һәр бириниң бәштин (!) балиси бар. Әсли балиларниң анисиму, атисиму бир. У – Гүлҗаһан ана Муратова. Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Өзиниң кәң хәйрихаһлиқ паалийити билән тонулған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратовани тонумайдиған уйғур йоқ, десәм хаталашмаймән. Шундиму бираз лирикилиқ чекиниш қилсақ артуқлуқ қилмайду, дәп ойлаймән. ...Йеңидин аилә қурған Гүлҗаһан билән Йүсүпҗанға һаятниң хелә иссиқ-соғлирини бешидин кәчүрүшкә тоғра кәлди. Бирдә ач, бирдә тоқ. Кийимиму пүтүн әмәс. Гүлҗаһан Кичик Чиған оттура мәктивидики пионерлар уюшмисиға ишқа орунлишиду. Кейин Яркәнттики интернатта тәрбийилигүчи болуп ишләйду. Мошу йәрдә ишләп жүрүп, у бухгалтерияниң ишиға арилишип қалиду. Мана шуниңдин кейин һесап-чоттин хәвири бар ханимни Яркәнттики Орта йезилиқ кеңишигә ишқа тәклип қилиду. Яш бухгалтерға шәһәрдә иҗаридә турушқа вә йәнә башқиму қийинчилиқларни тартишқа тоғра келиду. Амма у дуч кәлгән қийинчилиқларниң һәммисигә бәрдашлиқ беришқа тиришиду. Несийәгә пул елип, чаққанғинә бир өй сетивалиду. Шу вақитта яркәнтликләрдә йеңи өй тутқан аилигә қазан, җоза көтирип киридиған адәт қелиплашқан еди. Кигиз, қача-қомуч охшаш өй җиһазлириниң һәммиси әнъәниниң арқисида кәлди. Гүлҗаһан ана бу яхшилиқларни унтуғини йоқ. Шу вақитта у «әгәр бай болуп қалсам, тапқинимни әл-жут билән бөлүшимән» дәп өзигә сөз бәргән еди. Кеңәш Иттипақи тарқиғандин кейин Гүлҗаһан ана тиҗарәт билән шуғуллиниду. Дәсләпки тапқан пайдисини у хәйрихаһлиқ паалийәткә ишлитиду. Бир күни анимиз он мишкап унни елип туғулған тәвәси Уйғур наһийәсигә атлиниду. Қизиқ йери, шу вақитта адәмләр сахавәтлик аялниң бу һәрикитини қобул қилмайду. Кеңәш Иттипақидин қалған чүшиник: «ач қалған һечким йоқ, билигимдә күчүм бар» дегән рәнҗишләрни дәйдиған бир заман еди у. Шундақ қилип, у бир мишкап унни довунлуқ Рози момайға, бир мишкапни туққанларниң биригә берип, қалғинини қайтуруп келиду. Сәккиз мишкап унни көпчиликниң мәслиһити билән Яркәнтниң мечитиға апирип қойиду. Мечит қоми уни турмуши начар аилиләргә тарқитиветиду. Кейин шу тизим арқилиқ өзиниң хәйрихаһлиқ паалийитини башлайду. Мәлум вақит өткәндин кейин, Уйғур наһийәсидиму ярдәмгә муһтаҗ аилиләр тепилди. Ундақларни аңлиса, анимиз чидап туралмайду. Өткән жили Гүлҗаһан ана Гүлдалаға «Анилар өйини» селип, тоққуз ана билән оттуз балини асравалған еди. Алдиниң бир, кәйниниң 5 балиси бар. Улар һәқсиз туриду. Озуқ-түлүкниң һәммисини анимиз өз һөддисигә алған. Анилар ишлимәй, пәқәт балилириға қарап, өйдә олтириду. Балилири билән кочида қалған ялғуз аниларға өй селип бәргән бу аилигә «апирин» әйләп, уларниң житимларға қиливатқан ғәмхорлуғиға қарап һәммимиз зоқландуқ. Бир яки икки балиси барларға бир бөлмә, униңдин көп балиси барларға икки бөлмидин аҗритилипту. Монча, кир жуюш бөлүми умумий екән. Бәш милләт: уйғур, қазақ, рус, кәрис, өзбәк. Гүлҗаһан Муратованиң (әсли исми Җаһангәр) житимларниң бешини сийпап келиватқиниға көп вақит болди. Бу һәққидә алмутилиқлар билән Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Панфилов наһийәлириниң турғунлири яхши билиду. Болупму Роза-рамзан, Қурван һейтлири пәйтидә у наһийәләрни арилап кетиду. Йеңи оқуш жили башланғандиму әһвали еғир аилиләргә қол учини созиду. Бу қетим Гүлдалада йәнә той. Аниниң «Анилар өйидики» көпбалилиқ аниларни бөлүп чиқириш ойиму йоқ әмәс еди. Армини әмәлгә ешип, у өткән һәптидә төрт аниға тәнтәнилик түрдә өйниң ачқучлирини тапшурди. Жирақ-йеқиндин жиғилған меһманларниң хаһиши бойичә мәрасимни Гүлҗаһан аниниң өзи ечип бәрди. – Бүгүн хошаллиғимниң чеки йоқ, – дәп сөзини башлиди у. – Бу өйләрниң һулини мән қурғуним билән ишниң көпини мени қоллап-қувәтлигән пәрзәнтлирим, тиҗарәтчиләр, яшлар қилди. Уларға миннәтдарлиғим чәксиз. «Көп түкәрсә, көл болиду» дегини мошу болса керәк. Мениң тилигим бирла: елимиздә житим-йесирлар азайсун, аниларниң көзидә нәм болмисун! Мундақ мәрасим бизниң Талғир наһийәсидә биринчи қетим болуватиду, – деди Талғир наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Толқын Саметова. – Аңлисам, анимизға жирақ-йеқиндин қол учини созғанларму бар екән. «Бирлишип көтәргән жүк йеник» демәкчи, буниңдин кейин бу лайиһәни өз қолумизға елип, уни давамлаштурушқа тиришимиз. Мошундақ яхши башланмиға йол ечип бәргән анимизға алқишимиз чәксиз. Көпмилләтлик Қазақстандики хәлиқләр достлуғиға тил тәгмисун! Талғир наһийәсидин кәлгән меһманниң бу тилигигә Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов, униң маарип ишлири бойичә орунбасари Шерипҗан Илияров, наһийәлик ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиеваларму қошулди. Шуниңдин кейин улар Г. Муратоваға Талғир наһийәсиниң һакими Рыскелды Сәтпаевниң Пәхрий ярлиғини тапшурди. – Йезимизда көптин күткән чоң той, – дәп сөзини башлиди Гүлдала йезилиқ округи һакиминиң орунбасари Меруерт Әзылқиямова. – Гүлҗаһан анимиз үч жилдин бери бизниң йезидики тәминати төвән аилиләргә қол учини созуватиду. Өзи беқип чоң қиливатқан «балилириға» өй селип берип, бешимизни көккә йәткүзди. Бу һәқиқий мәрданилиқниң үлгиси. Анимизниң йенида болған барлиқ отжүрәк инсанларға йеза турғунлири намидин рәхмитимни ейтмақчимән. – Мени аниниң балиларға болған муһәббити қайил қилди, – дәйду Гулдала оттура мәктивиниң мудири Қуан Айтбаев, – Ана бу йәргә көпбалилиқ аниларни елип келиштин бурун мәктәпкә йолуқти. «Балиларни оқутуш керәк» деди анимиз, маңа. Раст, бу йәрдә әң муһими – бала. Шуңлашқа мундақ чоң ишни қолға алған аниниң тәкливини ойланмайла қобул қилдим. Һазир оттуз бала бизниң мәктәптә оқуватиду. Ана уларниң билим елиши үчүн барлиқ шараитни яратмақта. – Алди билән силәргә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийити, Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовниң иллиқ салимини йәткүзмәкчимән, – деди униң орунбасари, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәрири Ершат Әсмәтов. –Житим көрсә бешини сийпашқа адәтләнгән Гүлҗаһан анимиз миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлириниң бири. У бәш тәңгә тапса, униң мәлум қисмини муһтаҗларға хәшләйду. Миллий мәтбуатимизға, мәктәплиримизгә дайим ярдәм қилип кәлмәктә. Униң жүриги шуниң билән биллә «елим» дәпму соқиду. Мошу ахирқи қетим Арыста йүз бәргән вақиәгә йәнә биринчиләрдин болуп ярдәмгә кәлди. Мәркәз әзалири Елбасы Нурсултан Назарбаевниң, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң дана сәяситини қоллап-қувәтләп, елимизда хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләштә аянмай әмгәк қиливатиду. Мошундақ биримизниң бешиға күн чүшкәндә йәнә биримиз униңға ярдәмлишишкә алдирисақ һәр қандақ мәсилини йешишкә болидекән. Бүгүнки мәрасим – әйнә шуниң бир көрүнүши. Балиларму житим қалмайду, аниларму жиғлимайду. – Гүлҗаһан анимизни 20 жилдин ошуқ вақит яхши билимән, – дәйду ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җапаров. –Униң қиливатқан хәйрихаһлиқ ишлирини атап өтидиған болсақ, санап түгәткүсиз. Бүгүнки мәрасим шуниң бир тамчиси. У бизниң миллитимизниң арисидин чиққан мәрт-мәрданә аниларниң бири. Униң исми билән дайим пәхирлинимиз. Мошундақ мәрасимниң болидиғанлиғини аңлап, әттәй кәлдим, –дәп сөз алди Гүлдала йезисиниң ақсақали Назарбек Бекжигит. – Әҗайип бир меһир-шәпқәтлик ишни әмәлгә ашурған ана һәққидә аңлап, шу анимизни көргили кәлдим. Сизгә егилип тазим қилимән. Мундақ иш көрүнгән адәмниң қолидин кәлмәйду. Сизниң бу ишиңизни башқиларға үлгә қилип көрситиш керәк. Болупму яшларға. Аниларниң жүриги әйнә шундақ кәң, меһриван, көйүмчан, меһир-сахавәтлик болиду.Йүз яшаң, Ана! Шуниңдин кейин мәрасимниң рәмизлик лентиси қийилип, Бағилаш Жанатаева, Татьяна Хулхачинова, Зарина Чоруқова, Зульфия Исрайилова қатарлиқ көп балилиқ аниларға өйлириниң ачқучлири тапшурулди. Буларниң үчиниң бәштин (!) балиси бар. Бириниң төрт. Буниңдин кейин бу анилар балилири билән барлиқ шараит яритилған үч еғизлиқ өйдә яшайдиған болиду. Аниларниң һәммиси көзлиригә яш алди. Бәзилири хелә вақитқичә өзлирини тохтиталмиди. Өйләрниң ишиги ечилғандин кейин меһманлар арисидин: «қандақкән?», «шунчә бала билән патамсиләр?» дегән соалларни қойғанларму болди. – Әң әвзили, өзимизниң өйи. Буниңдин бир нәччә жил илгири баш панасиз жүргән едуқ. Ижаригә пул тапсақ, қосаққа йоқ. Өзимиз мәйли, балилиримиз ач қалған күнләрму болған. Һазир турушлуқ өйимиз бар. Әң муһим мәсилимиз йешилди, – йәнә көзлиригә яш алди анилар. Өз өйүмниң хушлуғи, пут қолумниң бошлуғи. Хошаллиқ жиғиси... Талғир наһийәси.

947 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы