• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 15 Тамыз, 2019

Муһим мәсилиләр қаралди

Йеқинда Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Мәҗлисләр залида җамаәтчилик вәкиллириниң новәттики баш қошуши болуп өтти. Униңға Панфилов наһийәлик Ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов, наһийәлик мәркизий мечитниң наиб имами Улан Сарпек, дөләт бехәтәрлиги комитетиниң хадимлири билән жигитбашлири, ханим-қизлар, ақсақаллар, маарип, мәтбуат, яшлар кеңәшлириниң вәкиллири қатнашти. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Баш қошушқа риясәтчилик қилған Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурғандин кейин өзи рәһбәрлик қиливатқан тәшкилат тәрипидин елип бериливатқан мәдәний чарә-тәдбирләр вә уларниң әһмийитигә әтраплиқ тохталди. Андин күн тәртивидики иккинчи мәсилә бойичә наһийәлик мәркизий мечитниң наиб имами Улан Сарпек ислам дини вә униң тәлиматлири һәққидә чүшәнчә берип, ислам дининиң адаләтлик билән диянәтликкә һәм паклиққа дәвәт қилидиғанлиғини ейтип өтти. Наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов көпмилләтлик тәвә турғунлириниң барлиқ саһаларда қол йәткүзүватқан утуқ-муваппәқийәтлиригә алаһидә тохталди. Баш қошушта йәнә бир мәсилә, нәзир-чирақларни өткүзүштә һәддидин ташқири исрапчилиққа йол қоюлуватқанлиғи һәққидә пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди. – Артуқ исрапчилиқтин совап издимәйли, – деди Ризайдин Әйсаев. –Нәзир дәстихини билән той дәстихининиң айримчилиғи болуши керәк. Нәзир – вапат болған киши намидин сәдиқә бериш дегән сөз. Биз нәзиргә 600 –700 адәм чақирип, немә совап тапимиз? Нәзиргә бир аилидин бәш адәмни тәклип қилиш һаҗәтму? Униңдин җиназа намизиға қатнишип, йәттә кәтмән топа ташлап, өсүп келиватқан әвлатқа миллий урпи-адәтлиримизни үгитәйли. Баш қошуш җәриянида Мәһәмәт һаҗим Мәһәмәтов, Мәрүп Арзиев, Муһит Әзизов, Разийәм Тохтибақиева, Сәйдәхмәт Розахунов вә башқилар қариливатқан мәсилә әтрапида өз пикир-тәклиплири билән ортақлишип, җамаәтни артуқ исрапчилиққа йол қоймаслиққа чақирди. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

919 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы