• Хәйрихаһлиқ
  • 11 Қыркүйек, 2019

Йәнә бәш аилини өйлүк қилди

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики «Нураний Анилар» кеңишиниң рәиси, меценат Гүлҗаһан Муратованиң исмини һазир һәммә билиду. Буниңдин бир ай илгири у аилисиниң вә көплигән меһир-шәпқәтлик инсанларниң ярдими арқилиқ «Анилар вә балилар» өйидики бәш аилиниң һәрбиригә икки еғиздин өй селип, бөлүп чиқирип қойди. Әнди уни һәммиси «Алтун жүрәклик ана» дәйдиған болди. Бу қетим униң йәнә бәш «қизини» «талалиқ» қилидиғанлиғи һәққидә аңлап, Талғир наһийәсиниң Гүлдала йезисиға йетип кәлдуқ. Бәхтишат СОПИЕВ «Уйғур авази» Ана бир туққан вә беқивалған балилирини әтрапиға топлавелип, Нур-Султан шәһиридин келиватқан һөрмәтлик меһманни күтүветипту. Униң ким екәнлигини «күтүлмигән соға» болсун дедиму, һечкимгә ейтмиди. Гәпара Гүлҗаһан аниға Интернет торлирида униң намиға ейтиливатқан иллиқ гәпләр һәққидә ейттим. — Ундақ дәватқанларға көп рәхмәт, маңа алқишини билдүрүватқанлардин ярдәмгә муһтаҗларниң сани техиму көпийиватиду, —дәйду ана салимимни иллиқ қобул қилип. – Һәр жили мәктәп башланғанда бираз һал-оқити төвән аилиләрниң балилириға кийим-кечәк елип беримән. Бу жили болса, 250 балини кийиндүрүшкә тоғра кәлди. Панфилов, Уйғур, Талғир наһийәлиридин вә Алмута шәһиридин редакциямизгә телефон қилип, миннәтдарлиғини изһар қиливатқанларму көп. Гезитханларниң бу салиминиму аниға йәткүзүп қойдум. Аңғичә нурсултанлиқ меһманму йетип кәлди. У – Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Баш муфти Серикбай һаҗим Оразоғли. Баш муфтий бирдинла микрофонни елип, алди билән мошундақ яхши ишини башлап бәргән Гүлҗаһан аниға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилди. – Елимиздә ярдәмгә муһтаҗ инсанлар көп. Һә, уларға ярдәм қолини сунидиғанлар униңдинму нурғун болуши мүмкин. Алла таала анимизға яхши турмуш билән биллә меһир-шәпқәт, кәңпейиллиқни һәдийә қипту. Ақивәттә, у тапқан-тәргинини муһтаҗлар билән тәң бөлүшүватиду. Анимизниң бу меһир-шәпқәтлик ишиниң башқиларға үлгә болуватқанлиғи мени қайил қилди. – Әслидә һашарни башлап бәргән Гүлҗаһан анимиз. Андин кейин биз Asar-Ume.kz һәрикитини қурдуқ, – деди һәрикәт рәһбири Асхат Нурмашев. –Хәвириңлар болса, Гүлҗаһан ана 20 жилдин ошуқ вақит хәйрихаһлиқ иш билән шуғуллинип кәлгән. Бирнәччә аилиниң иҗарә һәққини бир адәмгә төләш наһайити еғир. Шуңлашқа у «Анилар вә балилар» өйини бәрпа қилиду. Шәхсий баш-панасиз балиларниң келәчиги болмайдиғанлиғини яхши чүшәнгән анимиз Интернет арқилиқ мураҗиәт қиливеди, биз уни дәрһал қоллидуқ. Биз, бир топ яшлар, Интернет арқилиқ адәмләрни һашарға тәклип қилдуқ. 100, 1000, 100 000 тәңгидин пул бәргәнлар бар. Уларниң арисидин аддий хәлиқтин башлап, зияли, шоумен, блогерларни учритишқа болиду. Әң әвзили, биз арминимизға йәттуқ. Мәрасим иштракчилириниң бу хилдики пикирлиригә Гүлҗаһан Муратова билән бир сәптә жүргән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов билән ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари Долқунтай Абдухелилму қошулуп, өз ой-пикирлирини изһар қилди. Андин йеңидин селинған өйләрниң рәмзлик лентиси қийилип, бәштин балиси бар бәш аилигә өйлириниң ачқучлири тапшурулди. Шуниңдин кейин меһманлар заманивий үлгидә селинған өйләрниң бөлмилирини арилап чиқти. Бүгүнкидәк мәрасимға дәсләпки қетим қатнишиватқан гүлдалалиқ Турсынбай Ақылдосов Гүлҗаһан ана башлиған меһир-сахавәтлик инсанларниң хәйрихаһлиқ паалийәтлиридин бәһирлинип, келәчәктә балиларға оюн мәйданчисини селип беришкә вәдә қилди. Өз новитидә Баш муфти мошундақ яхши ишларниң бешида турған яхши адәмләргә өзиниң дуасини бәрди. Муәллип чүшәргән сүрәт.

981 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы