• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 27 Қараша, 2019

Мәхсәт — миллийликни тәрғип қилиш

Түнүгүн Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Қазақтану» илмий-үгиниш лайиһиси даирисидә «Ата өнері — ұрпаққа мұра» мавзусида маһарәт дәриси вә Қазақстанниң даңлиқ спортчилири билән учришиш болуп өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийитиниң тонулған спортчилири, мәдәнийәт әрбаплири, қолһүнәрвәнләр, этномәдәнийәт бирләшмилири вә ҚХА тәркивидики башқиму тәшкилатларниң вәкиллири, зияли әһли билән студентлар қатнашти. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Чарә-тәдбирниң асасий мәхсити қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликни тәрғибат қилиш болғанлиқтин, бу күни «Достлуқ өйиниң» фойесида қолһүнәрвәнчилик вә миллий кийим-кечәкләр билән таамлар көргәзмиси уюштурулди. Меһманлар дәсләп шу көргәзмиләрни зиярәт қилип, қазақ хәлқиниң миллий урпи-адәтлири, мәдәнийити, тарихи билән йеқиндин тонушти. Андин риясәтчиләр көпчиликкә мәзкүр мәрасим меһманлирини тонуштурғандин кейин «Достлуқ өйи» мудириниң орунбасари Нурлан Мәуленов билән йетәкчи эксперт Нурсауле Әлтекова елимиздә милләтләрара разимәнликни сақлашта муһим роль атқуруватқан Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлишидә өтүватқан бу мәрасимниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини алаһидә тәкитләп, җумһурийитимиздә яшаватқан 130 милләт вәкилиниң қазақ хәлқиниң миллий әнъәнилирини тонуп-билишигә пурсәт яритидиғанлиғини қәйт қилди. Шундақла сөзгә чиққан Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң профессори Мендығаным Шаймерденова чарә-тәдбирниң елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Рухани жаңғыру» программилиқ мақалисида ейтилған көрсәтмиләрни әмәлгә ашуруш мәхситидә өткүзүлүватқанлиғини тилға алған һалда, яш әвлат вәкиллириниң әҗдатлиридин қалған мәдәний байлиқларға варислиқ қилиши, уларниң муқәддәс пәризи екәнлигини атап көрсәтти. Әнди «Достлуқ өйидә» өткән мәтбуат конференциядә Қазақстанниң даңлиқ спортчилири, җүмлидин еғир атлетика бойичә дунияниң икки дүркүн чемпиони Майя Манеза, атақлиқ еғир атлет Азия оюнлириниң чемпиони Вячеслав Ершов, Қазақстанға әмгиги сиңгән спорт маһири Ислам Байрамуков вә башқилар журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Шундақла улар спорт яшларда вәтәнпәрликни тәрғип қилиш үчүн тепилмас қурал екәнлигиниму алаһидә қәйт қилди. Мәрасим ахирида меһманлар қолһүнәрвәнләр билән зәргарлардин миллий буюмларни сетивалғандин ташқири, концертлиқ программиларни тамашә қилғач, уюштурғучилар тәрипидин йейилған миллий таамларға толған мол дәстихандин еғиз тәгди.

1006 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы