• Хәйрихаһлиқ
  • 11 Желтоқсан, 2019

Ярдәм қолумизни сунайли

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Һазирқи күндә йәп-ичиватқинимизму яки һава-райиниң күндин-күнгә өзгирип, паскинилишип кетиватқининиң тәсириму, әйтәвир, чоңларни ейтмиғанда, бегуна наресидиләр арисида көплигән нами адәмни чөчүтидиған ағриқ-силақлар көпләп пәйда болушқа башлиди. Арзулуқ пәрзәндиниң дәрдигә шипа издигән айрим ата-анилар тартиватқан дәрт-әләмлирини пәқәт өзлирила билсә керәк. Янчуғуңда төрт тәңгәң болмиса, өйүңниң босуғисини атлап чиқалмайдиған бүгүнки күндә балисини давалитиш үчүн жутдаш-қериндашлири, һәтта, амалиниң йоқлуғидин, көпчиликтин ярдәм сораватқан ата-анилар бар. Уларни тоғра чүшинип, қолидин кәлгинини қиливатқан хәйри-сахавәтлик инсанларму йоқ әмәс. Бу җәһәттин елип қариғанда, буниңдин бираз вақит илгири ойлимиған йәрдин салаһийәтлик мутәхәссисләр Меһрим Сонурованиң үч яшлиқ Шахназ исимлиқ қизиға (лимфообластный лейкоз b2 клеточный), йәни «ақ қан» дәп диагноз қойғинида, ана үчүн һаят бирдинла тохтап қалғандәк билинип, пәрзәндиниң ағриғини сақайтиш үчүн лазим болған пулни (һазирчә 60 миң АҚШ доллири әтрапида — М.С.) бешини ташқа урсиму тапалмайдиғанлиғини ойлап, һәммә нәрсидин үмүтини үзгән еди. Амма бир қизи билән тәнһа қалған Меһримниң йенидин тепилған қәлби дәрия инсанларниң, шу җүмлидин туғулуп өскән жути – Уйғур наһийәси Чоң Ақсу йезисиниң турғунлири, Уйғур вә Панфилов наһийәсидә паалийәт елип бериватқан тиҗарәтчиләр вә башқиму меһриван, бирәвниң қайғусиға ортақлишишни инсаний пәрзим дәп һесаплайдиған кишиләрниң тәшәббуси билән җай-җайларда һәрхил хәйрихаһлиқ чарә-тәдбирләр уюштурулуп, униңдин чүшкән мәбләғни «гөдәкниң давасиға ишлитиң» дәп бәргинидә, аниниң көңли бираз болсиму, орниға чүшүшкә башлиди. Униң үстигә, Интернет арқилиқ тарқитилған мураҗиәтнамиләр түпәйли, Шахназға тамамән ят, йәни наресидини турмақ, униң аниси Меһримни бирәр қетим көрмигән адәмләр өзлириниң ианиси әвәтип турушни тохтатмайватиду. Йеқинда биз, әйнә шу Шахназға ярдәм қилиш мәхситидә Алмута шәһиридики «Вайнах» мечитида Меһримниң қериндашлири вә жутдашлири тәрипидин уюштурулған йәрмәңкигә дахил болдуқ. У йәрдә жүригидә оти бар инсанлар һәрхил таамлар билән көктатларни сетип, униңдин чүшкән 943 300 тәңгини Шахназниң чоң аниси Фазилягә тапшурса, жутдишиниң ағриғиға шипа болуп қалсун дегән нийәттә чоңақсулуқлар топлиған новәттики 245 850 тәңгисиниму у яқниң қолиға бәрди. Шундақла йәрмәңкидин қалған озуқ-түлүкләр шәһәр дуканлириға тарқитилип, униңдин чүшкән 15 000 тәңгиму Шахназниң һесап-чотиға авдурулди. Һазир Шахназ Түркияниң Стамбул шәһиридә дәсләпки химия-терапиялиқ давалаш курсидин өтүватиду. Әнди үч яшлиқ гөдәкниң мошундақ еғир әһвалда давалиниш өткәллирини бешидин кәчүрүватқан аниси немә болуватиду десиңизчу? «Балам, сениң тапиниңға киргән тикән, мениң көзүмгә кирсә болмамду?» дәп пәрзәндиниң отида көйүватқан қериндашлиримизға мураҗиәт қиливатимиз. Шуни ишәшлик ейталаймизки, WhatsApp, Facebook вә башқа иҗтимаий торлар арқилиқ Шахназ Ғәйнидиноваға ярдәм қиливатқан йүзлигән, һәтта миңлиған өзгә милләт вәкиллири қатарида бизму өзимизниң қол учимизни сунуп қойсақ, башқилар алдида инақлиғимиз билән өмлүгимизниң испати болуп қалидиғанлиғи талашсиз. Әгәр Шахназға азду-тола ярдәм қилай дегүчиләр болса, төвәндики алақә телефониға хәвәрлишип, ианисини көрситилгән һесап-чотларға әвәтсә болиду. Сунурова Мехрим Маликовна Тел: 8-747-405-99-61 (WhatsApp) Инстаграм: Shahnaz_help ИИН 950831400282 Каспи голд: 5169497100189160 Центр кредит: 5104455242781771 Халык банк: 4003032765979010

1075 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы