• Хәйрихаһлиқ
  • 25 Желтоқсан, 2019

Хәйрихаһлиқ – инсанийлиқниң бәлгүси

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қәйнәзәр йезисидики Мәдәнийәт өйидә «Азат йезисиниң күн шолилири» җәмийәтлик фондиниң мудири Рәһимҗан Мусаровниң уюштурушида бөрәк ағриғиға муптила болған төрт яшлиқ Даниэль Дилмуратовқа ярдәм қолини созуш мәхситидә хәйрихаһлиқ концерти болуп өтти. Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Концерт башланмай туруп Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасарлири Нурбүви Насирова вә Үсәнҗан Абдрахманов, Қәйнәзәр йезисиниң жигитбеши Кевир Яқупов вә башқилар сәһнигә көтирилип, мошундақ сахавәтлик ишлар билән шуғуллинип келиватқан Реһимҗанға миннәтдарлиқ ейтип, Даниэльниң тез-арида сақийип кетишини тилиди. Реһимҗан Мусаров хәйрихаһлиқ ишлар билән шуғуллинишни буниңдин бирнәччә жил бурун башлиди. Униң ейтишичә, ушбу ишлар билән шуғуллинишиға өз пәрзәндиниң ағрип қелиши сәвәп бопту. Реһимҗан оғлини давалаш җәриянида ағриған балини асраватқан адәмләрниң қәдрини билип, чүшәнгәнлигини ейтиду. Андин у өзи истиқамәт қилидиған Азат йезисидики бирнәччә җәмийәтлик орунға хәйрихаһлиқ ящиклирини орнитип, жиғилған мәбләғни йезиниң турмуш шараити төвән, ярдәмгә муһтаҗ, ағриқ балилири бар аилилиригә бөлүп беришни адәткә айландурған. Реһимҗанниң бу алийҗанап башланмисини һазир пәқәт Азатниңла әмәс, бәлки хошна йезиларниң сахавәтлик инсанлири қоллап-қувәтләп, ярдәмгә келиватиду. Икки саатқа созулған концерт җәриянида тамашибинлар «Яркәнт бағлири», «Баһар» ансамбльлириниң, «Үмүт» топиниң, яш сәнъәткарлар Шаһмурат Баһамов, Фатиха Арзиева, Шатмир Ибрагимов, Турғанҗан Һосманов, Әхмәтҗан Тайиров, Илшат Аршалим, Сайера Марат, Шаһмурат Һашимовниң, Қәйнәзәр Мәдәнийәт өйиниң бәдиий рәһбири Арман Ыдырысов билән сәнъәткар хадими Гүлзар Сулайманованиң, шундақла кәч меһманлири вә башқиларниң һүниридин бәһримән болди. Концерттин кейин Реһимҗан Мусаров сәнъәтчиләргә, концертни уюштурғучиларға һәм кәч меһманлириға миннәтдарлиқ билдүрүп, Даниэльниң дәрдигә, униң аилисигә һисдашлиқ билдүргән сәнъәткарларға Миннәтдарлиқ қәғәзлирини тапшурди. Шуни қошумчә қилиш лазимки, һазир Даниэль Түркия елидә давалинишқа башлиди. Униң сәллимаза сақийип кетиши үчүн Қазақстанға қайтип кәлгәндин кейинму давалиниши керәк. Униң үчүн йәнә қошумчә мәбләғ һаҗәт. Мабада, Дилмуратовлар аилисигә ярдәм қолини созуш нийити бар инсанлар болса, төвәндики һесап-чотқа мәбләғ әвәтишкә болиду: Kaspі Gold: 516949315845 1180 (kzt). Дилмуратов Дилшат Дилмуратович (Даниэльниң дадиси). ИИН: 931203301137. Тел.: 8-708-747-57-64. Kaspі Gold: 5169493108465934 (kzt). Аметова Анара Абдумажитовна (Даниэльниң аписи). ИИН: 960501401027. Тел.: 8-708-650-33-25. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

1032 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы