• Маарип
  • 05 Ақпан, 2020

Устаз бәхти — шагирт һөрмитидә

Әвлат тәрбийиси – муәллимниң қолида. Униң бәхти болса, оқуғучилириниң униңға болған һөрмитидә. Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Өз кәспигә садақәт сақлап, пүтүн аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған маливайлиқ Рошән Һаширова жутдашлири һәм шагиртлириниң һөрмитигә бөләнгән пешқәдәм муәллим. Униң һөрмәтлик дәм елишқа чиққиниға талай жиллар болсиму, Рошән аниниң өйи шагиртлиридин хали әмәс. Шуниңға қарап «Устаз устаз әмәс, өз шагирти үчүн көймисә, шагирт шагирт әмәс, өз устазини сөймисә», дегән сөзләр нәқ мошу Рошән Иврайимқизи һәққидә ейтилғанду, дегән ойға келисиз. Һәрқандақ адәмниң келәчәк кәспини таллавелишиға бәлгүлүк бир адәмниң сәвәпкәр болуши тәбиий. Рошән мәктәптә оқуп жүргинидә устази, химия вә биология пәнлириниң муәллими Реһангүл Үзәрбековаға алаһидә зоқмәнлик билән қаратти. Чүнки Реһангүл муәллим интайин маһир педагоглардин еди. Дәристә оқуғучилириниң бар диққитини өзигә пүтүнләй җәлип қиливалатти. Рошән униңға қарап «келәчәктә мәнму Реһангүл муәллимдәк болимән» дәп арман қилатти. Балилиқ арминини әгәшкән Рошән Яркәнт педагогика училищесини әла баһалар билән тамамлиди. Андин өзи оқуған Маливай оттура мәктивигә ишқа орунлашти. Интаси жуқури оқуғучисиниң ана мәктивигә яш муәллим ретидә қайтип кәлгәнлигини чоң утуқ дәп билгән билим дәргаһиниң шу чағдики мудири Патәм Исрайилова Рошәнни наһийәлик билим бөлүмигә йетиләп апирип, тонуштурди. Шу жили Рошән муәллим дәсләпки башланғуч синипини өз рәһбәрлигигә алди. Ушбу синипқа 36 оқуғучи кәлди. Армини әмәлгә ешип, муәллим аталған Рошәнниң беши көккә йәтти. У һәрбир балиға алаһидә көңүл бөлүп, ишиға киришип кәтти. Рошән пәқәт балилар билән уларниң ата-анилириниңла әмәс, бәлки мәктәп рәһбәрлигиниңму көңлидин чиқти. Әнди униңға җавапкәр вәзипә – экспериментал синиплар билән ишләш тапшурулидиған болди. Рошән өзигә жүкләнгән вәзипини аброй билән атқурди. Униң әмгигини оқуғучилири өз билими билән ақлиди. Шу 50 жил бурун қолиға қәләм тутқузған оқуғучилириниң көпчилиги мәктәпни әлачи вә зәрбидар түгәтти. Сәккизи муәллим кәспини таллавалған еди, һазир уларниң төрти Маливай оттура мәктивидә ишләйду. Рошән Һаширова һәр жиллардики мудирлири Патәм Исрайилова, Әбәйдуллам Манапов, Мәһәмәтҗан Турсунов, устаз-кәсипдашлири Әркин Веләмов, Гүлпәм Қасимова, Ибдимин Розахунов вә башқилар билән Маливай оттура мәктивини наһийәдики алдинқи қатарлиқ билим дәргаһлиридин болушиға төһпә қошти. Рошән муәллимниң алаһидилиги – бир қетимму ишқа кечикмәпту. Униң мошундақ «тәртиплик» болуши беһөддә әмәс. Чүнки униң дадиси Иврайим «Маяк» совхозиниң Ленин орденлиқ бригадири болған. Аписи Нурбүви сәккиз балиниң тәрбийисидә болуп, уларниң бойиға пәқәт алий хисләтләрни сиңдүрди. Рошән аниниң йолдиши, һели мәрһум Хизрулламму совхозда бригадир болуп ишлиди. Улар үч қиз вә бир оғул тәрбийилиди. Ейтмақчи, бийилқи жилниң дәсләпки күни Рошән муәллим 70 яшқа кәлди. Тәвәллудиға мунасивәтлик у «Ұлағатты ұстаз» медали билән мукапатланди. Адәттикидәк, бу күни униң өйи йәнә меһманға толди. Маливай оттура мәктивиниң илмий мудири, шагирти Рәбагүл Илишева рәһбәрлигидә дәсләпки синипида билим алған балилардин он йәттиси устазиниң қучиғини гүлләргә толтурди. Изгү тиләклирини билдүрүп, бәргән билими билән тәрбийиси үчүн миннәтдарлиғини изһар қилди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

559 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы