• Хәйрихаһлиқ
  • 12 Ақпан, 2020

Һәммини хуш қилғин, Шахназ!

Мошу йәкшәнбә күни Чоң Ақсу йезисида Түркиядә давалиниватқан Шахназ қизимизниң давасиға ярдәм ретидә хәйирхаһлиқ акцияси уюштурулидиғинини аңлап, өзәмниң мисқалдәк болсиму ярдимимни берәй дәп бардим. Мәлиниң шимал тәрипидики очуқ мәйданда көкпарни тамашилаш үчүн нурғун адәм жиғилипту. Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәсидин кәлгән чавандазлар күч синишиватқан екән. Чоң Ақсу жутиниң яшлири вә мечит қоминиң уюштуруши билән қазанлар есилип, иссиқ тамақлар тәйярлиниветипту. Узун қоюлған үстәлләрдә өйдин тәйярлинип кәлгән һәрхил таамлар тизилип, херидарларға сетилмақта. Көрнәклик җайларға қоюлған ящикләргә һәрким өзиниң Шахназ қизимизниң давасиға атиған ярдимини селиветипту. – Бу хәйрихаһлиқ акцияни уюштурушта йеза яшлири вә жутумиздики мечит қоми көп күч чиқарди, – деди жигитбеши Турғанҗан Имиров. – Болупму вақит билән һесаплашмай ат селишқан жигитләрни атап кетәй, улар: жуттики мечит имами Адилҗан Давутов, наиб имам Шахшияр Авдунов, Шөһрәт Тохтахунов, Румин Насиров вә Нариман Мәңсүров. Әнди Көкпарни уюштурушта Қудрәтҗан Әйсаровниң әҗри көп болди. Бүгүн мошу йәрдә уюштурулған йәрмәнкидин чүшкән ахча толуғи билән Шахназ қизимизниң һесап-чотиға авдурулиду. Башта нәвримизни пәқәт чәт әлдә давалашқа болидиғанлиғини, униңға болса, хелила көп мәбләғ керәклигини аңлап, бешимиз қатқан еди. Бизниң муңимизни аңлиған жутдашлар бирдин қол учини созди, — дәп сөзини башлиди Шахназниң бовиси Малик ака. – «Тама-тама көл толиду» дегәндәк, арқа-арқисидин ярдәм қилғучиларниң саниму көпийишкә башлиди. Чонҗа йезисида өткән уйғур эстрада иҗрачилириниң хәйрихаһлиқ концерти, Мәркизий базарда уюштурулған «Яшиғин, Шахназ» намлиқ хәйрихаһлиқ акцияләр шуниң мисали. Һәтта Алмута шәһири вә униң йенидики йезилардиму мошундақ акцияләр уюштурулупту. Бүгүн, пурсәттин пайдилинип, барлиқ жутдашлиримға, бизниң муңимизға бепәрва қаримиған барлиқ адәмләргә аиләм намидин рәхмитимни ейтимән. Алла егәм барлиғиңларниң өйигә хатирҗәмлик әта қилғай. Мәнму, өз новитидә, атиған ианәмни ящикқа селип, “Шахназ тез арида сақийип, һәммимизни хуш қилғай” дәп қайттим. Һасил АБДРИМОВ. Уйғур наһийәси.

7159 рет

көрсетілді

508

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы