• Маарип
  • 12 Ақпан, 2020

Мәртивиси үстүн муәллим

Қазақстан! Бизниң сөйүмлүк вәтинимиз күндин күнгә гөзәллишип, тәрәққий етиватиду. Буниң билән мән, дайим пәхирлинимән. Вәтинимизниң тәрәққиятиға өзлириниң үлүшини қошуватқан инсанлар тоғрилиқму пат-пат ойлаймән. Чүнки улар елимизниң техиму парлақ болуши үчүн өзлириниң күч-ғәйритини сәрип қилди һәм қилмақта. Мана шуларниң бири мениң кәсипдишим, Алмута шәһиридики 115-мәктәпниң рус тили вә әдәбияти пәнлириниң мутәхәссиси Шәмшинур Исламова (сүрәттә). Уни мән муәллим болуп туғулған дәп қоюмән. Йеқинда униң өйидә олтирип, «Уйғур авази» намлиқ гезитқа көзүм чүшти. Варақлап чиқиведим, барлиқ саһаларни йорутидекән. Мәнму өз кәсипдишим һәққидә шу гезитқа язғум кәлди. Шәмшинур Карлқизи һәққидә «Ұлы Есим иелері Шексіз білім иегері» намлиқ китапта йезилған. Булту у «Жас дарын» қабилийәтлик балилар мәркизи тәсис қилған «Ұздік ұстаз» төш бәлгүси билән мукапатланди. Бу һәққидә уйғурлар билмиши мүмкинғу. У оқуғучиларға пәқәт пәнләрни чүшәндүрүпла қоймай, һәр бир бала билән йәккә ишләйду. Шагиртлирини театрларға апириду. Бәзидә улар билән мәктәптә сәһнә көрүнүшлирини қойиду. Арилап уларни житим балилар өйигә апирип, у йәрдики тәғдирләр билән тонуштуриду. Нака балилар билим алидиған мәктәп-интернатлардиму пат-пат болиду. Шәмшинурниң шагиртлири шәһәрлик вә жумһурийәтлик олипиадиларда алдинқи орунлардин көрүнүп кәлмәктә. У көп вақит мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари болуп ишлиди. Қошумчә Алмутидики авиация академиясида дәрис бериду. Мән дайим мошундақ қизни тәрбийилигән ата-аниға қайил болуп, улар һәққидә билгүм келәтти. Амма Шәмшинур «мән аддий бир уйғур аилисидә дунияға кәлдим, ата-анам Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ишиктә шәһиридә яшайду. Биз аилидә икки қиз, икки оғул, мән иккинчиси» дәп қисқичила жавап бәрди. Билидиғиним, кәсипдишимниң өзиниң үч оғли, үч нәвриси бар. – Мән балилар үчүн яралған, уларсиз һаятимни тәсәввур қилалмаймән, – дәп у йәнә шагиртлириниң гепини қилди. Достум әйнә шундақ муәллим болуп туғулған инсан. Салтанат ҚОНАҚОВА, рус тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими.

476 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы