• Хәйрихаһлиқ
  • 11 Наурыз, 2020

«Алтун жүрәклик Ана»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» «Уйғур авазиниң» турақлиқ оқурмәнлиригә Гүлҗаһан Муратовани тонуштурмисақму болиду. Чүнки меһри дәрия анимиз һәққидә гезитимизда пат-пат йезиливатиду. Шундиму қошумчә қилғумиз келидуки, Гүлҗаһан ана аилиси билән бәш тәңгә тапса, униң мәлум қисмини хәйрихаһлиққа хәшләйдиған инсан. Башта һал-оқити төвән аилиләрни озуқ-түлүк вә кийим-кечәк билән тәминлиди. Шәһәрдә һәрхил тәғдирләр билән ялғуз қалған аниларниң пәтириниң иҗарә һәққиниму төләп жүрди. Бәзилириниң қаттиқ қийниливатқинини көрүп, өз һесавиға өйму селип бәрди. Кейин буни аңлиған бир топ қазақ яшлири көпчиликтин пул жиғип, анимизға яр-йөләк болди. Әйнә шундақ активист балиларниң бириниң: «Биз қарап турсақ, уят болар» дегини ядимға чүшүватиду. Һазир әйнә шундақ сахавәтлик адәмләр алди — 100, кәйни паланчә 100 миңдин мәбләғ жиғип, муһтаҗларға өй селип бериватиду. «Ялғузларға ярдәм» шиариниң тәшәббускари болған Гүлҗаһан анини улар наһайити қәдир тутиду. Бәндичиликчә, «кимләргә селип бериветипту?», «Биздиму барғу өйсиз жүргәнләр» дәйдиғанларму тепилиду. Бу анимиз тоғрилиқ мән көпирәк язғачқа, маңа телефон қилғанларму болди. Хаталашмисам, Гүлҗаһан ана дәсләп салған өйләрниң бирини өзимизниң қаракөзигә соға қилди. У милләтчи әмәс. Ана асраватқан ялғуз аялларниң арисида қазақму, русму, кәрисму бар. «Мениң үчүн улар ана» дәйду меһир-шәпқәтлик инсан. «Көп аңлиғандин бир көргән әла» демәкчи, Гүлҗаһан ана билән пәқәт ярдәм сораш үчүнла әмәс, бәлки әйнә шундақ ана билән үзму-үз көрүшүшни арман қилидиғанларму баркән. Йеқинда көпчиликниң мошундақ тәшналиғини «Шатлиқ» ютуб каналиниң рәһбири, шоумен, риясәтчи Шатлиқ Худайқулов қандурди. У йүздин ошуқ адәмниң бешини қошуп, «Алтун жүрәклик Ана» намлиқ гүлхан уюштурди. У йәрдә ана, риясәтчиниң илтимасиға бенаән, өзиниң өмүрбаянини сөзләп бәрди. Меһманларниң арисидин аниниң намиға тиләк ейтқанларму көп болди. Һәммиси униң алий инсаний хисләтлирини жуқури баһалиди. Гүлҗаһан Муратова мошу кәчтә бизниң бир қаракөзүмизни өйлүк қилди. У Уйғур наһийәсидики Кичик Дехан йезисиниң турғуни, төрт балиниң аниси Дилфуза Шайдинова. Бу Гүлҗаһан ана соға қиливатқан 21-өй. Кәчтә һиссиятқа берилип кәткән ана «Алла буйриса, йәнә мундақ соғиларниң санини 100гә (!) йәткүзимән» дәп қалди. Бу йәнә шу баяқидәк телефон қилған «бәзиләр» үчүн ғәлити аңлиниши мүмкин. Мошундақ гәпни қилишниң өзи, әлвәттә, мәрданилиқ, қәһриманлиқ. Униң бу сөзини залда олтарғанлар гүлдүрлигән алқишлар билән қарши алди.

6583 рет

көрсетілді

39

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы