• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2012

Тәләпчан устаз еди

Устаз дегән сөз һәр кимниң қулиғиға йеқимлиқ аңлиниду. Чүнки устаз зиммисигә җәмийитимизниң әтики варислири болған яш әвлатқа билим вә тәрбийә бериш охшаш әң җавапкәр вәзипә жүкләнгән. Һәммә кәсип егилири униң қолидин учум болуп, һаят йолиға атлиниду. Шуңлашқа бу һәм мәшәқәтлик, һәм шәрәплик иш. Униң һөддисидин чиқиш үчүн әң алди билән өз кәспини сөйүш, пүткүл вуҗуди билән издинип ишләш, шуниң билән биллә, алий пәзиләтлик инсан болуш тәләп қилиниду. Әйнә шундақ устазларниң бири Айимбүви Яқуп қизи Хизмәтова еди. Әпсус, пешқәдәм устаз 2006-жили дуниядин өтти. Әгәр һаят болғинида, у мошу күнләрдә 90 яшқа толатти. Айимбүви Хизмәтова 1922-жили 15-февраль күни Яркәнт тәвәсиниң Дехан Ғәйрәт йезисида дунияға кәлгән. У йери мунбәт, сүйи әлвәк, хәлқи инақ бәрикәтлик жут. Һәр қандақ шараитта деханғәйрәтликләр муһтаҗларға ярдәм қолини сунушқа тәйяр. Өткән әсирниң 20 — 30-жиллирида бу тәвәдиму кәйни-кәйнидин дегидәк йеңилиқ, өзгиришләр йүз беришкә башлиди. Кеңәш һакимийитини мустәһкәмләш, партия, комсомол вә пионер ячейкилирини уюштуруш җәриянлири колхоз қурулушиға улашти. Шуниңға бағлиқ һәр хил тәшвиқат ишлири овҗ елип, аһалини қаймуқтуруп қойди, қорқушуп, әндишигә бөләнгәнләр чәт әлләргә қечишқа урунди. Айимбүвиниң дадиси Яқуп «калтә чапанлар» қатарида болуп, аһали арисида чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, талай жутдашлирини киндик қени тамған йерини тәрк етип, яқа жутларға кетиштин сақлап қалди. У шундақла пәрзәнтлирини оқутуп, уларни заманға лайиқ адәмләрдин қилип тәрбийиләшни көңлигә пүкти. Шу мәхсәттә тунҗа оғли Мәхпирни Ташкәнт шәһиригә оқушқа әвәтти. Бирақ мошундақ арзу-үмүтләр билән яшаватқан чеғида әр-аял, худди тил тәккәндәк, бириниң кәйнидин бири еғир ағриққа дучар болуп, аләмдин өтти. Бу вақитта Айимбүви сәккиз яшта, униң иниси Һенипахун икки яшта еди. Уларни һәдиси өз ғәмхорлуғиға алиду. Көп өтмәй акиси — Мәхпирму жутиға қайтип келип, укилириға яр-йөләк болиду. Айимбүви йеза мәктивидә башланғуч билим алғандин кейин, хошна Чулуқай йезисидики йәттә жиллиқ мәктәптә оқушини давамлаштуриду. Билимгә иштияқ бағлиған қиз мәктәпни әла баһалар билән түгитип, Яркәнт педагогика училищесиға оқушқа чүшиду. Бу мәзгилдә Улуқ Вәтән уруши башлинип, әрләрниң һәммиси дегидәк мәйданға атлиниду. Мәзкүр билим дәргаһидиму асасән қизлар қалғанлиқтин улар пәқәт оқуш биләнла чәклинип қалмай, егилик ишлириғиму йеқиндин арилишишқа мәҗбур болиду. Айимбүви Хизмәтова мәзкүр билим дәргаһини 1942-жили тамамлап, туғулған жутидики, башланғуч мәктәптә устазлиқ паалийитини башлайду. Яш муәллимә дәсләп хелә қийинчилиқларға дуч келиду. Чүнки ялғуз өзи һәм мудири һәм муәллими болған бу мәктәпниң һәммә еғирчилиғи униң зиммисигә чүшкән еди. У чүштин авал 1- вә 2-синипларға, чүштин кейин 3-4-синипларға дәрис бериду. Айимбүви шу жилила колхоз комсомол тәшкилатиниң кативи болуп тайинлиниду. Шуниңға мунасивәтлик яш устаз дәристин кейин етизларда вә фермиларда болуп, колхозчилар билән яшлар арисида сәясий-тәрбийә вә тәшвиқат-тәрғибат ишлирини елип бариду. Колхоз рәиси, башланғуч партия тәшкилати рәһбәрлири билән йеқин мунасивәттә болуп, һәмминиң күч-қувитини мәвсүмлүк ишларни үлгилик жүргүзүшкә, мәйданға озуқ-түлүк, кийим-кечәк әвәтишкә сәпәрвәр қилиду. Шу жиллири бу җәһәттин деханғәйрәтликләр наһийә бойичә алдинқи сәптә болғанлиғиниму алаһидә тилға алмай мүмкин әмәс. Айимбүви Хизмәтованиң беваситә тәшәббуси билән мәйдандики җәңчиләргиму жутдашлар намидин хәт йоллинип, уларни жутиға Ғалибийәт билән қайтишқа илһамландурди. Колхоз рәиси А.Әзәмбаев, башланғуч партия тәшкилатиниң кативи Ш.Сопиева, комсомол тәшкилатиниң кативи А.Хизмәтова вә башқа бир топ илғар колхозчилар намидин фронтта җәң қиливатқан жутдиши Мәһәммәт Хусайиновқа йезилған әйнә шундақ хәтләрниң бири наһийәлик «Колхозчилар авази» гезитиниң 1942-жилқи 11-декабрь санида бесилған екән. Күнләрниң биридә мән бу хәт тоғрилиқ Айимбүви һәдигә ейтқинимда хәтни партия тәшкилатиниң кативи иккиси бир нәччә қетим қайта-қайта йезип, көчирип, бир данисини һәрбий комиссариатқа, йәнә бирини наһийәлик гезит редакциясигә әвәткәнлигини әсләп, сөзләп бәргән еди. 1944-жили Айимбүви Хизмәтова бир топ достлири билән Алмутиға атлиниду. У жиллири Яркәнт — Алмута арисида қатнайдиған транспорт йоқ еди. Шуңлашқа қизлар ат-һарву билән йолға чиқиду. Хелә қийинчилиқлар билән Сариөзәккә йетип келип, у йәрдә поезға олтирип, Алмутиға келиду. Бир һәптидин ошуқ йол меңип, Алмутиға кәлгәндин кейин жутдиши, алимә Айшәм Шәмиеваға йолуқиду. Жутдашлириниң билим елиш иштияқиға зоқланған у қизларға йол-йоруқ көрситиду. Шу түпәйли, уларниң һәммиси өзлири халиған алий оқуш орунлириға чүшиду. Айимбүви Хизмәтова ҚазДУниң тарих факультетида тәһсил көриду. Бирақ пәқәт стипендиягила яшиғанлиқтин, көплигән қийинчилиқларға дуч келиду. Униң бәхтигә шу жили Алмутида Қизлар педагогика институти ечилип, мәзкүр билим дәргаһиға Айшәм Шәмиева проректор болуп тайинлиниду. Униңға оқушқа чүшкәнләр бир қәдәр имтиязларға егә еди. Стипендиядин башқа һәқсиз тамақлинатти, уларға кийим-кечәкму бериләтти. Бир күни Айимбүви дости Азатгүл иккиси Айшәм һәдигә келип әһвалини ейтиду. Алимә уларни дәрһал йеңи оқуш орниға орунлаштуриду. Бу тоғрилиқ Айимбүви һәдиниң һаят чеғида чәксиз миннәтдарлиқ илкидә сөзләп бәргәнлиги һелиму ядимда. — Мән Айшәм һәдиниң бизгә қилған меһир-еқидисини һеч қачан унтимаймән, — дегән еди у бир сөһбитидә. — У яқ бизни дайим яхши оқушқа дәвәт қилиш билән биллә, анимиз орнида ғәмхорлуқ қилатти. Қизлар педагогика институтида оқиған жиллири йемәк-ичмәктин, кийим-кечәктин хиҗаләт болмидуқ, еһтияҗимизға ишлитилидиған пулимизму болди. Буниңға, әлвәттә, Айшәм һәдә арқилиқ йәттуқ. Устаз һәр қачан һалимиздин хәвәр елип туратти. Бир күни тәтил башланғанда мән ағриқханиға чүшүп қалдим, жутини сеғинған қизлар өйлиригә кәтти. Ялғузчилиқтин өпкәм өрләп турған пәйттә Айшәм һәдә келип қалди  — проректор студентини йоқлап кәпту. Айшәм һәдә әйнә шундақ меһриван, наһайити меһмандост ана еди, пат-патла бизни өйигә тәклип қилип, дәстихан йейип, меһман қилатти. Өйидә китап-журналлар интайин көп еди, уларни бизгә оқуп турушқа берәтти. Йолдиши Қадир ака Һасановму хушхой, дәстиханлиқ, билимдар адәм еди. Уларниң мәдәнийитимиз тәрәққиятиға қошқан үлүши интайин салмақлиқтур. Айимбүви Хизмәтова алий билим дәргаһини муваппәқийәтлик пүтәргәндин кейин жутиға қайтип келип, Яркәнт педагогика училищесиға ишқа орунлишиду. Коллектив арисидики илгиридин шәкилләнгән сағлам муһит, инақлиқ тарих вә уйғур тили пәнлиридин дәрис бәргән униң әркин паалийәт елип беришиға кәң мүмкинчилик яратти. Студентлар арисида һәр хил чарә-тәдбирләрни өткүзүш, там гезитлирини чиқириш, сәнъәт өмәклири концертлирини, һәр хил кәчләрни уюштуруш — бу асасән топ йетәкчиси Айимбүви Хизмәтованиң тәшкилий қабилийитигә, тәшәббусиға беваситә бағлиқ болди. Бу ишларда у өзиниң иш биләрмәнлиги билән пәриқләнди. Устазниң беваситә мәслиһити вә рәһбәрлигидә шу жиллири уйғур студентлири «Анархан» тарихий драмисидин бир пәрдилик қоюлумни сәһниләштүрди. Буниң өзи училище һаятидики йеңилиқ болуп, бу изгү башланма тәвәгә тез тарап кәткән еди. Айимбүви һәдә дадил пикирлик, дили пак, адил, тәләпчан вә меһриван устаз еди. Шуңлашқа у йетәкчилик қилған топ студентлири барлиқ җәһәттин башқиларға үлгә болди. А.Хизмәтованиң исми наһийәдила әмәс, вилайәт бойичә тәҗрибилик педагоглар қатарида тилға елинди. Бир орунда оттуз жил әмгәк қилип, һәқиқий устаз дәриҗисигә көтирилди. Униң наһийә маарипи саһасиниң йүксилишигә қошқан үлүши чоң. Узун жиллиқ үнүмлүк әмгиги мунасип баһалинип, у Қазақстан маарипиниң әлачиси аталди, көплигән медальлар вә Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Йүзлигән шагиртларни оқутуп, тәрбийиләп һаят йолиға атландурди. Улар устазидин бир өмүр миннәтдар. — Биз өткән әсирниң әллигинчи жиллири Панфилов педучилищесида оқудуқ, бизгә тәҗрибилик устазлар билим бәрди — дәйду филология пәнлириниң намзити Шеривахун Баратов, — сөһбәт ара. — Болупму уларниң ичидә тарих пәнидин дәрис бәргән Айимбүви һәдиниң орни алаһидә. У наһайити тәләпчан устаз еди. Амма бизгә, болупму башқа наһийәләрдин кәлгән студентларға интайин меһриванлиқ билән қаратти. Пат-патла өйигә чақирип, тонур нени билән әткән чейини, ләззәтлик тамиғини бәрәтти. Шуңа биз устазимиз билән өз анимиз охшаш ичәкишип, сирдишаттуқ, арзу-арманлиримизни йошурмай ейтаттуқ. — 1960-жили Алмутидин барған бир топ қизлар Яркәнт педучилищесиға оқушқа чүштуқ, дәйду пешқәдәм устаз Мәмликәт Алимова. — Аилимиздин айрилған бизгә дәсләпки күнләрдә интайин қийин болди. Лекин сөйүмлүк устазлиримиз А.Хизмәтова билән М.Башизова анилиқ меһри билән мәслиһәтлирини берип, ярдимини айимиди. Айимбүви һәдә шагиртлириниң яхши оқушини, өз ойини тоғра изһар қилишини тәләп қилатти. Шуниң үчүнмекин, башқа дәрисләрни оқумисақму, сөзсиз, тарихни оқуп бараттуқ. Устазимиз дәрискила әмәс, шундақла тәртипкиму алаһидә көңүл бөләтти. Кечилири туюқсизла ятақханимизға кирип келидиған. Айимбүви һәдиниң йәнә бир шагирти, Қазақстан маарипиниң әлачиси Ибадәт Җаһанова мундақ дәйду: «Яркәнт педучилищесида оқуған вақитлиримизни әслигәндә, әң алди билән рәһбиримиз Айимбүви һәдиниң қияпити көз алдимизға келиду. У тарих пәнидин дәрис берәтти. Устазимизниң «Хәлқимизниң есил урпи-адәтлирини келәчәк әвлатқа сиңдүрүп, миллий мәдәнийитимизни йүксәлдүрүш үчүн һәссә қошуңлар!» дегән несиһити биз, шагиртлирида, чоң тәсират қалдурған еди. Униң өз кәспигә шунчә берилгәнлиги, билимликлиги, мустәқил иҗадий ишқа болған қабилийити, оқуғучиларға болған меһир-муһәббити вә башқиму алий инсаний пәзиләтлири биз үчүн үлгә еди». Айимбүви Хизмәтованиң қолида билим алған қайсила шагиртиға мураҗиәт қилмаң, устази һәққидә әйнә шундақ мәмнунийәт билән сөзләйду. Пурсәттин пайдилинип, мошу йәрдә пешқәдәм устаз Айимбүви Хизмәтованиң йолдиши, мәрһум Бәкрим ака Зәйнудинов тоғрилиқму қисқичә тохтилип өтүшни мувапиқ көрдуқ. 1916-жили дунияға кәлгән униң балилиқ вә яшлиқ чеғи наһайити қийин жилларға тоғра кәлди, атисидин кичик айрилған Бәкрим еғирчилиқларниң дәрдини көп тартип, тавлиниду. Бирәр кәсипниң пешини тутушни нийәт қилған у шоферларни тәйярлайдиған курста оқуп, бир аз вақит жүргүзгүчи болуп ишләйду. Шараити бир аз яхшиланғанда Яркәнт педучилищесида тәһсил көрүп, уни тамамлиғандин кейин наһийәлик маарип бөлүмидә инспектор хизмитини атқуриду. Шу йәрдә ишләватқинида уруш башлинип, у 1941-жили биринчиләрдин болуп мәйданға атлиниду. Җәңгиварлиқ йоли төрт жилға созулған у Яркәнткә аман-есән қайтип келип, течлиқ әмгәккә қизғин арилишиду. Яркәнт шәһәрлик от билән күришиш командиси сәясий бөлүми башлиғиниң орунбасари болуп ишләп жүрүп, КазПИниң тарих факультетини сирттин оқуп тамамлайду. Андин 1972-жилғичә, йәни һаятиниң ахирқи күнлиригичә Панфилов наһийәлик ички ишлар бөлүми йенидики отни назарәт қилиш дөләт инспекциясиниң башлиғи лавазимида хизмәт қилиду. Униң наһийәдә от бехәтәрлиги хизмитини шәкилләндүрүп, тәрәққий әткүзүшкә сиңәргән әмгиги зор. У ишбиләрмән рәһбәр болуш билән биллә, аилисигә меһриван, қом-қериндаш, уруқ-туққанлириға көйүмчан, дост-бурадәрлиригә садиқ, сахавәтлик инсан еди. Бу инақ аилидә дунияға кәлгән пәрзәнтләрму заманимизға лайиқ инсанлардин болуп йетилди. Бәкрим ака билән Айимбүви һәдиниң тунҗа оғли Әхмәтҗан Шардинов уйғурларла әмәс, пүткүл җумһурийитимиз хәлқи тонуйдиған көрнәклик тәшкилатчиларниң бири: У Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси. Қалған пәрзәнтлириму һаяттин өз орунлирини тепип, ата-анисиниң шәрәплик әмгәк йолини давамлаштуруп кәлмәктә. Қизи Чолпан — врач, Бәхитҗан — полиция майори, Маһмутҗан — тиҗарәтчи, кәнҗиси Әркин полиция подполковниги. Һәммиси изгү ишларниң дәвәтчилири.

Абдукерим ТУДИЯРОВ.

Панфилов наһийәси.  

836 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы