• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 26 Тамыз, 2020

Жигитбашлири кеңишиниң жиғини өтти

Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңиши бюросиниң жиғини болуп өтти. Униңға мәркәзниң башқарма әзалири, жигитбашлири вә башқиму җамаәтчилик вәкиллири қатнашти. Баш қошуш бүгүнки күн тәләплиригә мувапиқ, юмшитилған карантин қаидилиригә әмәл қилған һалда өткүзүлди.
Баш қошушниң күн тәртиви бойичә дәсләп сөзгә чиққан ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров таҗсиман вирус пандемияси пәйтидә мәркәз тәрипидин әмәлгә ашурулған ишлар вә улардики жигитбашлириниң паалийәтчанлиғи һәққидә әтраплиқ әхбарат бәрди. Шуниңдин кейин ҖУЭМ Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров жиғилғанларға иккинчи мәсилиниң мәзмун-маһийитини чүшәндүрди.
— Ядиңларда болса, өткән жили биз Жигитбашлири кеңишиниң Алмута шәһири бойичә рәислигигә Абдумеҗит Иминовни сайливедуқ, – дәп сөзини башлиди натиқ. — Амма у бизгә йеқинда өзиниң йеңи тәшкилат қурғанлиғини вә шуниңға рәһбәрлик қилидиғанлиғини йәткүзди. Мундақ әһвалда униң илгәрки вәзиписини атқуралмайдиғанлиғи өзлүгидин чүшинишлик. Әйнә шуниңға мунасивәтлик биздә униң орниға рәис сайлаш зөрүрийити туғулуватиду. Намзатлириңлар болса, мәрһәмәт, көрситишиңларға болиду.
Андин сөз новитини алған Абдумеҗит Иминов өзиниң һәқиқәтәнму йеңи тәшкилат қуруп, рәсмий ройхәттин өткәнлигини тәстиқлиди.
Шуниңдин кейин ҖУЭМ Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари Сабит һаҗим Йүсүпов бу вәзипигә җәмийәтлик ишларда мол тәҗрибигә егә инсанлар — Алмута шәһири Достлуқ мәһәллисиниң баш жигитбеши Азат Ибрагимовниң вә ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари, Талғир наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Октябрь Қурбанниязовниң намзатлирини тәвсийә қилди. Октябрь Қурбанниязов өз намзитини еливетишни илтимас қилғандин кейин көпчиликниң қоллап-қувәтлиши билән Азат Ибрагимов ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси Жигитбашлири кеңишиниң рәиси болуп сайланди.

Азат Абдураупоғли Ибрагимов 1951-жили тарихий Вәтинимизниң Ғулҗа шәһиридә туғулған. Аилиси билән 1963-жили Қазақстанға чиқип, Қизилорда вилайитигә орунлишиду. Азат ата-анисиниң қарариға бенаән Қирғизстанниң пайтәхти Фрунзе (һазирқи Бишкек) шәһиридики оттура мәктәптә тәһсил көриду. 1970-жили Алмута вилайити Хәшкиләң наһийәсиниң Дружба йезисиға (һазирқи Алмута шәһириниң Достлуқ мәһәллиси) көчүп келиду. 1971 – 1973-жиллири вәтән алдидики һәрбий борчини өтәйду. 1979-жили Алмутидики сода техникумини тамамлап, мәлум вақит өз мутәхәссислиги бойичә хизмәт қилиду. Андин тиҗарәт саһасиға өтүп, та бүгүнки күнгичә мошу йөнилиштә паалийәт елип бармақта. 2000-жилдин башлап җамаәтчилик һәм хәйрихаһлиқ ишлириға қоюқ арилишип кәлмәктә.
Өзиниң әқил-парасити, уюштуруш қабилийити түпәйли 2018-жили көпчилик аваз билән Алмута шәһири Достлуқ мәһәллисиниң баш жигитбеши болуп сайлинип, бүгүнки күнгә қәдәр өз вәзиписини аброй билән атқуруп кәлмәктә.

1536 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы