• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 09 Қыркүйек, 2020

Бюрониң кәңәйтилгән мәҗлиси

Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи бюросиниң кәңәйтилгән жиғини болуп өтти. Униңға мәркәзниң бюро әзалири, жигитбашлири вә башқа җәмийәтлик ишларниң активистлири қатнашти. Башқошушта юмшитилған карантин қаидилиригә толуқ риайә қилинди.
– Һәммимизгә мәлумки, мәркизимиз паалийити жилдин-жилға җанлинип, бүгүнки күндә елимиздики мәдәнийәт мәркәзлириниң карван бешиға айланди, - дәп сөзини башлиди жиғинни елип барғучи ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев. – Буниңда, әлвәттә, силәргә охшаш миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлириниң төһписи зор. Әнди бүгүнки жиғинимизниң күн тәртивигә кәлсәк, униңда бирла мәсилә – мәркизимизниң җәнубий пайтәхттики Әвезов наһийәлик шөбисиниң һәм жигитбашлири кеңишиниң рәисини сайлаш мәсилиси қарилиду. Буниң өз сәвәви бар. Чүнки мошу күнгичә бу қош вәзипә жүкләнгән Бурһандин Таҗидинов, рәсмий түрдә тәклип қилинсиму, мәркәз башқармисиниң бирму мәҗлисигә, уюштурған бирму чарә-тәдбиригә қатнашқини йоқ. Һә мундақ әһвалда, тәшкилатимизниң низамнамиси бойичә, рәис өз вәзипилиридин чәтнитилиши керәк. Йәни бу мәсилә бюро жиғининиң қарариға мувапиқ һәл қилиниши шәрт.
Шуниңдин кейин бюро әзалири – ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров, униң орунбасари Долқунтай Абдухелил вә Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Азат Ибрагимов, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров, униң орунбасари Сабит һаҗим Йүсүпов вә башқилар һәқиқәтәнму бу мәсилиниң пишип-йетилгәнлигини һәм уни вақтида һәл қилиш лазимлиғини ейтти. Шуниңдин кейин сөз новитини алған наһийәдики әң чоң жут – Достлуқ мәһәллисиниң турғунлири – журналист Шавкәт Нәзәров, мәһәллә Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Нурәхмәт Рәшитов, яшлар кеңишиниң рәиси Ялқун Тайиров, җәмийәтлик ишларниң активистлири Тайир Мирванов, Тәлһәт Исламов вә Ниғмәтулла Кебиров күн тәртивидики мәсилини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини, униң қанун-қаидә даирисидә йешилишиниң муһимлиғини алаһидә тәкитлиди.
Андин жиғин қатнашқучилири жуқурида қәйт қилинған вәзипиләргә Достлуқ мәһәллисидики җәмийәтлик ишларниң активисти Абдуқаһар Манамовниң намзитини көрсәтти. Авазға селиш нәтиҗисидә, у бир еғиздин ҖУЭМ йенидики Алмута шәһири Әвезов наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң вә жигитбашлири кеңишиниң рәиси болуп бир жилға сайланди.

1712 рет

көрсетілді

15

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы