- Йеңилиқлар
- 09 Қыркүйек, 2020
165 миң иш орни пәйда болди
Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги мәтбуат хизмитиниң мәлуматлириға қариғанда, Иш билән тәминләшниң 2020–2021-жилларға беғишланған йол хәритиси даирисидә тәхминән 6,4 миң лайиһә әмәлгә ашурулуп, 165 миң иш орни пәйда болиду.
Йол хәритиси даирисидә йәрлик иҗраий органлар әмәлгә ашуруш үчүн 6 762 лайиһәни таллавалди. Йол хәритисиниң инфрақурулумлуқ лайиһәлирини әмәлгә ашуруш 4 асасий йөнилиш бойичә өтиду:
– иҗтимаий-мәдәний объектларни җиддий вә еқимдики җөндәш, реконструкцияләш вә селиш (2 729 лайиһә);
– турушлуқ өй-коммуналлиқ егилик объектлирини җиддий, оттура вә еқимдики җөндәш, реконструкцияләш вә селиш (1926 лайиһә);
– инженерлиқ-транспорт инфрақурулумини җиддий, оттура вә еқимдики җөндәш, реконсрукцияләш вә селиш (1926 лайиһә);
– аһалилиқ пунктларни аватлаштуруш (1019 лайиһә).
Йол хәритисиниң инфрақурулумлуқ лайиһәлирини әмәлгә ашуруш пәйтидә вәтәнлик ишләпчиқарғучиларниң аз дегәндә 90 пайизи товарлири вә хизмәтлири билән тәминлиниши алаһидә шәрт болуп һесаплиниду. Ишчиларниң аз дегәндә йерими иш билән тәминләш мәркәзлири арқилиқ җәлип қилиниду, әвзәллик ишсиз яшларға берилиду. Ишбәргүчиләр санитарлиқ-эпидемиологиялик чариләрни пайдилинип, бехәтәр әмгәк шараитини тәминлиши шәрт.
Бүгүнки әһвал бойичә регионларда 6,4 миң лайиһә бойичә иш башланди, 165 миң иш орни пәйда болди, униң ичидә хәлиқни иш билән тәминләш мәркәзлири арқилиқ 99,3 миң адәм ишқа орунлаштурулди.
Илгири хәвәр қилинғинидәк, Иш билән тәминләш йол хәритиси даирисидә 255 миң иш орнини ечиш планланмақта. Әнди йол хәритиси лайиһәлири келәчәктә 100 миңдин ошуқ турақлиқ иш орнини ечишқа асас болиду.
577 рет
көрсетілді0
пікір