• "Агро бизнес 2020"
  • 09 Қыркүйек, 2020

Һосул жиғиштуруш давамлишиватиду

Җумһурийәттики ашлиқниң 66,4 пайизи жиғилди. Мәвсүмлүк ишни биринчи болуп Җамбул вилайити аяқлаштурди. Пат йеқинда җәнубий вилайәтләрдиму жиғим-терим ишлирини аяқлаштуруш көздә тутулуватиду.
Йеза егилиги минстриниң биринчи орунбасари Айдарбек Сапаровниң ейтишичә, бийилқи әтиязлиқ терилғу ишлири җиддий карантин шараитида өтти. Шундақла яз ейида өткән жилдиқидәк қурғақчилиқ болди.
— Шуниңға қаримастин, терилғу мәвсүми өз вақтида жүргүзүлди. Фермерлар сүпәтлик терилғу материаллири, әрзәнлитилгән оғутлар, өсүмлүкләрни қоғдаш қураллири вә техника билән тәминләнди. Һазир елимизниң барлиқ регионлирида һосул жиғиштуруш ишлири жүргүзүлүватиду. Иш сүръити өткән жил билән селиштурғанда хелә жуқури, — деди Айдарбек Сапаров Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә өткән брифингта.
Мәвсүмлүк ишлар дәсләпкиләрдин болуп тамамлиған Җамбул вилайитидики мәһсулат оттура һесап билән гектариға 22 центнерни тәшкил қилди. Мәлуматларға асаслансақ, җумһурийәт бойичә жиғилған 66,4 пайиз ашлиқниң оттура мәһсулдарлиғи — гектариға 11,7 центнер. Шундақла бүгүнки қәдәр 12,2 миллион тонна ашлиқ жиғиштурулған.
— Һосул жиғиштуруш ишлирини өз вақтида жүргүзүш үчүн йеза егилиги мәһсулатлирини ишләп чиқарғучиларға 395 000 тонна әрзәнитилгән йеқилғу бөлүнди. Оттура баһаси — литриға 167 тәңгә. Бу базардики баһадин 10 пайизға төвән. Ашлиқ қобул қилидиған лицензияси бар карханилар чәмбәрчас тәйяр. Җумһурийәттә ашлиқни сақлашниң умумий көләми 28,8 миллион тоннани тәшкил қилиду. Бу мәһсулатни сақлашқа йетәрлик. Мәлуматларға асаслансақ, бүгүнки күндә элеваторларға сақлаш үчүн1,3 миллион тонна ашлиқ топланди. Униң ичидә юмшақ буғдайниң 897 миң тоннаси сүпәтлик көрсәткүчләргә мувапиқ болуп чиқти, — деди биринчи вице-министр.
Тәкитләш лазимки, бийил йеза егилиги зираәтлириниң умумий көләми 22,7 миллион гектарни тәшкил қилди. Униң ичидә данлиқ зираәтләр мәйдани — 15,8 миллион гектар, майлиқ зираәтләр — 2,9 миллион гектар, озуқлуқ зираәтләр 3,3 миллион гектар.
Биринчи вице-министрниң ейтишичә, бийил жиғилидиған ашлиқ ички базарни толуғи билән тәминләшкә қадир. Шундақла ашлиқниң мәлум бир қисмини адәттикидәк экспортқа чиқириш планланмақта. Умумән, Қазақстанниң ашлиғини дунияниң 40қа йеқин мәмликити сетивелишқа тәйяр.
«Озуқ-түлүк шәртнамә корпорацияси» Миллий компаниясиниң башқарма рәиси Қанат Қарауыловниң мәлумати бойичә, һазир корпорациядә 450 000 тонна ашлиқ бар. Буниңдин сирт, Дөләт рәһбириниң тапшурмисиға мувапиқ, әтияз-яз айлирида 516 000 тонна ашлиқ сетивелинди. Бу мәхсәткә җумһурийәтлик бюджеттин 24,5 миллиард тәңгә бөлүнди. Мошу йәрдә җумһурийәтниң 370 йеза егилиги мәһсулатлирини ишләп чиқарғучи карханиси мәбләғ билән тәминләнгәнлигини атап өткән орунлуқ. Корпорация ашлиқни сетивелиш баһасини жиғим-терим ишлири селиккәндә, йәни 7-10 күндин кейин елан қилмақчи. Умумән, компания 1 миллион тоннидин ошуқ ашлиқ фондини қурушни көздә тутуватиду.
Биринчи вице-министр Россиядин ашлиқни рухсәтсиз елип киргәнләр билән күрәшниң давамлишидиғанлиғини ейтти. Жил бешидин башлап тилға елинған әһвал бойичә Қазақстан — Россия чегарилириниң өткүзүш пунктлирида 2000ға йеқин һоқуқ бузуш фактлири тиркилип, 730 тонна ашлиқ чегаридин арқиға қайтурулған. Әнди қануний түрдә йәткүзүлгән ашлиқ көләми — 300 тонна.

359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы