• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2012

Селиқ — тәрәққият билән паравәнлигимизниң мустәһкәм асаси

Йеқинда биз Әмгәкчиқазақ наһийәлик селиқ башқармиси рәисиниң орунбасари Талғат ТУРҒАЕВқа селиқ мәсилисигә мунасивәтлик көпчиликни қизиқтуридиған соаллар билән мураҗиәт қилған едуқ. Төвәндә шу сөһбәтни диққитиңларға һавалә қиливатимиз. — Мәлумки, дөләт селиғи һәр қандақ ишләп чиқиришниң барлиқ шәкиллири үчүн мәхсус тарифлар бойичә бәлгүләнгән. Әнди дехан егиликлири билән шәхсий егиликләр вә башқиму турушлуқ җайиға бағлиқ һәр хил саһаларда ишләватқан әмгәк адәмлириниң паалийитигә бағлиқ болған селиқ миқдари вә униң түрлири қандақ? — Алди билән шуни ейтмақчимәнки, дөләт селиғини төләш — һәр бир гражданниң вә коллективниң әң муһим вәзиписи болуп һесаплиниду. Селиқ миқдари вә униң шәртлири Малийә министрлигидә қобул қилинип, Селиқ комитети арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Селиқниң түрлири интайин көп. Әнди бизниң регион һәққидә гәп қилидиған болсақ, аһалиниң бесим көпчилиги йеза егилиги билән шуғулланғачқа, селиқниң көп қисми мошу саһадин чүшиду. Дехан егиликлири үчүн йәр селиғи вә униңға қошумчә иҗтимаий селиқ бәлгүләнгән. Униң миқдари топиниң тәркивигә, йәрни пайдилиниш түригә (қандақ зираәтниң терилгәнлигигә) вә башқиму фактларға қарап һесаплиниду. Иҗтимаий селиқ үчүн әң төвәнки иш һәққиниң 5 пайизи елинса, йәр селиғи йәрниң тән нәрқиниң 0,1 пайизни тәшкил қилиду. Униңдин ташқири машиниси бар шәхсләр үчүн автотранспорт селиғи моҗут. Униң миқдари әшу машининиң заводтин чиққан жилиға вә двигательниң қувитигә бағлиқ һесаплиниду. Башта ейтқандәк, селиқниң түрлири интайин көп. Пәқәт бизниң тәвәдила униң 15тин ошуқ түри қоллинилиду. — Селиқ төлигүчиләрниң һәммиси «декларация» дегән сөзниң маһийити, униң немә үчүн һаҗәт екәнлиги тоғрилиқ тәпсилий чүшәнчигә егә болмиса керәк? — Ундақ дәп ойлимаймән. Чүнки бизгә кәлгүчиләрни, алди билән, мошу һәққидә агаһландуримиз. Шундиму йәнә бир қетим әслитип өтсәк, ошуқлуқ қилмас. Декларация — бу йәрни пайдиланғучиниң, ениғирақ ейтқанда, һәр бир дехан егилигиниң өткән жилқи әмгигиниң нәтиҗиси һәққидики һесавити, дәп чүшәнсәк болиду. Бу һөҗҗәт йәрниң көләми, терилгән зираәт түри вә елинған һосул тоғрилиқ мәлумат болуп, бизниң тилимиз бойичә ейтқанда, деханниң селиқ идарилиригә язған әризиси болуп һесаплиниду. Бу әризә һәр жили 31-мартқичә қобул қилиниду. Шуниму әскәртип қоюш лазимки, мабада жуқурида қәйт қилинған һөҗҗәт-декларация бәлгүләнгән қәрәлгичә тапшурулмиса, қошумчә өсүм сүпитидә селиқ төлигүчигә җәриман селиниду. Униң миқдари 30 айлиқ һесап көрсәткүчи болуп бәлгүләнгән. Әгәр өткән жили бу көрсәткүч 45000 тәңгә болғанлиғини инавәткә алсақ, буниң аз ахча әмәс екәнлиги чүшинишлик. Шуңлашқа бу һөҗҗәтни көрситилгән қәрәлгичә (һәтта бир күнгиму кечиктүрүшкә болмайду) тапшуруш һаҗәт. — Селиқ төләш бойичә имтиязларни бериш көздә тутулғанму вә у қандақ һаләттә, кимләргә берилиду? — Әлвәттә, айрим шәхсләр үчүн ундақ имтиязлар көздә тутулған. Уларниң қатарида Улуқ Вәтән урушиниң қатнашқучилири, уларға тәңләштүрүлгәнләр, җүмлидин уруш жиллири арқа сәптә җасарәтлик әмгәк қилған вә сабиқ Кеңәш Иттипақиниң орден-медальлири билән тәғдирләнгән адәмләр иҗтимаий вә йәр селиғидин азат қилиниду. Униңдин ташқири накалар, Кеңәш Иттипақиниң Қәһриманлири билән Социалистик Әмгәк Қәһриманлири, «Халық Қаһарманы», «Қазақстанның Еңбек Ері» атиғиға егә болған шәхсләр, «Шөһрәт» вә «Отан» ордениниң саһиблири, «Қәһриман Ана» намиға муйәссәр болғанлар, «Алтын алқа», «Күміс алқа» медальлири билән тәғдирләнгәнләр селиқниң көплигән түрлиридин бошитилиду. — Ишини йеңидин башлиған дехан егиликлири селиқ идарисигә қандақ һөҗҗәтләрни тапшуруши керәк? — Униң үчүн нурғун һөҗҗәтниң һаҗити йоқ. Мәсилән, әризә егиси пәқәт йәр участкисиниң өзигә тәәллуқ екәнлигини испатлайдиған дөләт акти, селиқ төлигүчиниң ройхәткә елинған номери (РНН) вә иҗтимаий шәхсий коди (СИК) охшаш һөҗҗәтләрниң көчәрмисини тапшуруши шәрт. Селиқ төлигүчи, әгәр у биринчи қетим төләватқан болса, жуқурида атап өтүлгән һөҗҗәтләрни 20-февральға қәдәр селиқ идарисигә тапшуруши лазим. Әкси һалда, җәриман төләйду. Шуни әстә тутуш керәкки, йәр үчүн төлинидиған селиқ миқдари йәрниң қандақ мәхсәттә пайдилинилидиғанлиғи, шундақла қайси категорияләргә тәәллуқ екәнлиги билән ениқлиниду. Йәр категориялири: йеза егилиги үчүн нишан қилинған йәр; аһалилиқ пунктлар үчүн бәлгүләнгән йәр; алаһидә һимайигә елинған тәбиити гөзәл җайлар, шипалиқ мәнбәләр, мәдәний-тарихий ядикарлиқлар ениқланған йәрләр; орманзарлиқлар; су сақлаш иншаәтлири орунлашқан йәрләр; запастики йәрләр болуп бөлүниду. Умумән, дөләт селиғини өз қәрәлидә, тапавитини йошурмай төләш һәр бир гражданниң муқәддәс борчи. Селиқ төләш мәҗбурийити һәммә адәмгә охшаш. Селиқ аһалиниң паравәнлиги, дөлитимизниң тәрәққияти үчүн әң муһим асас екәнлигини унтимаслиғимиз керәк. — Сөһбитиңизгә рәхмәт.                                                                                                                                                                                                  Сөһбәтләшкән

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

                                                                                                                                                                                                  Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

735 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы