• Көргәзмә
  • 04 Қараша, 2020

«Шәриқ дунияси» — Нур-Султанда

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

Шәхсән өзәм тонулған рәссам, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, «Илһам» мукапитиниң саһиби Әхмәт Әһәтниң иҗадий паалийитигә қизиқимән. Шундақла атақлиқ рәссамниң паалийитидики йеңилиқларни гезитимиз сәһипилиридә дайим йорутуп турушқа тиришимән. Әхмәт Әһәтниң иҗадийити һәққидә гәп қилғанда, көпирәк «дәсләпки» дегән ибарини пайдилинишқа тоғра келиду. Сәвәви, у уйғур рәссамлири арисида нурғун ишларни дәсләпкиләрдин болуп қолға алиду һәм уларни утуқлуқ аяқлаштуриду. Мәсилән, Әхмәт Әһәт уйғур рәссамлири арисида дәсләпкиләрдин болуп Түркиядә (Анкара, 1993-ж.), Италиядә (Генуя, 1997-ж.), АҚШта (Вашингтон, 1998-ж., 2008-ж.) шәхсий көргәзмилирини өткүзди. 2008-жили Қазақстан рәссамлири ичидә дәсләпки болуп «Кристис» (Лондон) аукциониға өз әмгәклирини тәвсийә қилди. Уйғур рәссамлири ичидә дәсләпки қетим видео-фотоарт жанрида иҗат қилди. Өткән жили болса, дәсләпкиләрдин болуп хәлиқара EUROASІAN CREATІVE иҗаткарлар гильдиясиға әза болди.
Әнди мана 23-октябрь күни Нур-Султан шәһиридики Миллий мирасгаһта уйғур рәссамлири арисида дәсләпки қетим Әхмәт Әһәтниң «Шәриқ дунияси» намлиқ шәхсий көргәзмиси ечилди. Карантин тәртивигә мунасивәтлик барлиқ санитарлиқ-эпидемиялик нормиларға мувапиқ өткүзүлгән көргәзминиң ечилиш тәнтәнисигә депутатлар, журналистлар, рәссамлар, пайтәхтимиздә истиқамәт қиливатқан уйғур җамаәтчилигиниң вәкиллири, студентлар қатнашти. Тәнтәнидә Миллий мирасгаһниң мудири Арыстанбек Мухамедиулы Әхмәт Әһәтниң иҗадийитиниң алаһидиликлири, униң утуқлири һәққидә әтраплиқ ейтип өтти. Униңдин кейин сөз алған ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов рәссам тоғрилиқ вә мошу көргәзминиң әһмийити һәққидә тәпсилий тәкитләп өтти.
— Мән Әхмәт Әһәтни узун жиллардин бери яхши билимән, — деди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. — Қанчилик қийинчилиқлар болмисун, иҗадийитини һеч тохтатмиди. Униң шәхсий көргәзмилири елимиздила әмәс, шундақла чәт әлләрдә өтти. Рәссамниң әмгәклири дунияниң нурғун мирасгаһлирида, Түркия, АҚШ, Россия, Италия, Германия вә башқиму дөләтләрдә шәхсий коллекцияләрдә сақлиниватиду. Бүгүнки көргәзминиң ечилиши - пайтәхтимизниң мәдәний һаятидики чоң вақиә. Чүнки у карантин режими сәл юмшитилғандин кейин ечилған дәсләпки көргәзмә. Бу тәнтәнигә бир топ депутатлар қатнишиватиду. Мән, пурсәттин пайдилинип, Әхмәт Әһәтни тәбрикләп, келәчәк паалийитигиму иҗадий утуқ тиләймән.
— Пайтәхтимиздики Миллий мирасгаһ елимиздила әмәс, шундақла региондики чоң мирасгаһларниң бири һесаплиниду, — дәйду рәссам. — У йәрдә «Алтун адәмдин» башлап барлиқ әсир-әтиқиләр сақлиниватиду. Пайтәхтимизгә кәлгән меһманлар мирасгаһни зиярәт қилмай қайтмайду. Шуңлашқиму бу йәрдә көргәзмә уюштуруш - һәрқандақ рәссамниң армини. Мәзкүр көргәзмәмни буниңдин бираз илгири өткүзүш нийитим бар еди. Әпсус, таҗсиман вирус пандемиясигә мунасивәтлик уни сәл кечиктүрүп ечиватимиз. Карантин тәртиви юмшитилғандин кейин мирасгаһта ечилған дәсләпки көргәзмә болди. Қошумчә қилсам, карантин мениң иҗадийитим үчүн иҗабий тәсир қилди. Чүнки мошу айлар ичидә пәқәт иҗадийәт билән шуғулландим. Мәзкүр көргәзмигә майбояқ, графика вә керамика жанридики йүздин ошуқ әмгәклиримни қойдум. Һәммиңлар билисиләр, мән асасән икки мавзуда иҗат қилимән. Биринчиси, тарихий Вәтинимиздики қедимий шәһәрләр кочилири. Кона Қәшқәр, Турпан кочилири мавзусиға сизған әмгәклиримниң серияси бар. Бу әмгәкләрдә уйғур хәлқиниң миллий колорити, миллий аһаңи, миллий пуриғи, лирикиси, философияси, сәнъити бар. Иккинчи мавзу – петроглифлар. Мәлумки, петроглифлар Тамғалы таста яхши сақлинип қалған. Елимиздә бәш миңға йеқин петроглиф бар екән. Өзәм шу йәрләргә берип уларни тәтқиқ қилдим. Петроглифларда қедимий адәмләр сиғинған рәмзләр әкис етилгән. Мәсилән, архарлар. Қедимий адәмләрниң чүшәнчисидә архар бу һакимийәт рәмзи. Төгиләр болса әмгәкниң, ирадиниң рәмзи һесаплиниду. Башқиму һайванатларниң өз рәмзлири бар. Әнди графика жанридики әмгәклирим - өткән әсирниң сәксининчи жиллиридин бери ясап келиватқан ишлирим. Уларниң нурғуни өзәмниң жутдашлири, йәни байсейитлиқ тамака өстүргүчиләр серияси. Шуларни рәтләп көргәзмигә қойдум. Көргәзмигә қизиқиш чоң болди. Өзәм бир һәптә давамида шу йәрдә болдум. Кәлгүчиләр көп. Әнди келәчәктә көргәзмини Россиядә, Европа әллиридә өткүзүш планим бар. Һазир дуниядики әһвал һәммимизгә мәлум. Шараит яхшиланса, бу ишниму қолға алимиз.
Тәкитләш лазимки, көргәзминиң ечилиш тәнтәнисидә Әхмәт Әһәт Қазақстан Җумһурийити рәссамлар академиясиниң академиги болуп сайлинип, униңға гуванамә вә мәхсус диплом тапшурулди. Қошумчә қилсақ, рәссамниң «Шәриқ дунияси» шәхсий көргәзмиси бир ай давамлишиду.

669 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы