• Йеңилиқлар
  • 27 Қараша, 2020

Назарәтни күчәйтиш зөрүр

Премьер-Министр Асқар Мамин Қазақстан территориясидә таҗсиман вирусниң тарқилишиға йол қоймаслиқ бойичә Идариләрара комиссияниң (ИАК) селекторлуқ мәҗлисини өткүзди. Мәҗлистә, җүмлидин Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң ИАКниң бийил 16-ноябрьда өткән мәҗлисидә бәргән тапшурмилириниң орунлинишиниң кетип бериши һәққидә сөз болди.
Мәҗлистә саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал вә көрүлүватқан чариләр, Риқабәтчиликни қоғдаш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғиниң рәиси Серик Жуманғарин дора-дәрмәк васитилириниң баһа сәяситини мониторинг қилиш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар, индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият вице-министрни Аманияз Ержанов елимиз айрим сақлиниш васитилирини ишләп чиқарғучиларни хамәшия билән тәминләш, мудапиә министри Нурлан Ермекбаев вә ички ишлар министри Ерлан Турғумбаев һәрбий госпитальлар билән Ички ишлар министрлиги стационарлириниң тәйярлиғи, билим вә пән министри Асхат Аймағамбетов билим сүпитини назарәт қилишни күчәйтиш, Нур-Султан шәһириниң, Павлодар, Шималий Қазақстан, Қостанай вилайәтлириниң һакимлири – Алтай Көлгинов, Әбилқайир Сқақов, Қумар Ақсақалов, Архимед Мухамбетов регионлардики әһвал тоғрилиқ доклад қилди.
Қазақстанниң барлиқ регионлирида дегидәк таҗсиман вирус ағриғиниң өсүватқанлиғи байқалмақта. Җумһурийәт бойичә вирус қабилийитиниң көрсәткүчи 1,07ни тәшкил қиливатиду. Инфекциялик орунларниң 22 пайизи, қайта җанландуруш орунлириниң 17 пайизи муһим вәзипиләрни атқуруш билән бәнт. Бәш вилайәт – Шәрқий Қазақстан, Павлодар, Қостанай, Шималий Қазақстан, Ақмола вилайәтлири «қизил зонида», икки регион – Ғәрбий Қазақстан вилайити билән Нур-Султан шәһири «сериқ зонида» туруватиду.
Һөкүмәт рәһбири саламәтликни сақлаш, индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министрликлиригә һакимлиқлар билән бирликтә медицина җабдуқлирини йәткүзүшни аяқлаштурушни вә инфекциялик стационарларниң толуқ җабдулушини тәминләшни тапшурди.
Премьер-Министр идариләр ағриқханилири билән госпитальлириниң эпидемиологиялик әһвалниң начарлишишиға толуқ тәйяр болушини тәминләш вәзиписи жүкләнди. Ички ишлар, әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш, билим вә пән, мудапиә министрликлиригә һакимлиқлар билән бирликтә уюштурулған коллективларда алдини елиш вә эпидемиягә қарши чариләргә риайә қилинишини назарәткә елишни күчәйтиш тапшурмиси берилди.
Саламәтликни сақлаш министрлигигә, һакимлиқларға таҗсиман вирус инфекциясигә жүргүзүлгән лабораторлуқ тәтқиқатларниң тоғра болушини (қайта тестлаш) тәминләш чарилирини көрүш тапшурулди. Буниңда тәкшүрүшләрниң очуқлуғини тәминләш мәхситидә бийил 1-декабрьғичә лабораторияләрни бирпүтүн әхбарат системисиға бирләштүрүш җәрияни аяқлишиду.
Саламәтликни сақлаш министрлигигә бир һәптилик қәрәлдә дора-дәрмәкләр баһасини төвәнлитиш мәхситидә ковидқа қарши препаратларниң баһасини тәңшәш тәртивини өзгәртиш тапшурулди. Риқабәтчиликни қоғдаш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғиға Қазақстан Җумһурийитидә ковидқа қарши препаратлар баһасиниң ашурулушиға йол қоймаслиқ үчүн чәт әлләрниң фармацевтика базиридики баһалар конъюнктурисини тәһлил қилиш тапшурулди.

497 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы