• Йеңилиқлар
  • 10 Желтоқсан, 2020

«Әқлийә сөзләр» вьетнам тилида чиқти

Ханой миллий педагогика университетида Абай Қунанбайулыниң вьетнам тилиға тәрҗимә қилинған «Әқлийә сөзләр» китавини тонуштуруш мәрасими болуп өтти.

Қазақстанниң Вьетнамдики Толуқһоқуқлуқ вә Пәвқуладдә Әлчиси Ерлан Байжанов мутәпәккүрниң атақлиқ әмгигини тонуштуруш мәрасимида сөзгә чиқип, Абайниң XIX әсирдә, қазақ хәлқи тарихий ача йолда қалған вақитта, иҗат қилғанлиғини тәкитлиди.
– Шаир өзгәргән дунияниң әнъәнивий көчмән җәмийитини түзитип болмайдиған дәриҗидә вәйран қиливатқанлиғини вә қазақ хәлқигә тарихниң гирвигидә қалмаслиқ үчүн қелиплашқан турмуш тәризини толуқ йеңилашқа тоғра келидиғанлиғини ениқ сәзди. У мошу китапта қәбилидашлириға нәқ шундақ мәхсәттә мураҗиәт қилди, – дәп тәкитлиди у.
Дипломатниң сөзичә, китап тәрҗимисини тонуштуруш мәрасиминиң Ханой педагогика университетида өтүватқанлиғи рәмзликтур, чүнки нәқ мошу йәрдә Абай намидики Пән вә мәдәнийәт мәркизи паалийәт елип бериватиду.
– «Әқлийә сөзләрниң» вьетнам тилида нәшир қилиниши биз үчүн Қазақстан, униң адәмлири, тарихи, мәдәнийити вә әдәбияти тоғрилиқ техиму нурғун нәрсиләрни билишниң бебаһа имканийити, – дәп тәкитлиди университет Мәмурий кеңишиниң рәиси, партия комитетиниң кативи До Вьет Хунг.
Мәрасимда китап тәрҗиманлириниң бири, Вьетнам Язғучилар иттипақи вьетнам вә рус әдәбиятлирини тарқитишқа ярдәм қилиш фонди мудириниң орунбасари Ле Дык Ман әмәлгә ашурулған ишниң тәсиратлири билән ортақлашти.
– Тәрҗиманлиқ паалийәт икки милләт, икки мәдәнийәт оттурисини қошуп турған көрүк вә һәрбир тәрҗимә мошу көрүкниң аҗралмас қисми болуп һесаплиниду. Мән бизниң тәрҗимимизниң Вьетнам вә Қазақстан оттурисидики шундақ көрүкниң бир қисми болғанлиғидин өзәмни бәхитлик һис қиливатимән, – дәп билдүрди тәрҗиман.
Хо Ши Мин намидики Миллий сәясий академияси ташқи алақилар департаментиниң мудири Хоанг Ван Нгия Қазақстан вә Вьетнамни жуқури дәриҗилик сәясий мунасивәтләр билән ихтисадий алақиларниң бағлаштуридиғанлиғини, амма мәдәний-маарип саһасидики һәмкарлиқниң уларниң дәриҗисигә мувапиқ кәлмәйдиғанлиғини қәйт қилди. У мәзкүр китапниң мошу бошлуқни қисмән толтуруп, вьетнамлиқларниң Абай иҗадиға, униң идеялиригә, өзини өзи риваҗландуруш, мәдәнийәт, билим вә җәмийәтлик әхлақ саһасидики философиясигә қизиқишқа башлайдиғанлиғиға үмүт билдүрди.
Тонуштуруш мәрасимида сөзгә чиққан университет тарих факультетиниң декани Дао Туан Тхань өз сөзидә Абай Қунанбайулы һаяти вә иҗадийитиниң қазақ хәлқиниң өзиниң миллий маһийитини чүшиниш, мәмликәтни йеңилаш вә ислаһат қилиш үчүн турақлиқ жүргүзгән күришини ярқин әкис әттүридиғанлиғини қәйт қилди.
Филология факультетиниң декани До Хай Фонг XIX әсирниң ахири вә XX әсирниң бешиға тәәллуқ әсәр болған «Әқлийә сөзләрниң» бүгүнки күндиму өзиниң актуаллиғи билән кишини һәйран қалдуридиғанлиғини тәкитлиди, униңда миллий вә дуниявий мәдәнийәтләр интеграцияси, яшлар билими, роһий тәрбийә, әхлақ вә инсанпәрвәрлик проблемилириниң көтирилгәнлигини тәкитлиди.
Чарә-тәдбир даирисидә униңға қатнашқучилар Абайниң музыкилиқ мираси биләнму тонушти. Улар «Көзымниң қарасы», «Айттым сәлем, Қаламқас», «Желсыз түнде жарық ай», «Қараңғы түнде тау қалқып», «Сегыз аяқ» охшаш атақлиқ нахшилар йезилған видеороликларни тамашә қилди.
Қазақстанниң Вьетнамдики әлчиханиси қазақ классигиниң 175 жиллиқ тәвәллудини нишанлаш даирисидә уюштурған тонуштуруш мәрасимиға университетниң профессор-оқутқучилар тәркиви, студентлар активи, чәт әл әлчиханилириниң дипломатлири, илгәрки СССР мәмликәтлири билән достлуқ топлири йәрлик ассоциациялириниң рәһбәрлири, мәмликәтниң йетәкчи әхбарат агентлиқлири билән телеканаллириниң журналистлири қатнашти.

700 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы