- Йеңилиқлар
- 10 Желтоқсан, 2020
Туғни балконларға илишқа болиду
Әнди қазақстанлиқларға вәтәнпәрвәрлик һиссиятлирини изһар қилиш үчүн елимизниң дөләт туғини имарәтләргә вә балконларға илишқа рухсәт берилди. Әйнә шундақ қанунға Премьер-министр Асқар Мамин қол қойди.
27-ноябрь күни Һөкүмәт 2007-жили 2-октябрьда чиқирилған №873 қарариға өзгиришләр киргүзди. 4-бапниң «Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт туғини, дөләт гербини вә уларниң тәсвирлирини, шундақла Қазақстан Җумһурийити дөләт гимниниң мәтинини пайдилиниш (орнитиш, орунлаштуруш) қаидилири» тоғрилиқ биринчи қисминиң толуқтурулған варианти төвәндикидәк.
«Дөләт туғини шәхсий вә юридик шәхсләр имарәтләрдә «турушлуқ өйләрдә вә турушлуқ әмәс беналарда), шуниң ичидә балконларда вә тәнтәнилик чарә-тәдбирләр өткүзүлидиған орунларда вәтәнпәрвәрлик һиссиятлирини, қазақстанлиқ умумийлиқни билдүрүш, әлниң, униң гражданлириниң утуқлирини қоллап-қувәтләш мәхситидә (орнитиши, орунлаштуруши) пайдилиналайду», дәп тәкитләнгән қарарда.
630 рет
көрсетілді1
пікір