• Йеңилиқлар
  • 10 Желтоқсан, 2020

Дөләт комиссиясиниң мәҗлиси

Өткән пәйшәнбә күни Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаевниң рәислигидә Сәясий тәқипләш қурванлирини толуқ ақлаш бойичә дөләт комиссиясиниң биринчи мәҗлиси болуп өтти.
– Дөләт комиссиясиниң асасий вәзиписи - кеңәш дәвридики барлиқ сәясий тәқипләшләрниң қурванлириға мунасивәтлик тарихий адаләтликни әслигә кәлтүрүштин ибарәт. Материаллар һәртәрәплимә вә комплекслиқ үгинилгәндин кейин хәлиқара яндишишлар һәм үлгиләр асасида тәқипләш қурванлирини юридик җәһәттин, айрим категориялирини сәясий җәһәттин толуқ ақлашни әмәлгә ашуруш планлиниватиду, – дәп тәкитлиди дөләт кативи.
Комиссия биринчи мәҗлисидә 2020 – 2021-жилларға бәлгүләнгән иш планини, тәқипләш қурванлириниң түрлүк категориялирини ақлаш бойичә паалийәтни методологиялик җәһәттин тәминләш мәсилилирини қарап чиқти. Тәқипләнгәнләрниң түрлүк топлирини ақлаш йөнилишлирини ишләп чиқиш үчүн иш топлирини қуруш тәклип қилинди.
Мәҗлис йәкүни бойичә Қырымбек Көшербаев дөләт комиссиясиниң паалийитигә мунасивәтлик мәсилиләр бойичә мәнпийәтдар дөләт вә йәрлик иҗраий органларға бирқатар тапшурмиларни бәрди.
Мәлумки, бийил 24-ноябрьда Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Сәясий тәқипләшләр қурванлирини толуқ ақлаш бойичә дөләт комиссияси тоғрилиқ» Пәрманни имзалиди. Комиссия тәркивигә Президент Мәмурийитиниң вә Һөкүмәтниң вәкиллири, Парламент Сенати вә Мәҗлисиниң депутатлири, мәнпийәтдар дөләт органлириниң рәһбәрлири, җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири вә алимлар кирди.

 

627 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы