• Йеңилиқлар
  • 24 Желтоқсан, 2020

Чәклимә чариләр күчәйтилиду

Йеңи жил коллективлиқ зияпәтләрсиз вә Арча мәйрәмлирисиз өткүзүлиду. Мәйрәм күнлиридә чәклимә чариләр күчәйтилиду. Таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилишиға йол қоймаслиқ бойичә идариләрара комиссия әйнә шундақ қарар қобул қилди.
Премьер-министр Асқар Маминниң рәислигидә өткән селекторлуқ мәҗлистә саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал, Риқабәтчиликни қоғдаш вә тәрәққий әткүзүш бойичә агентлиқ рәиси Серик Жуманғарин дора-дәрмәкләр баһасини мониторинг қилиш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар, ички ишлар министри Ерлан Турғумбаев карантин чарилиригә риайә қилинишини назарәт қилиш, Атырав, Павлодар, Қостанай вилайәтлириниң һакимлири –Махамбет Досмухамбетов, Әбылқайир Сқақов, Архимед Мухамбетов – регионлардики әһвал тоғрилиқ доклад қилди.
Мәҗлистә Идариләрара комиссия бирқатар қарарларни қобул қилди. Қобул қилинған чәклимә чариләргә мувапиқ, 2020-жилниң 25-декабридин башлап, 2021-жилниң 5-январь күнигичә барлиқ оюн-тамашилар, спорт мусабиқилири вә башқа чарә-тәдбирләр, җүмлидин Арча мәйрәмлири вә коллективлиқ зияпәтләр мәнъий қилинди. Теңиз нефть канида эпидемиологиялик әһвал турақлашқичә чәклимә чариләр күчәйтилди. Таҗсиман вирусқа қарши препаратлар баһасини оттура һесапта 24 пайиз төвәнлитиш чарилири көрүлидиған болди.
Шуниң билән бир вақитта билим сүпитини яхшилаш мәхситидә Билим вә пән министрлигиниң тәкливи бойичә, шундақла җамаәтчиликниң пикри һесапқа елинип, оқуш жилиниң III чаригидин башлап мәктәпни тамамлайдиған синиплар (9-, 11- вә 12-синиплар) үчүн санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләргә риайә қилған һалда арилаш оқуш (пәнләрниң 70 пайизини әнъәнивий шәкилдә, 30 пайизини жирақтин оқутуш көздә тутулди. Униңдин ташқири мәктәп оқуғучилириниң билимини толуқтуруш мәхситидә бәш адәмдин ошуқ болмиған топларда синиптин ташқири қошумчә оқутушлар уюштурулидиған болди. Иккинчи семестрдин башлап колледжлар вә алий оқуш орунлириниң биринчи курс студентлири арилаш оқушни башлайду.
Премьер-министр һакимларға региондики эпидемиологиялик әһвалға қарап, вәзийәтни турақлаштуруш мәхситидә зөрүр чәклимә чариләрни көрүшни тапшурди. Шундақла җәмийәтлик орунларни, мәктәпләр билән балилар бағчилирини сүпәтлик дезинфекция қилишқа, әмләткә пунктлирини вакцинилашқа тәйярлашқа алаһидә диққәт ағдурди. Ички ишлар министрлигигә һакимлиқлар билән бирликтә мәйрәм һарписидики вә мәйрәмлик күнләрдә санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләргә риайә қилинишини тәминләш тапшурулди.

820 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы