• Йеңилиқлар
  • 24 Желтоқсан, 2020

Йеқинлишишниң муһим механизми

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев МДҺ әллири дөләт рәһбәрлири кеңишиниң мәҗлисигә қатнашти.
Видеоконференция тәртивидә өткән чарә-тәдбиргә, шундақла Әзәрбәйҗан, Беларусь, Қирғизстан, Молдова, Өзбәкстан, Россия, Таҗикстан вә Түркмәнстан рәһбәрлири қатнашти.
Мәҗлистә Президентлар Мустәқил Дөләтләр Һәмдостлуғи даирисидики көп планлиқ өзара һәрикәт, МДҺни техиму тәрәққий өткүзүш Концепцияси вә уни әмәлгә ашуруш бойичә Асасий чарә-тәдбирләр плани бойичә пикирләшти. Шундақла баш қошушта МДҺ әллириниң парламентларара һәмкарлиғини тәрәққий әткүзүш вә күчәйтиш мәсилилири қаралди.
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә бу қетимқи учришишниң дуниявий ихтисаттики вә сәясәттики нурғунлиған җиддий проблемилар даирисидә өтүватқанлиғини, уларниң мисли көрүлмигән таҗсиман вирус пандемияси ақивитидә техиму кәскинләшкәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири умумий мәнпийәтләрни көздә тутқан һалда бирқатар тәклипләрни, җүмлидин таҗсиман вирус инфекциясигә бирлишип қарши туруш тәкливини оттуриға қойди.
Президент кәсипдашлирини өз мәмликәтлириниң ташқи ишлар идарилири рәһбәрлиригә Қазақстанниң БМТ даирисидә Ағриқлар үстидин назарәт қилиш бойичә регионлуқ мәркәзләр тармиғини вуҗутқа кәлтүрүш вә Биологиялик бехәтәрлик бойичә хәлиқара агентлиқни тәсис қилиш тәшәббусини БМТта қоллап-қувәтләшни тапшурушқа чақирди.
Дөләт рәһбири әтрап муһитни қоғдаш вә «йешил» қарарларни җарий қилиш, шундақла йеңи рәқәмлик технологияләрни тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә айрим тохтилип өтти. Президентниң сөзичә, Қазақстан МДҺ Дөләтләрара экологиялик кеңишиниң рәиси сүпитидә 2021-жилда мошу саһадики яндишишларни йеқинлитиш вә миллий қанунларни уйғунлаштуруш имканийитини үгинишни, шундақла Рәқәмләштүрүш мәсилилири бойичә мәхсус иш топини қурушни тәклип қиливатиду.
Президент дөләт рәһбәрлириниң диққитини регионлуқ бехәтәрликни вә турақлиқлиқни тәминләшкә җәлип қилди. Униң пикричә, дөләтләрара мунасивәтләрдики өзара ишәнмәслик һәм кәскинлик шараитида турақлиқ риваҗлиниш вә тәрәққиятни қолға кәлтүрүш мүмкин әмәс.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә МДҺниң хәлиқара бирләшмидә мунасип абройға егә екәнлигини тәкитлиди.
– Бизниң тәшкилат униң асасини салғучиларниң күч чиқириши билән илгәрки кеңәш кәңлигини умумий тарихимиздики әшу бир еғир, көп җәһәттин қариму-қаршилиқлар вақтида миқияслиқ қан төкүштин сақлап қалди. Бизниң умумий вәзипимиз йеңи геосәясий шараитта Һәмдостлуқ иқтидарини техиму күчәйтиштин, униң хәлиқара мәйдандики орнини мустәһкәмләштин ибарәт, дәп һесаплаймән. Яхши хошнидарчилиқ, өзара һөрмәт вә мәнпийәтләрни һесапқа елиш роһидики һәмкарлиқниң бизгә һазирқи вә кәлгүсидики синақ-ховупларға мунасип бәрдашлиқ бериш имканийитини яритидиғанлиғиға ишинимән, – деди Дөләт рәһбири.
Президент Қазақстанниң 2020 – 2022-жиллардики АӨҺИЧК рәиси сүпитидә региондики турақлиқлиқни тәминләш ишиға муһим үлүш қошуш үчүн барлиқ күч-қувитини уни толуқ мәзмунлуқ Азиядики бехәтәрлик вә тәрәққият тәшкилатиға (АБТТ) өзгәртишкә сәрип қилишни планлаватқанлиғини тәкитлиди.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзини тамамлап, Һәмдостлуқниң униң барлиқ қатнашқучилириға пайда кәлтүрүп, асасий мәсилиләр бойичә мәвқәләрни йеқинлитишниң муһим механизми болуп қеливатқанлиғини тәкитлиди.
МДҺ Дөләт рәһбәрлири кеңиши мәҗлисиниң йәкүни бойичә бирқатар муһим һөҗҗәтләр қобул қилинди.

765 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы