• Йеңилиқлар
  • 24 Желтоқсан, 2020

Һакимлар билән кеңәшмә өткүзди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев вилайәтләр, Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири билән кеңәшмә өткүзди.
Кеңәшмидә регионларни иҗтимаий-ихтисадий тәрәққий әткүзүш вә дөләт программилирини әмәлгә ашуруш мәсилилири қаралди.
Президент һакимларниң илгири берилгән тапшурмиларни вә тәшәббусларни әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ докладлирини тиңшиди. Қасым-Жомарт Тоқаев вилайәтләр вә җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрниң рәһбәрлиригә мураҗиәт қилип, пандемия шараитида гражданларниң еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшниң муһим екәнлигини тәкитлиди.
Дөләт рәһбири ахирида һакимлар алдиға регионларни тәрәққий әткүзүшниң актуал мәсилилирини һәл қилиш, аһалиниң турмуш сүпитини яхшилаш, шундақла «Иш билән тәминләшниң йол хәритисини» лазимлиқ дәриҗидә әмәлгә ашуруш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни қойди.

811 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы