- Йеңилиқлар
- 07 Қаңтар, 2021
Димаш Байденға бариду
Қазақстанлиқ нахшичи Димаш Қудайберген АҚШниң йеңи сайланған президенти Джозеф Байденниң инаугурациясини нишанлаш һәптилигиниң ечилиш мәрасимиға қатнишиш мәртивисигә егә болди. Йеңи сайланған Президентни улуқлаш рәсмийити 17-январь күни башлиниду.
Әнъәнә бойичә бу чарә-тәдбирни Қериндаш шәһәрләр ассоциацияси өткүзиду. АҚШниң йеңи сайланған президенти Д.Байден бу тәшкилатниң пәхрий рәиси. Шуниң билән биллә бу чарә-тәдбирләргә дипломатиялик корпус вәкиллириму қатнишиду. Таҗсиман вируси пандемиясигә мунасивәтлик мәрасим 2021-жили 17-январь күни онлайн түрдә өтиду.
Тәкитләш лазимки, АҚШ билән Қазақстанниң мунасивәтлири тарихида дәсләпки қетим йеңи сайланған АҚШ президентиниң инаугурациясини нишанлаш һәптилигини ачидиған чарә-тәдбиригә Димаш Қудайберген қатнишидиған болди. Қошумчә қилсақ, 16-январь күни болса, қазақстанлиқ нахшичиниң DIMASH DIGITAL SHOW намлиқ дәсләпки онлайн-концерти өткүзүлиду.
689 рет
көрсетілді0
пікір