• Йеңилиқлар
  • 04 Ақпан, 2021

Әхбарат кәңлигини тәрәққий әткүзүп

Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги коллегиясиниң кәңәйтилгән мәҗлисидә идарә паалийитиниң мәсилилири қаралди.
Мәҗлискә Қазақстан Җумһурийити Премьер-министриниң орунбасари Ералы Тоғжанов, әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева, вице-министрлар һәм министрлик бөлүнмилириниң рәһбәрлири, чоң нәширләр билән телеканалларниң, аммивий әхбарат васитилири саһасидики ассоциацияләрниң вәкиллири, экспертлар, җәмийәт әрбаплири қатнашти.
Коллегия мәҗлисидә сөзгә чиққан әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият вице-министри Болат Тлепов өз докладида Қазақстанда гражданлиқ секторниң һазирқи әһвалиға вә уни тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә тохталди. У мәмликәттә 22 миң һөкүмәтлик әмәс тәшкилатниң тиркәлгәнлигини тәкитлиди.
– 2020-жил бизниң гражданлиқ җәмийитимиз үчүн вақиәләргә толуп- ташти. 2020 – 2030-жилларда елимиз һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлирини тәрәққиятниң йеңи йолиға елип чиқидиған асасий һөҗҗәт – Гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүш концепцияси қобул қилинди, – деди Болат Тлепов.
Вице-министрниң сөзигә қариғанда өткән жили һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң қатнишиши билән 1 250тин ошуқ иҗтимаий лайиһә әмәлгә ашурулди вә шуниң даирисидә аһалиниң иҗтимаий җәһәттин аҗиз қатламлириға ярдәм қилинди, миңлиған қазақстанлиқ ишқа орунлаштурулди. 
Андин кейин мәҗлистә Қазақстан Гражданлиқ альянсиниң президенти Бану Нурғазиева, әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият вице-министри Кемелбек Ойшыбаев сөзгә чиқти.
Кәңәйтилгән мәҗлистә шундақла әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева министрликниң 2020-жилдики паалийити тоғрилиқ ейтип, пандемия вақтида дөләтниң аммивий әхбарат васитилиригә һаятий зөрүр ярдәм қилғанлиғини тәкитлиди.
– Таҗсиман вирусниң биринчи долқуни вақтида аһалини өз вақтида хәвәрдар қилиш йөнилишидә чоң иш әмәлгә ашурулди, – дәп тәкитлиди у. – Сахта әхбаратни оператив инкар қилиш вә stopfake.kz вә coronavirus2020.kz сайтлирида аһалини вирусниң динамикиси һәм тарқилиш миқияси тоғрилиқ турақлиқ хәвәрдар қилиш - җамаәтчилик кәйпиятини турақлаштурушниң муһим амиллириниң бири болди. Бу иш бүгүнгичә утуқлуқ давамлишиватиду.
Министрниң сөзичә, шундақла бирқатар йеңи әхбарат лайиһилири ишқа қошулди. Мәсилән, Абайниң 175 жиллиғини нишанлаш даирисидә AbaiTV канили паалийитини башлиди. Дөләт аммивий әхбарат васитилириниң бирпүтүн портали ишқа қошулди.
Өткән жили министрлик журналистлар квалификациясини ашуруш вә саһалиқ журналистикини тәрәққий әткүзүшни қолға алди.
– 2021-жилниң 8-февралидин тартип дәсләпки 50 журналист Асфендияров намидики ҚазММУда медицина тематикиси бойичә ихтисаслаштуруштин өтиду. 15-февральдин башлап 50кә йеқин журналист Гумилев намидики ЕМУда диний саһа бойичә билимини ашуриду. Әнди 22-февральдин тартип йәнә 50 журналист әл-Фараби намидики ҚазМУда экология тематикиси бойичә билим алиду. Аграр, һоқуқ, ихтисат вә иҗтимаий-әмгәк саһалири бойичә башқа алий оқуш орунлиридиму шундақ иш жүргүзүлиду.
Коллегия мәҗлисиниң ахирида Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжанов сөзгә чиқип, министрликниң Президент Қасым-Жомарт Тоқаев тәшәббус қилған «хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» концепциясини әмәлгә ашурушқа паал қатнишишни давамлаштуруши керәклигигә диққәтни җәлип қилди. Буниңда җәмийәтлик назарәт тоғрилиқ қанунни ишләп чиқиш муһим қәдәм болиду.
Премьер-министрниң орунбасари шундақла аилә-гендерлиқ сәясәтни мукәммәлләштүрүш қисмида йеңи яндишишларни ишләп чиқишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Турмуштики зорлуқ-зомбилиққа қарши туруш мәсилилиригә алаһидә диққәт ағдуруш керәк.
Униңдин ташқири вице-премьер хәйрихаһлиқ саһасидики қанун нормилирини қошумчә ишләшниң муһим екәнлигини атап көрсәтти.
Ералы Тоғжанов шундақла Қазақстан мустәқиллигиниң 30 жиллиғини мәйрәмләш даирисидә Һөкүмәтниң «Мустәқиллик әвлади» миллий лайиһисини тәйярлаватқанлиғини вә Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигиниң уни әмәлгә ашурушқа паал қатнишиши керәклигини тәкитлиди. У шундақла этносларара өзара һәрикәт, аһалини дөләт тәрипидин қобул қилиниватқан қарарлар тоғрилиқ кәспий һәм нәтиҗидарлиқ хәвәрдар қилиш саһалири бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди.

625 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы