• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2021

Пенсия йеши төвәнлитилмәйду

Қазақстанлиқлар йәнә “һөкүмәт пенсия йешини төвәнлитиду” дегән хәвәрни тарқитишқа башлиди.
“Мессенжерларда вә иҗтимаий тармақларда тарқиливатқан Қазақстанда пенсиягә чиқиш йешиниң өзгәртилгәнлиги тоғрилиқ әхбарат һәқиқәткә уйғун кәлмәйду. Һазирқи күндә әрләр илгәрки петичә 63 яшта, аяллар һазирқи пәйттә 60 яшта пенсиягә чиқиду. Шундақла аяллар үчүн пенсия йеши һәр жили 6 айдин қошулуп, 2027-жилға қәдәр 63 яшни тәшкил қилиду”, дәп тәкитләйду Қазақстан Җумһурийити Әмгәк вә аһалини иҗтимаий җәһәттин һимайә қилиш министрлигидә.
Идариниң тәкитлишичә, бүгүнки күндә җумһурийәттә үч дәриҗилик (умумий, базилиқ вә топлиғучи) пенсия системиси күчкә егә. Пенсияниң умумий миқдари әмгәк стажиға бағлиқ.
“Базилиқ пенсия йешиға йәткән гражданларниң барлиғиға төлиниду (у пенсия системисиға қатнишиш стажиға бағлиқ яшаш минимуминиң 54тин 100 пайиз миқдарида болиду). Йәни адәм қанчә узақ ишлигән болса, базилиқ пенсия миқдари шунчә жуқури болиду”, дәп тәкитләйду министрликтә.
“Қазақстанда бәлгүләнгән пенсия йеши хәлиқара вә вәтән экспертлири жүргүзгән тәтқиқатлар вә узақ муддәтлик тәхминләр нәтиҗилиригә асасланған. Шундақ екән, Қазақстанда пенсия йешини өзгәртиш тоғрилиқ мәсилә қаралмиди. Өз новитидә, биз гражданларни асассиз миш-мишларға диққәт ағдурмаслиққа вә пәқәт рәсмий мәнбәләрдин берилгән әхбаратларға ишинишкә чиқиримиз”, дейилиду министрликниң билдүришидә. 
 

663 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы