• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2021

Премьерниң иш бабидики сәпири

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-министри Асқар Мамин өткән пәйшәнбә күни Алмута шәһири вә Алмута вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болуп, регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға беғишланған кеңәшмә өткүзди.
Кеңәшмидә Алмута шәһириниң инженерлиқ, транспорт вә турушлуқ өй инфрақурулумини, билим бериш, саламәтликни сақлаш, тиҗарәтчилик саһалирини тәрәққий әткүзүш вә инвестиция җәлип қилиш, әтрап муһитини қоғдаш вә газлаштуруш мәсилилири қаралди. Алмута агломерациясини тәрәққий әткүзүш вә 2020 – 2024-жилларға бәлгүләнгән «Йеңи Алмута» Комплекслиқ планини әмәлгә ашуруш мәсилилиригә алаһидә диққәт бөлүнди.
Баш қошушта Алмута шәһириниң һакими Бақытжан Сағинтаев вә униң орунбасарлири доклад билән сөзгә чиқти. Муһакимигә биринчи вице-премьер Алихан Смайилов, Стратегиялик планлаш вә ислаһатлар бойичә агентлиқниң рәиси Қайрат Келимбетов, миллий ихтисат, энергетика, экология, геология вә тәбиәт ресурслири, сода вә интеграция, саламәтликни сақлаш министрлири – Әсет Ирғалиев, Нурлан Ноғаев, Мағзум Мирзағалиев, Бақыт Султанов, Алексей Цой, шундақла бирқатар вице-министрлар қатнашти.
– Алмута иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият көрсәткүчлири бойичә регионлар арисида йетәкчи орунни егиләп, мәмликәт ички умумий мәһсулатиниң бәштин бир қисмини тәминләватиду. Мегополис техиму тәрәққий етиш үчүн чоң иқтидарға егә. Йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүш, шәһәр турғунлириниң турмуш сүпити билән паравәнлигини ашуруш, Алмута агломерациясиниң инфрақурулумини вә умумән ихтисадини тәрәққий әткүзүш үчүн барлиқ шараитни тәминләш зөрүр, – деди Асқар Мамин.
Һөкүмәт рәһбири планланған барлиқ лайиһиләрни өз вақтида һәм сүпәтлик әмәлгә ашурушни, шундақла Алмутини тәрәққий әткүзүш үчүн инвестицияләрниң җәлип қилинишини тәминләшни тапшурди.
Кеңәшмидә тәкитлинишичә, 2020-жилниң йәкүни бойичә шәһәрдә санаәт ишләпчиқириши 2019-жил билән селиштурғанда 4,6 пайиз, йәни 1,052 триллион тәңгигичә, шу җүмлидин мәһсулат ишләш санаитидә – 6,9, машина ясаш санаитидә – 35,8, фармацевтика санаитидә – 43,5, қәғәз ишләпчиқиришта – 95,6 пайиз, йеник санаәттә 5 һәссә өсти. Асасий капиталға болған инвестиция 17,2 пайиз, йәни 971,2 миллиард тәңгә өсти. Қурулуш ишлириниң көләми 10,6 пайиз өсүп, 402,7 миллиард тәңгини тәшкил қилди, 2,4 миллион квадрат метрдин ошуқ турушлуқ өй пайдилинишқа берилип, бу көрсәткүч 14 пайиз өсти. 2021 – 2024-жилларда Алмутида умумий баһаси 4,5 триллион тәңгә болған 201 инвестициялик лайиһини әмәлгә ашуруп, 35,4 миң йеңи иш орнини вуҗутқа кәлтүрүш көздә тутулмақта. Бийил баһаси 187,9 миллиард тәңгә болған 92 лайиһини әмәлгә ашуруп, йәттә миңдин ошуқ иш орнини вуҗутқа кәлтүрүш планлиниватиду.
Асқар Мамин иш бабидики сәпири даирисидә Алмута шәһириниң турушлуқ өй инфрақурулуми қурулушиниң кетип беришини тәкшүрди, шундақла Қазақстан вә Мәркизий Азиядики әң чоң SmArt.Point коворкинг мәркизини зиярәт қилди. Бу йәрдә IT, финтех, онлайн-сода, автоматлаштурулған логистика, сүнъий интеллект, робототехника, кибербехәтәрлик вә башқиму бирқатар саһалардики 60тин ошуқ компания ишләйду.
Премьер-министр шу күни Алмута вилайитидә кеңәшмә өткүзди.
Кеңәшмидә регион һакими Амандық Баталов Алмута вилайитини тәрәққий әткүзүшниң муһим мәсилилири бойичә доклад билән сөзгә чиқти. Муһакимә давамида аграр-санаәт комплексини, транспорт вә турушлуқ өй инфрақурулумини, туризм саһасини тәрәққий әткүзүш, инвестиция җәлип қилиш, әтрап муһитни қоғдаш, регионда «Ауыл – Ел бесігі» лайиһисини әмәлгә ашуруш мәсилилири қаралди. Алмута вилайитини тәрәққий әткүзүш бойичә 2030-жилғичә бәлгүләнгән Регионларара чарә-тәдбирләр планини әмәлгә ашуруш мәсилилиригә алаһидә диққәт бөлүнди.
2020-жилниң йәкүни бойичә вилайәттә санаәт ишләпчиқиришиниң көләми 2,3 пайиз өсүп, 1,3 триллион тәңгигә йәтти. Җүмлидин бу көрсәткүч мәһсулат ишләш санаитидә – 2,7, машина ясаш санаитидә – 31, фармацевтика санаитидә – 10, озуқ-түлүк мәһсулатлирини ишләпчиқиришта – 3,5, ичимлик чиқиришта – 2,3, қәғәз ишләпчиқиришта 1,1 пайиз өсти.
Йеза егилиги саһасиниң умумий мәһсулати 2,3 пайиз өсүп, 917,8 миллиард тәңгигә йәтти. Йеза егилиги зираәтлириниң терилғу мәйдани 6,9 миңға көпийип, 968,5 миң гектарға йәтти. Мал сани 5,1 пайиз өсүп, гөш йетиштүрүш — 2,2, сүт йетиштүрүш 3,2 пайиз көпәйди. 
Асасий капиталға болған инвестиция төрт пайиз өсүп, 680,7 миллиард тәңгигә йәтти. Қурулуш ишлириниң көләми 6,8 пайиз өсүп, 310,2 миллиард тәңгини тәшкил қилди. 957 миң квадрат метрдин ошуқ турушлуқ өй пайдилинишқа берилип, бу көрсәткүч 6,9 пайиз өскән.
Бүгүнки күндә вилайәтниң инвестициялик портфелида баһаси 5,4 триллион тәңгә болған 546 лайиһә болуп, улар ишқа қошулғанда 44 миңдин ошуқ йеңи иш орни вуҗутқа кәлтүрүлиду. Бийил 118 миллиард тәңгилик 62 лайиһини әмәлгә ашуруп, үч миңдин ошуқ иш орнини вуҗутқа кәлтүрүш көздә тутулмақта. Алмута вилайитиниң Или наһийәсидә қувити жилиға 220 миң тонна болған икки әхләтни қайта ишләш заводиниң қурулуши башлиниду.
2020-жилда туризм саһасидики асасий капиталға болған инвестиция 21 миллиард тәңгини тәшкил қилди, бу — җумһурийәтлик көләмниң 14,5 пайизи. Бийил вилайәттә 685 туристик маршрут вә йолни тәртипкә кәлтүрүш, туристларни орунлаштуруш үчүн баһаси 2,6 миллиард тәңгә болған 18 җайни пайдилинишқа бериш планланмақта.
– Алмута вилайити ихтисадиниң асасий секторлирида тәрәққиятниң иҗабий көрсәткүчи сақланған. Регион аграр-санаәт комплекси, транспорт вә логистика, туризм вә санаәт саһалирида чоң иқтидарға егә. Вилайәт Алмута шәһириниң озуқ-түлүк бәлбеғи болуп һесаплиниду. Йеңи лайиһиләргә инвестиция көләмини көпәйтиш арқилиқ Алмута вилайитини тәрәққий әткүзүшкә җиддий күч-қувәт қошуш керәк, – деди кеңәшмидә Премьер-министр Асқар Мамин.


 

745 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы