- Йеңилиқлар
- 10 Ақпан, 2021
Карантин һәққидә йеңи тохтам елан қилинди
Алмута вилайитидә регионниң баш дөләт санитариялик врачиниң новәттики тохтами елан қилинди.
Алмута вилайитидә карантин давамлишиватиду. 50 адәмдин ошуқ орни бар умумий тамақлиниш объектлири, мәктәп йешиғичә болған барлиқ тәшкилатлар, (новәтчи топлардин башқиси) көңүл көтириш орунлири, бассейнлар паалийитини тохтатти. Баш врачниң йеңи тохтамиға мувапиқ үч вә униңдин нурғун адәмниң (бир аилә әзалиридин башқа) қатниши мәнъий қилинди вә йеши 65тин ашқан адәмләрниң кочиларға чиқишиға чәк қоюлди. Һөҗҗәткә мувапиқ үстимиздики жилниң 11-февралидин тартип чәкләш чарилири бираз йеникләштүрүлиду.
Мәсилән, диний объектларниң паалийитигә (намаз оқушқа) рухсәт берилиду. Лекин мечитқа кәлгүчиләрниң сани йүз адәмдин ашмаслиғи керәк. Җүмә намазини пәқәт йезилардила өткүзүшкә болиду. Кәлгүчиләрниң сани 150 адәмдин ашмаслиғи керәк. Шундақла умумий тамақлиниш объектлири (ресторанлар, кафе, бар, ашханилар) 50тин ошуқ адәм болғандила паалийитини башлалайду” дейилиду һөҗҗәттә.
Тохтамда умумтамақлиниш объектлириниң ишләш графиги берилгән. Буниңдин ташқири бәлгүлүк шараиттила көңүл көтириш җайлириниң, сода орунлириниң, шундақла монча, оюн-тамашә мәркәзлириниң ишлишигә рухсәт қилиниду. Ялған әхбаратларни тарқитиш қанун бойичә җазалинидиғанлиғини йәнә бир қетим әскә салимиз”, дәп йәкүнлиди идариниң мәтбуат-хизмити.
675 рет
көрсетілді0
пікір