• Йеңилиқлар
  • 17 Ақпан, 2021

Вице-министр депутатлар билән учрашти

Қазақстан Җумһурийити әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият вице-министри Марат Әзилханов Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған Парламент Мәҗлисиниң депутатлири билән учрашти.
Учришишқа Парламент Мәҗлисиниң депутатлири, Президент Мәмурийити ҚХА Кативати мудириниң орунбасари Леонид Прокопенко, Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң, «Қоғамдық келісім» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң, «Әмәлий этносәясий тәтқиқатлар институти» ҖЧЙниң, «Фонд Отандастар» коммерциялик әмәс акционерлиқ җәмийитиниң рәһбәрлиги қатнашти.
Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң вә Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги қаримиғидики тәшкилатларниң вәкиллири депутатларни 2020-жили әмәлгә ашурулған ишлар вә 2021-жилға бәлгүләнгән планлар билән тонуштурди.
Вице-министр Марат Әзилханов депутатларға этносларара саһада жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ сөзләп бәрди, этносларара мунасивәтләргә тәәллуқ депутат тәливини тәйярлиғанда бирләшкән механизмларни ишләп чиқиш бойичә бирқатар тәклипләрни оттуриға қойди, қанун лайиһилирини Қазақстанниң барлиқ этнослириниң мәнпийәтлирини һесапқа елип қарап чиқиш бойичә тәвсийәләрни ейтти. Униңдин ташқири министрлик намидин аналитикилиқ вә социологиялик иш нәтиҗилирини депутатларға турақлиқ йәткүзүп беришни, җүмлидин әхбарат-чүшәндүрүш саһаси бойичә ҚХА чарә-тәдбирлиригә бирлишип қатнишишни, шундақла мәмликәт регионлирини биллә арилаш имканийитини қараштурушни тәклип қилди.
Парламент Мәҗлисиниң депутатлири мәмликәттә этносларара мунасивәтләрни техиму мустәһкәмләш мәхситидә идарә билән бирлишип ишләшкә тәйяр екәнлигини билдүрди.
Сөһбәт йәкүни бойичә униң қатнашқучилар һәр кварталда бирләшкән иш бабидики учришишларни өткүзүп туруш нийитини билдүрди. 
 

823 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы