• Йеңилиқлар
  • 25 Ақпан, 2021

Жаңатастики паҗиә

Йеқинда Җамбул вилайитиниң Жаңатас шәһиридә йүз бәргән өрт балағәткә йәтмигән бәш балиниң һаятини қийди. 
Йүз бәргән паҗиәгә бағлиқ дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев тәзийә билдүрди. Президент шундақла һалак болған балиларниң ата-анисиға һәртәрәплимә ярдәм қилишни тапшурди.
Паҗиә чүштин кейин, балиларниң атиси ишта чағда, аниси дуканға чиқип кәткәндә йүз бәрди. Униңға өйигә өрт кәткәнлиги тоғрилиқ хошна аял хәвәр қилиду вә балиларниң аниси дәрһал қайтип келиду. Пәтирниң ишигини ачиду, бирақ, әпсус, у кәч қалған еди. Балиларниң тениниң көймигинигә қаримай, уларниң һәммиси истин зәһәрләнгән. Улар дәрһал ағриқханиға ятқузулсиму, бирақ бәхиткә қарши, бираз вақиттин кейин вапат болиду. 
Өрт башланғанда балиларниң һәммиси бәш қәвәтлик өйниң үч бөлмилик пәтиридә ялғуз еди. Уларниң чоңи 2015-жили туғулған болуп, әң кичиги техи өткән жилила дунияға кәлгән. Қалған үчи 2016, 2017 вә 2019-жиллири туғулған. Аилә ғоҗайининиң медицина мәһкимисидә ишләйдиғанлиғи, рәпиқисиниң болса декретлиқ дәм елиштики муәллим екәнлиги мәлум болди. 
Йүз бәргән паҗиә сәвәплирини ениқлаш үчүн вилайәт һакиминиң буйруғи билән униң орунбасари Улан Жазылбек рәһбәрлигидики мәхсус комиссия қурулди. Комиссия тәркивигә шундақла прокуратура, полиция департаменти, пәвқуладдә вәзийәтләр департаменти вә башқа дөләт органлириниң вәкиллири кирди. 
– Сот экспертизиси мәркизи мутәхәссислириниң алдин-ала бәргән мәлуматлириға қариғанда, балилар истин зәһәрлинип вапат болған. Өрт болса, оңай тутушидиған материалдин башланған. Өртниң үзүл-кесил сәвәплири зөрүр болған барлиқ экспертизилар жүргүзүлгәндин кейин ениқлиниду, – дәп хәвәр қилди регионлуқ коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән мәтбуат-конференциясидә вилайәтлик полиция департаменти башлиғиниң орунбасари Бақыт Ратаев. – Өрт факти бойичә Қазақстан Җумһурийити Җинаий кодекси 292-маддисиниң 3-қисми бойичә (Өрт бехәтәрлиги тәләплиригә хилаплиқ қилиш) соталди тәргиви башланди.
Сөз новитидә вилайәтлик пәвқуладдә вәзийәтләр департаментиниң башлиғи Ермек Момбаев өрт-техникилиқ лабораторияси тәтқиқатлириниң алдин-ала мәлуматлирини кәлтүрди. Униң тәкитлишичә, өрт балилар бөлмисидин башлинип, 16 квадрат метр мәйданни өз ичигә алған. 
Ахирида шуни қошумчә қилимизки, Birgemiz фонди зәрдап чәккән Әбдимәликовлар аилисигә икки миллион тәңгә бөлүш тоғрилиқ қарар қобул қилди. Шундақла һамийлар тәрипидин аилигә үч бөлмилик пәтир берилди. 


 

542 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы