- Йеңилиқлар
- 25 Ақпан, 2021
Чәтәллик жигит қазақ тилини икки айда үгәнгән
Қазақстанни көрүш — австралиялик Иуан Смитниң бүйүк арманлириниң бири. Елимизгә қәдәм тәшрип қилиш алдида у мәмликәтниң дөләт тилини үгиниш қарариға келиду. Мәлум болушичә, чәтәллик жигит қазақстанлиқ сәясәтшунас Расул Жумалыниң оғли Әлидин Интернет арқилиқ қазақ тили бойичә дәрис алған. Униң бу һәвәси иҗабий нәтиҗә берип, икки айниң ичидила өзигә тамамән жирақ болған тилни қанаәтлинәрлик дәриҗидә өзләштүргән.
«Әссаламу әләйкүм! Мениң исмим – Иуан. Теги-тәктим – Австралиядин. Һазир Сеулда туримән. Мән қазақ тилини икки сәвәпкә бола үгинишкә бәл бағлидим. Биринчиси — шәхсән өзәм чәт тиллирини егиләшкә бөләкчә һәвәс қилимән. Иккинчиси – Қазақстанни көрүшни хелидин буян арзу қилип жүрәттим. Қазақ тили ана тилимдин кәскин пәриқләнгәчкә, шундақла мениңдә бу җәһәттин имканийәт йетәрлик дәриҗидә болмиғачқа, уни өзләштүрүш маңа қийинға чүшүватиду. Шундиму бу йөнилиштә дуч келиватқан еғирчилиқларни қазақ тилиға болған чәксиз қизиқишим билән йеңиватимән», дәп таза қазақ тилида язиду австралиялик жигит өзиниң Интернеттики сәһиписидә.
Иуанниң пикричә, хаһишила болса, һәрқандақ адәм өзи халиған чәт әл тилини өзләштүрәләйду һәм бу җәриян көп вақитни тәләп қилмайду. Чәтәллик қериндишимиз шундақла кимла болсун, миллитидин қәтъий нәзәр, өзи яшайдиған елиниң дөләт тилини билишкә тиришиши керәк, дәп һесаплайду. Буниңдин ташқири у қазақ тилини үгиниш нийитидики замандашлириға мәшғулатини өзлирини қизиқтуридиған мавзудин башлашқа мәслиһәт бериду.
Хуласиләп ейтаримиз шуки, пүткүл һаяти Қазақстанда өтүватсиму, дөләт тилини үгинишкә техила дадил қәдәм ташлалмайватқан қериндашлиримиз мошу мәсилә үстидә чоңқурирақ ойланса болидекән.
779 рет
көрсетілді0
пікір