• Йеңилиқлар
  • 25 Ақпан, 2021

Нан сетивелишқа чәк қоюлди

Алмута шәһәрлик тиҗарәтчилик вә инвестицияләр башқармисида мәзкүр әхбаратни тәстиқлиди. Уларниң ейтишичә, буниңдин кейин нан завод баһасида сетиливатқан фирмилиқ магазинларда бир адәмгә бәш булкидин артуқ берилмәйду.
“Бәзибир елипсатарлар әтигәнлиги нанниң нурғун қисмини сетивелип, кейин уни хелә қиммәт баһада сетишқа башлиған. Һазирғичә “Ақсай-нан” җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи нанниң баһасини илгәрки петичә тутуватиду. Нисбәтән шәһәр дуканлириға мәһсулат йәткүзүш көләми төвәнлимиди”, дәйду башқармидикиләр.
Мәзкүр чарә аһалиниң иҗтимаий мәһсулатларни әрзән баһада сетивелиш үчүн көрүлүватиду. Йәрлик һакимийәт вә “Ақсай-нан” ҖЧЙ оттурисида илгири имзаланған келишим бойичә, бир булкиниң баһаси – 75 тәңгә. 

771 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы