• Йеңилиқлар
  • 25 Ақпан, 2021

Роһий тиклиниш йолида

Дөләт кативи Қырымбек Көшербаев Алмута вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болди.
Дөләт кативи регионда “Рухани жаңғыру” программисини әмәлгә ашурушниң вә Жамбул Жабаевниң 175 жиллиғини мәйрәмләшкә тәйярлиқ көрүшниң кетип бериши билән тонушти.
Қырымбек Көшербаев сәпәр даирисидә Алмута вилайити Қарасай вә Жамбул наһийәлириниң бирқатар иҗтимаий-мәдәний объектлирини зиярәт қилди. Мәсилән, Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Президентиниң “Атамекен” тарихий-мәдәний мәркизидә Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң мустәқиллигимизгә еришиштики тарихий ролини ачидиған мирасгаһ экспозициясини көздин кәчүрди. 
Дөләт кативи шундақла “Рухани жаңғыру” программиси бойичә “Туған жер” лайиһиси даирисидә селинған “Үшқоңыр” физкультура-сағламлаштуруш комплексида болди.
Униңдин ташқири Қырымбек Көшербаев Жамбул Жабаев намидики әдәбий-мәдәний мирасгаһни зиярәт қилип, Жамбул вә униң устази Сүйинбай Аронулы, композитор вә дирижер Нурғиса Тилендиев қәбирлиригә гүлләрни қойди, бир топ мәдәнийәт әрбаплири билән учрашти.
Қазақстан Җумһурийитиниң мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова, Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов, Алмута шәһириниң һакими Бахытжан Сағынтаев, Язғучилар иттипақиниң рәиси Улықбек Есдәулетов улуқ шаирниң 175 жиллиғини мәйрәмләш бойичә чарә-тәдбирләр планлири билән тонуштурди.
Юбилейлиқ чарә-тәдбирләр планиға Жамбул тоғрилиқ биографиялик фильм чүшириш, униң тоғрилиқ китапларни нәшир қилиш, ақинлар айтысини өткүзүш, мәдәний ядикарлиқлирини аватлаштуруш, хәлиқара рәссамлар пленэрини уюштуруш киргүзүлди.
Улуқ шәхсләр мираслирини аммибаплаштурушниң болупму яшларни роһий тикләш җәрияниға алаһидә һәссә қошидиғанлиғи тәкитләнди. 

 

20968 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы