• Йеңилиқлар
  • 03 Наурыз, 2021

Оқуғучилар мәктәпкә өзлиригә қолайлиқ кийимдә бариду

Оқуғучиларниң арилаш шәкилгә авушушиға мунасивәтлик мәктәп формисини сетивелишниң һаҗити йоқ. Бу һәққидә оттура вә алий билим бериш мәсилилиригә мунасивәтлик журналистлар үчүн өткән брифингта ейтилди. 

«Оқуғучиниң ағрип қелиши яки бемар адәм билән алақида болуши охшаш алаһидә әһвалларда ата-аниларниң илтимаси асасида оқуғучиларниң жирақтин оқуш имканийити бар. Арилаш оқуш шәклигә көчкән пәйттә санитарлиқ тәләпләр сақлиниши керәк. Билим бөлүмлири вә мәктәп рәһбәрлири һәр мәктәптә санитарлиқ нормиларға қәтъий риайә қилиши лазим. Иккинчидин, барлиқ билим бериш җәрияниға қатнашқучиларниң һәммиси шәхсий гигиенисини сақлаш бойичә тәләпләрни қаттиқ сақлиши һаҗәт», - деди Билим вә пән вице-министри Шолпан Каринова.
 Униң ейтишичә, ата-анилар буни қоллап-қувәтлиши лазим.     
«Оқуғучиларниң яш алаһидиликлири, физиологиялик, психикилиқ тәрәққияти нәзәрдә тутулуп, ата-анилар балилириға шәхсий гигиена, санитарлиқ тәләпләрни сақлаш бойичә дайим чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүши керәк. Оқуш жилиниң бешида толуқ оқуш жили давамида мәктәп формисиға риайә қилмаслиқ тоғрилиқ қарар қобул қилинған. Оқуғучиларниң арилаш форматқа авушушиға мунасивәтлик мәктәп формисини сетивелишниң һаҗити йоқ. Оқуғучиларниң мәктәпкә өзлиригә қолайлиқ, таза, сәрәмҗан кийимдә беришиға болиду», — деди вице-министр.

22492 рет

көрсетілді

273

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы