• Йеңилиқлар
  • 03 Наурыз, 2021

Дөләт комиссияси реҗини тәстиқлиди

Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаев Жамбул Жабаевниң 175 жиллиқ тәвәллудиға тәйярлиқ көрүш вә өткүзүш бойичә дөләт комиссиясиниң биринчи мәҗлисини өткүзди. 
Дөләт кативи мәҗлисни ечип, улуқ ақин, қазақ даласиниң Гомери Жамбул Жабаев шеирий мирасиниң дуния мәдәнийити роһий-мәнивий ғәзнисиниң алтун фондиға киргәнлигини тәкитлиди. Жамбул Жабаев пүткүл аңлиқ һаятини вәтәнпәрвәрлик, алийҗанаплиқ, садақәт вә адаләтлик охшаш әң есил инсаний пәзиләтләрни күйләшкә беғишлиди. Бүгүнки таңда униң иҗадийити җәмийәтни йеңилашта алаһидә актуаллиққа егә болмақта.
Қырымбек Көшербаев 2020-жилда Абай вә әл-Фараби тәвәллудлирини утуқлуқ өткүзүш мисалиға асасланған һалда, улуқ шәхсләрниң бай мирасини аммибаплаштурушқа мунасивәтлик концептуал йеңи яндишишларни давамлаштурушниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Бизниң баш мәхситимиз –бебаһа роһий мирасни сақлап қелиш вә уларниң улуқ инсаний идеялирини кәлгүси әвлатқа йәткүзүш.
Нәтиҗидә дөләт комиссияси «Жамбул Жабаевниң 175 жиллиқ тәвәллудиға тәйярлиқ көрүш вә өткүзүш бойичә умумҗумһурийәтлик планни мақуллап, тәстиқлиди. Планда 500дин ошуқ иҗтимаий-мәдәний, ақартиш, илмий вә маарип лайиһилири көздә тутулди. Униңдин ташқири шаирниң һаяти тоғрилиқ һөҗҗәтлик фильм чүширилиду, йеңи шеирий топламлири нәшир қилиниду, айтыслар вә әдәбий конкурслар, китап көргәзмилири уюштурулуп, атақлиқ ақин тәвәллудиға беғишланған хатирә тәңгиләр вә почта маркилири чиқирилиду.
Дөләт кативи Һөкүмәткә планниң сүпәтлик орунлинишини вә юбилейлиқ чарә-тәдбирләрниң кәң йорутулушини тәминләшни тапшурди. Вилайәтләр, Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлириға Жамбул Жабаев тәвәллудини мәйрәмләш бойичә регионлуқ планларни ишләп чиқип, тәстиқләш вә уларниң әмәлгә ашурулушини тәминләш тапшурулди.

26347 рет

көрсетілді

1352

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы