• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 28 Мамыр, 2021

Момисиниң ярдәмчиси

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

10 яшлиқ Ильдар Нурмашев – Талғир наһийәсиниң Гүлдала йезисида истиқамәт қилиду. Биз униң билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қәйнәзәр йезисида тонушуп қалдуқ. 
Ильдарниң момиси Меһриван һәдә Гүлдала йезисидики «Қазпочта» бөлүмчисидә почтальон болуп ишләйду. Мәлумки, биз, ата-анилар, яшлиғимизда пәрзәнтлиримизни қатарға қошуш үчүн әмгәк қилип, уларниң тәрбийисигә йетәрлик диққәт бөләлмәй қалидекәнмиз. Гайида уларниң қандақ өсүп кәткәнлигиниму сәзмәй қалимизкән. Әнди, бова вә мома болғанда, шу камчилиқларниң орнини толтуруш үчүн нәврилиримизгә бар меһир-муһәббитимиз билән ғәмхорлуғимизни һәдийә қилимиз. пәрзәнтлиримизгә уларни беқишип беримиз. Меһриван һәдиму Ильдарни шундақ чоң қиливатқан момиларниң бири. Нәврисини үч йешидин әгәштүрүп, йезиға гезит таритип келиду. Балиниң қойған күрмиң соаллириға сәвир-тақәт билән җавап берип, хәлқимизниң алаһидиликлирини тонуштуруп, бойиға миллий һиссиятларни қондуруватиду. Момисиниң әмгиги түпәйли өз хәлқигә муһәббәт, һөрмәт-еһтирам бағлиған Ильдарни йезидики мәктәпниң уйғур синипиға оқушқа бәрди. Бийил у 4-синипни тамамлиди. Момиси иккиси жутдашлириға 158 данә «Уйғур авази» вә 12 данә «Азия бүгүн» гезитини таритиду.
– Гезитниң рәңлик, адәм көзиниң йеғини йәйдиған биринчи вә ахирқи бәтлирини интайин яхши көримән. Йеңилиқларни қизиқип оқуймән. Һәрбир уйғур аилиси «Уйғур авазиға» йезилип, уни оқуса дәп арман қилимән, – дәйду бизниң яш  оқурмәнимиз Ильдар балимиз. 
Сөһбитимиз ахирида Ильдар бизгә «Мән – уйғур оғли» нахшисини ейтип бәрди. Мәлум болушичә, у мәктәптики сәнъәткарлар өмигигә қатнишидекән. Һә, Ильдар кәби жүригидә хәлқигә оти бар әвладимиз баркән, биз келәчигимиздин ғәм қилмаймиз.


 

325 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы