• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 03 Маусым, 2021

Штаб әзалири Әмгәкчиқазақ наһийәсидә болди

Йеқинда «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров башқурған ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң әзалири Шаймәрдан Шәрипов, Рәхмәтҗан Йүсүпов, Шәмшидин Аюпов, Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев вә «Уйғур авази» гезитиниң Әмгәкчиқазақ наһийәсидики мәхсус мухбири, йәни мошу қурларниң муәллипи Әмгәкчиқазақ наһийәсидики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған 15 оттура мәктәпниң мудирлири һәм уларниң билим вә тәрбийә ишлири бойичә орунбасарлири һәм җәмийәтлик ишларниң активистлири билән учришип, Штабниң мәхсити вә вәзипилири, келәчәктә наһийә даирисидә атқурулидиған ишларниң реҗилири һәққидә сөһбәтләшти.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Наһийәдики дәсләпки учришиш Тәшкәнсаз йезисидики Һ.Абдуллин намидики оттура мәктәптин башланди. Штабниң әзалирини мәзкүр билим дәргаһиниң мудири Салтанат Матай иллиқ қарши елип, мәзкүр қурулум билән бирлишип ишләйдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Сәпәр давамида Тәшкәнсаз йезиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Разийәм Надированиң рәһбәрлигидики бир түркүм паалийәтчан ханим-қизлар биләнму айрим сөһбәтләр жүргүзүлди.
Бу йезида мәктәпкә бала топлаш бойичә қурулған штабниң рәиси Ғерипҗан Җеләмов, орунбасари болуп Ризвангүл Әкбәрова сайланди.
Новәттики учришиш Баяндай толуқсиз оттура мәктивидә давамлашти. Алмутидин кәлгән меһманларни мәктәп мудири Айсулу Далмурадова күтүвалди вә Штаб ишини қоллайдиғанлиғини ейтти. Андин кейин Штаб әзалири йезиниң жигитбеши Аблеким Илиев, Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Иминҗан Азнибақиев, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Саламәт Норузова вә униң орунбасари Аминәм Йүсүпова билән учришип, сөһбәтләшти. Баяндай йезисида мәктәпкә бала топлаш бойичә штаб қурулуп, униң рәиси вә орунбасари болуп Иминҗан Азнибақиев вә Саламәт Норузова сайланди.
Амангелди йезисиға қәдәм тәшрип қилған Штаб әзалирини Садир оттура мәктивиниң мудири Қурванҗан Тайиров қарши алди. Шундақла бу учришишқа йезиниң жигитбеши Тудахун Бақиев, униң орунбасарлири Тохтахун Розәмов вә Мәсимҗан Имиров, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Рашидәм Қадирова вә әзаси Җимиләм Розиева  қатнашти. 
Амангелди йезисида мәктәпкә бала топлаш бойичә қурулған штабниң рәиси вә орунбасари болуп Тохтахун Розәмов вә Зульфия Рәһманова сайланди. 
Штабниң Ават йезисида өткүзгән учришишиға Ө.Муһәммәдий намидики оттура мәктәпниң уйғур синиплириниң барлиқ муәллимлири қатнишип, мәктәпкә бала топлаш бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Андин Штаб әзалири мәктәп мудири Ләззәт Нурмуханова билән көрүшти. Ләззәт Жуматайқизи һәрбир милләтниң милләт сүпитидә сақлинип қелиши үчүн ана тилида билим елишиниң зөрүрлүгини қәйт қилди вә Штаб ишини қоллап, бирлишип ишләйдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
Ават йезисида мәктәпкә бала топлаш бойичә штаб қурулуп, униң рәиси вә рәисниң орунбасари болуп Нурмәһәмәт Мәңсүров вә Садиқҗан Қурбанов сайланди.
Йеңишәр йезисидики Т.Рысқулов намидики оттура мәктивидә болуп өткән учришишқа мәктәп мудири Майнура Сақалова вә униң орунбасарлири, уйғур синиплириниң муәллимлири, җәмийәтлик ишларниң активистлири һәм жут мөтивәри Иминҗан Камалов қатнашти. Мәктәп мудири уйғур ата-аниларниң немә сәвәптин пәрзәнтлирини ана тилида оқутушни халимайдиғанлиғини чүшәнмәйдиғанлиғини йошурмиди. У Штаб әзалири вә җәмийәтлик ишларниң активистлириниң уйғур синипиға балиларни топлашта мәктәпни қоллап-қувәтләп, ярдәм қолини созушини илтимас қилди. 
Йеңишәр йезисидиму мәктәпкә бала топлаш бойичә штаб қурулуп, униң рәиси Савут Абдурашитов, орунбасари болуп Арзигүл Ваҗитова сайланди.
***
Жуқурида қәйт қилинған мәсилиләр бойичә Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң әзалири 31-май вә 1-июнь күнлири Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ йезисидики А.Саттаров намидики оттура мәктивиниң мудири Айгерим Сарыбаева, Достлуқ йезисидики А.Бертаева намидики оттура мәктиви мудириниң вәзиписини атқурғучи Гүлнар Смағулова, Қорам оттура мәктивиниң мудири Қанат Жошибаев, Челәк йезисидики Т.Кенжебаев намидики оттура мәктәпниң мудири Шара Сатқожаева, А.Розибақиев намидики оттура мәктиви мудириниң вәзиписини атқурғучи Жания Садирова, Маливай оттура мәктивиниң мудири Даметкүл Балқыбекова, Байсейит йезисидки И.Тайиров намидики оттура мәктивиниң мудири Илияр Нурхалиқов, Қизил Шәриқ йезисидики М.Әвезов намидики оттура мәктәпниң мудири Маржан Ахмоллаева, Дехан толуқсиз мәктивиниң мудири Эльмира Аукенова вә Ғәйрәт йезисидики И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң мудири Әзимҗан Мәрүпов билән учрашти.
Сәпәр давамида Әмгәкчиқазақ наһийәсидики он бәш мәктәпниң мудирлири вә муәллимлири билән болған бу баш қошушта әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети, С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университети, С.Демирәл университети, Қазақ миллий аграр университети, «Туран» университети охшаш алий оқуш орунлириниң оқутқучи-профессорлирини, жуқурида аталған мәктәпләрниң 9-11-синип учумкарлирини вә уларниң ата-анилирини, шундақла пән муәллимлирини җәлип қилған һалда пат-йеқинда кәсип таллаш бойичә ZOOM суписи асасида учришиш өткүзүш қарар қилинди.
Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби әзалириниң Челәк регионидики мәлиләрниң җамаәтчилик вәкиллири билән болған учришишлирида Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурҗамал Һасанова, Челәк регионлуқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гөһәрбүви Идрисова вә мошу қурлар муәллипи икки күн давамида биллә болуп, жут-җамаәтчилик вәкиллири вә паалийәтчан ханим-қизлар кеңәшлириниң әзалири, уйғур синиплириниң муәллимлири билән айрим жүргүзүлгән сөһбәтләрниң җанлиқ һәм идитлиқ өтүшигә зәмин яратти. 
Штаб әзалири оқуғучиларниң үлгирими, учумкарларниң Биртуташ миллий тестқа қатнишиши, уйғур синиплириниң пән муәллимлири вә һаҗәтлик оқуш қураллири билән тәминлиниши, уйғур синиплириға бала топлаш, уйғур тилида нәшир қилиниватқан гезит вә журналларға йезилиш кәби мәсилиләрниму муһакимә қилди.
Билим дәргаһлири рәһбәрлири, муәллимләр вә жут-җамаәтчилик вәкиллири билән болған сөһбәт җәриянида Карлин Мәхпиров Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң алдиға қойған мәхситини йәнә бир қетим агаһландуруп, болупму уйғур синиплириға бала топлашниң муәллимләрниң, ата-аниларниң, җәмийәтлик бирләшмиләр вә жут активистлириниң умумий вәзиписи екәнлигини алаһидә тәкитлиди. У уйғур синиплирида паалийәт елип бериватқан муәллимләргә һәм ана тилимизда билим еливатқан балилиримизниң ғемини йәп келиватқан җәмийәтлик ишларниң активистлириға Штаб намидин миннәтдарлиғини изһар қилди.
Шуниң билән Челәк регионидики мәктәпләрдиму мәктәпләргә бала топлаш бойичә штаблар қурулуп, көпчилик уларниң рәис вә әзалири қилип Гүлинур Бақиевани, Сәйярә Илахуновани (Қаратуруқ), Халбүви Дугановани, Баһарәм Имамбәрдиевани (Достлуқ), Қурванҗан Исламовни, Шаһадәт Хелиловани (Қорам), Сетивалди Семәтовни, Қуддус Илахуновни (Челәк йезиси), Иврайимҗан Шакировни, Мәсимҗан Мәхсүмоғлини, Қудрәт Турсуновни (Челәк), Диләрәм Садировани, Рәнагүл Насировани (Маливай), Ғилаждин Һосмановни, Гөһәрбүви Баратовани (Байсейит), Гүлбәһрәм Имрәмзиевани, Саһибәм Норузовани (Қизил Шәриқ), Ришат Турғановни вә Абдулҗан Азнибақиевни (Ғәйрәт) сайлиди. Челәк региониниң тоққуз йезисида қурулған штабниң кураторлири болуп Нурҗамал Һасанова, Һебибуллам Абдуллаев вә Гөһәрбүви Идрисова бәкитилди.
Ана тилида оқутушниң зөрүрлүги, ана тилиға болған һөрмәт вә муһтаҗлиқ, ата-аниларниң сәвийәсини көтириш, кәсип таллаш мәсилиси әтрапидики ой-пикирләр муһакимә қилинған учришишта әмгәкчиқазақлиқ қериндашлар ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң әзалириға миннәтдарлиғини изһар қилип, ишиға утуқ тилиди.

СҮРӘТТӘ: штаб әзалири К.Мәхпиров билән  Р.Йүсүпов  Достлуқ йезисиниң активистлири,  А.Бертаева намидики мәктәпниң муәллимлири вә оқуғучилири арисида. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

16202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы