• Асасий мақалилар
  • 03 Маусым, 2021

Энергияни теҗәмлик пайдилиниш – вақит тәливи

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев электр энергетикисини тәрәққий әткүзүш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди.

Президент видеоконференцалақә-тәртиптә өткән кеңәшмини ечип, мәмликәтниң электр энергетикиси саһасини тәрәққий әткүзүшниң алаһидә муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. Чүнки бүгүнки таңда энергетика Қазақстан ихтисадида асаслиқ роль ойнаватиду.
– Энергетика бехәтәрлигини тәминләш – асасий вәзипиләрниң бири. Қазақстанда энергияни пайдилиниш сүръити жилдин-жилға өсмәктә. Пайдилинишқа бериливатқан энергия мәнбәлири өсүш сүръитигә мувапиқ кәлмәйду. Әслидә, мәмликәтниң тәрәққияти уттур энергетика саһасиниң турақлиқлиғиға бағлиқ, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент өз сөзидә энергияни нәтиҗидарлиқ исрап қилиш вә ихтисат қилиш мәсилисигә асасий диққәтни ағдурди.
– Қазақстан – дунияда энергияни әң көп пайдилинидиған мәмликәтләрниң бири. Бизниң ихтисат, Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиға әза мәмликәтләр билән селиштурғанда, энергияни үч һәссә нурғун пайдилиниду. Униң үстигә бизниң ички умумий мәһсулат қурулумида хизмәт қилиш секториниң үлүши бесим. Бу санаәт карханилириниң асасий фонди вә җабдуқлири Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиниң һәм дуниядики башқа йетәкчи әлләрниң заманивий үлгилиригә мувапиқ кәлмәйду, дегәнни билдүриду, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Докладта шундақла электр тармақлири компаниялириниң паалийитидә тәртип орнитишниң зөрүр екәнлиги тәкитләнди. Һөкүмәт вә вилайәтләр һакимлиқлириға электр тармақлириниң тозушини басқучлуқ төвәнлитиш бойичә комплекслиқ чариләрни көрүш тапшурулди. Униңдин ташқири кадрлар проблемиси мурәккәп мәсилигә айланмақта.
– Электромонтерлар, жуқури вольтлуқ линияләрни җөндигүчиләр, башқа ишчи кәсип мутәхәссислири йетишмәйду. Қазақстанда энергетика саһаси үчүн кадрларни тәйярлайдиған 24 алий оқуш орниниң моҗут екәнлигигә қаримай, шундақ әһвал орун алмақта. Инженер-техникилиқ персоналниң оттура йеши 50 яшқа йеқин. Мундақ әһвал шундақла оттура иш һәққиниң төвән дәриҗиси билән мурәккәплишиватиду. Нәтиҗидә – 2015 –2020-жилларда кадрлар турақсизлиғи төрт пайиздин 15 пайизғичә көпәйгән. Бу мәсилини наһайити чапсан һәл қилиш керәк, әксичә болғанда, биз йеқинқи вақиттила кадрлар тапчиллиғиға дуч келимиз. Һөкүмәткә саһаниң кәспий кадрлар иқтидарини вә риқабәткә тақабил иш һәққи дәриҗисини вуҗутқа кәлтүрүшни тапшуримән, – деди Дөләт рәһбири.
Президент саһани тәрәққий әткүзүшкә хәлиқара инвесторларниң җәлип қилинишини муһим вәзипә дәп атиди. Униң тапшурмиси бойичә Бирләшкән Әрәп Әмирликлири, Франция вә башқа Европа әллири билән музакириләр жүргүзүлүватиду.
Дөләт рәһбириниң пикричә, аһали саниниң көпийиши вә ихтисатниң өсүши йеңи қувәтләрни җарий қилишни тәләп қилидиғанлиғи талашсиз. Бирақ мүмкинчиликләр чәклик. Шуңлашқа ихтисатниң энергияни көп тәләп қилишини азайтиш – муһим вәзипә. Президент Һөкүмәткә атап көрситилгән мәсилиләрни назарәт астида тутушни тапшурди.
Чарә-тәдбир давамида шундақла энергетика министри Нурлан Ноғаев, индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министри Бейбит Атамқулов, экология, геология вә тәбиәт ресурслири министри Мағзум Мирзағалиев, Самруқ-Қазына» МПФ» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Алмасадам Сәтқалиев, Қазақстан Қуяш энергетикиси ассоциацияси Мудирлар кеңишиниң рәиси Нурлан Қапенов, Total Energies Kazakhstan компаниясиниң баш мудири Алем Фрига-Ной доклад билән сөзгә чиқти.
 

10073 рет

көрсетілді

11

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы