• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Помидор вә лаза кәлтүрүлмәйду

Қазақстан Йеза егилиги министрлиги вирусниң тәсиридин Түркмәнстандин помидор вә лаза кәлтүрүшни мәнъий қилди.
Қазақстан Йеза егилиги министрлигиниң Аграр-санаәт комплексидики дөләт инспекцияси комитети мошу дүшәнбидин тартип Түркмәнстан территориясидин помидор вә лаза кәлтүрүшни вақитлиқ мәнъий қилди. Мундақ чариләр мошу көктат түрлиридә карантинлиқ организмлириниң ениқлинишиниң көпийип кетиши түпәйли көрүлди.
– Карантинлиқ фитосанитарлиқ тәкшүрүш вақтида Қазақстанға Түркмәнстан өсүмлүкләр карантини бойичә дөләт хизмитиниң фитосанитарлиқ һөҗҗәтлири билән кәлтүрүлгән помидорларда уларниң полишип миҗилип кәткәнлиги (Tomato brown rugose fruit virus (ToBRFV) байқалди, – дәп хәвәр қилди министрликтә.
 Түркмәнстанға карантинлиқ фитосанитарлиқ тәләпләрниң бузулғанлиғи тоғрилиқ ухтуруш әвәтилди. Йеза егилиги министрлигиниң комитети Қазақстан территориясидә фитосанитарлиқ әһвалниң начарлап кетишиниң алдини елиш үчүн Түркмәнстандин помидор вә лазини кәлтүрүшни вақитлиқ мәнъий қилишни қарар қилди.
Жил бешидин тартип карантинлиқ мәһсулатни Қазақстан территориясигә кәлтүргәндә өсүмлүкләр карантини саһасидики қанунниң 1 300 қетим бузулғанлиғи, 11 миң тонна мәһсулат кәлтүрүлүшиниң алди елинғанлиғи, 155 әһвалда кәлтүрүлүватқан мәһсулатта зиянлиқ организмларниң яки вирусларниң тепилғанлиғи тәкитлиниду. Қанунға хилаплиқ қилғучиларға 56 миллион тәңгә җәриман селинди. 
ToBRFV – көктат зираәтлириниң хәтәрлик патогени. Вирус жуқури патогенлиқ вә пәқәт уруқтила вә өсүмлүкләрдила әмәс, бәлки униң үстидиму узақ вақит мабайнида өлмәйду. Вирустин помидор вә лаза һосулдарлиғи 70 пайиз төвән болуши мүмкин. Вирус жуққан өсүмлүк уҗуқтурулиду.
 

406 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы