• COVID - 19
  • 10 Маусым, 2021

Алий билимликләр көп

Һазир елимиздә таҗсиман вирусқа қарши вакцина селиватқанлар арисида алий билимликләр көп. Бу һәққидә Алмутиниң баш санитар врачи Жандарбек Бекшин хәвәрлиди.
 «Назарбаев Университетиниң алимлири вә студентлири тәтқиқат жүргүзүп, вакцина салдурғанлар арисида алий билимлик адәмләрниң көп екәнлигини байқиған. Студентлар арисида вакцина селиватқанлар аз. Әпсус, яшлар таҗсиман вирусни әң көп тарқатқучилар болуп һесаплиниду. Улар асасән симптомсиз ағрийду, вирусни жуқтуриду. Бу, өз новитидә, яшанғанлар арисида ағриқларниң көпийишигә елип кәлмәктә. Бу вакцина селишни халимайдиған яшларниң җавапкәрсизлигиниң нәтиҗиси», деди Ж.Бекшин.
 Алмута шәһири җәмийәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң рәһбири Нариман Табынбаев вакцина еливатқанлар ичидә асасән педагоглар, медицина вә һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлири бар екәнлигини тәкитлиди. Улар вакцина алғанларниң умумий саниниң 40 пайизини тәшкил қилиду. 
 «Әлвәттә, вакцина елиш өз әрки билән әмәлгә ашурулиду. Һазир бу иш коллективларда яхши уюштурулуватиду. У йәрләрдә тәшвиқат ишлири яхши жүргүзүлүватқан болуши мүмкин. Амма студентлар чәттә қалмақта. Алмутида 70 миң студент бар. Уларниң пәқәт 10 пайизила вакцина алған. Мениң пикримчә, алий оқуш орунлириниң ректоратлири тәрипидин толуқ дәриҗидә чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлмәйватиду», деди Нариман Табынбаев.
 У шундақла февраль, март, апрель айлири билән селиштурғанда Қазақстан бойичә вакцина селиш җәрияни төвәнлимәктә.
«Биз чүшәндүрүш ишлирини давамлаштуримиз. Чүнки бу пандемияни тохтитидиған бирдин-бир йол», деди Н.Табынбаев.

324 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы