• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Онлайн-мәккарларға қарши күришиду

Һәммимизгә мәлумки, кейинки вақитларда интернет, телефон, ватсап мәккарлири көпийип кәтти. Җинайәтчиләр дунияси әнди онлайн-режимда хәлиқни алдашқа киришти. 
Жирақта олтирип аддий хәлиқни қахшитидиған җинайәтниң мошу түри билән күришиш үчүн Ички ишлар министрлиги М.Есболатов намидики Алмута академиядә мутәхәссисләрни тәйярлайдиған болиду. Мошундақ қарар өткән жили қобул қилинған еди. 
 Әнди полиция хадимлири җәмийәтлик тәртипниң сақчилилирила әмәс, шундақла программистлар болиду. Уларни түрлүк хакерларға қарши күрәшкә үгитиду.
— Технологияләр күндә дегидәк өзгириватқан һазирқи заманда киберҗинайәт билән күришиш алаһидә әһмийәткә егә. Мәзкүр җинайәт билән күрәш мутәхәссислигигә биз мошу саһада тәҗрибиси бар кадрларни җәлип қилимиз. Уларни тәйярлашқа башқа мәһкимиләрму қатнишиду, — деди Алмута академияси рәһбириниң орунбасари Жанат Дилбарханова.
 Әнди онлайн-мәккарларниң қанун алдида җавап беридиған вақти келиду.
 

436 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы