• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Милләт үмүти – яшлар

Тунҗа Президент – Елбасы Китапханисида дөләт кативи Қырымбек Көшербаевниң қатнишиши билән Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға беғишланған “Біз – ел патриотымыз” – “Биз – мәмликәт вәтәнпәрвәрлири” хәлиқара яшлар форуми болуп өтти. 
Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев форум қатнашқучилириға Тәбрик хәт әвәтти, уни Китапхана мудири Бахытжан Темирболат оқуп бәрди.
“Яшлар – җәмийәтниң һәрикәткә кәлтүргүчи күчи, милләтниң үмүти. Мустәқиллик жиллирида елимиздә илғар пикирлик вә билимлик яшларниң пүтүнсүрүк әвлади өсүп йетилди”, дәп тәкитлиниду Елбасыниң Тәбрик хетидә. 
Тунҗа Президент, шундақла һәрқандақ милләтниң риқабәткә тақабиллиғиниң һәммидин авал билим сүпити билән өлчинидиғанлиғини тәкитлиди.
Өз новитидә, Дөләт кативи форумниң ечилишида бүгүнки таңда яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшниң мустәқил Қазақстанни турақлиқ тәрәққиятқа илгирилитиш йолида тәрәққий әткүзүшниң аҗралмас қисми болғанлиғини тәкитлиди. Қырымбек Көшербаев Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң нәқ яш қазақстанлиқлар вәтәнпәрвәрликниң алдинқи сепидә меңиши керәк, хәлиқ тарихини билиш, дөләткә һөрмәт көрситиш, турақлиқ өзини өзи тәрәққий әткүзүш, адиллиқ, ишчанлиқ униң формулиси, дегән сөзлирини мисалға кәлтүрди. 
Дөләт кативи Президентниң яшларниң сәясий аң-сезиминиң өсүшини дөләтниң иқтидари вә ихтисадий һәм иҗтимаий сәясий җәриянларға башқичә көзқараш мәнбәси сүпитидә қарайдиғанлиғиға диққәтни җәлип қилди.
Қырымбек Көшербаевниң тәкитлишичә, Қазақстанда яшларниң түрлүк саһалардики тәшәббуслирини қоллап-қувәтләш вә рәғбәтләндүрүш бойичә дөләт лайиһилириниң утуқлуқ әмәлгә ашурулуватқанлиғини тәкитлиди. Бу мәхсәттә елимиздә “Болашақ” хәлиқара билим стипендияси, “Дарын” Дөләт яшлар мукапити, Президентниң яш кадрлар резерви, партияләрниң сайлам тизимлирида аяллар вә 29 яшқичә болған яшлар үчүн 30 пайизлиқ мәҗбурий квота, яшларни ишқа орунлаштуруш вә иш билән тәминләш программилири һәм башқиму нурғунлиған лайиһиләр утуқлуқ ишләватиду.
Хәлиқара форумға Әзәрбәйҗан, АҚШ, Беларусь, Қирғизстан, Россия, Түркия, Франция яшлар тәшкилатлириниң лидерлири, мәркизий вә йәрлик дәриҗиләрдики дөләт органлириниң, Nur Otan партиясиниң вәкиллири, Қазақстан Җумһурийити Парламенти вә мәслиһәтләрниң яш депутатлири, “Болашақ” программисиниң учумкарлири, “Қазақстандики 100 йеңи исим” лайиһисиниң ғалиплири, яш алимлар, тиҗарәтчиләр, иҗаткар яшлар қатнашти.
Форум даирисидә Open space форматида “Һазирқи дуниядики утуқлуқ яшлар диалоги” вә “Яшларниң мәдәний-гуманитарлиқ, инновациялик җәриянлар тәрәққиятини йеңилаштики роли” мавзулирида сессияләр болуп өтти.
Хәлиқара форум йәкүни бойичә қарар қобул қилинди.
 

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы