• Инкас
  • 16 Маусым, 2021

Әвлат – милләтниң давами

«Уйғур авази» гезитиниң сәһиписидә журналист вә алим Шәмшидин Аюпов тәрипидин уюштурулған «Биздә балилар әдәбияти барму?» («Уйғур авази» №20. 20-май. 2021-жил) сәрләвһилик «дүгләк үстилини» оқуп, чоңқур тәсиратта қалдим вә шу материал асасида бираз пикир жүргүзүшни мақул көрдүм.
 Биз, бүгүнки яшанғанлар өтмүшниң давами. Бүгүнки балилиримиз – келәчигимизниң варислири. Бизгә бәлгүлүк әҗдаттин-әвлатқа қәдрийәтлиримиз қалиду. Уни һаятқа кәлгән кәлгүси әвладимиз давамлаштуриду. Әҗдатлардин қалған мираслиримизни түрлүк әдәбиятлиримиз арқилиқ билимиз. Шу мирасларни келәчәк әвлатқа қалдуруш – бүгүнки таңда миллий әдәбият билән әмәлгә ашурулиду. Һәқ, у әдәбиятниң башламчиси – балилар әдәбияти.
 «Дүгләк үстәлгә» қатнашқан иҗаткар Шәмсимуһәммәд рус академиги Дмитрий Лихачевниң китапниң тәсири һәққидә: «Китап оқуш башқа дәвирләр билән хәлиқләрни чүшинишкә йол ачиду вә кишиләрни зияли, һәтта данишмән дәриҗисигә көтириду», дегән ибрәтлик сөзини интайин орунлуқ пайдиланған. Әлвәттә, һәрқандақ тарихий вәзийәтни әдәбият арқилиқ билимиз. Униңдин заманисидики сөз зәргарлириниң ейтқан ривайәт, чөчәк, әпсанә, һекмәткә охшиған дурданилиридин бәһирлинип, яхшиға интилип, яминиға кайип иш тутимиз. Буниң өзи зор тәрбийидур.
 Әдәбиятниң тәсири балиларға қайси дәвирдин башлиниду? Бүгүнки заманниң тәрбийисидә балиларниң психологиясиниң кәскин өзгәргәнлигидә. Улар тәрәққий әткән технологияләр ярдимидә күн санап йеңилиқларға еришмәктә. Дуния әллиридә өз тиллирида балиларға мунасивәтлик түрлүк мультфильмлар, диафильм вә башқиму нәрсиләрни әдәбиятта иҗат қилип, балилириға бағчидин көрситип, үгитип кәлмәктә. Шуңа уларниң өз тилиға, миллитигә, Вәтинигә дегән һөрмәт кичигидин муҗәссәмләнгән. Биздичу? Кичигидин өзгә милләтләрниң тарихидин, урпи-адәтлиридин, қәһриманлиқлиридин үлгә елип, шуларға охшиғуси келиду. Әпсус, «биздә ундақ мүмкинчиликләр бүгүнки күндә өз әксини толуқ тапқан», дәп ишәшлик ейталмаймиз. Бир мисал: бизниң наһийәдә 50тин ошуқ балилар бағчиси бар. Лекин шуниң 2-3чила миллий топқа егә, халас, Қалғини рус яки қазақ тилидики топларда тәрбийә көриду. Уларниң қизиқидиған китаплири, көридиған программилири, ейтқан нахшилири рус яки қазақ тилида болуп, балилиримизниң сәвийәсигә сиңдүрүп кәлмәктә. Миллий топта жүргән балилиримиз нәниң хәлиқ тәлимигә мувапиқ тәрбийә көрсун. Улардики аҗизлиқ (камчилиқ) тәрбийигә мунасивәтлик әдәбиятлиримизниң йоқлиғидиндур.
 Мениң 4-5 яшлиқ нәврәм бар. Ата-аниси һәрбийләрдин болуп, һәр йәрдә жүргәнлиги түпәйли балисини амалсиз өзгә тиллиқ топқа бәргән. Уларни қанчә ана тилида сөзләшкә дәвәт қилсақму, таза ана тилида сөзләлмәй қийнилиду. Һәрқандақ вәтәнпәрвәрлик, миллийлиқ, меһриванлиқ бағчидин шәкиллиниду дәп ойлаймән. Шуниң үчүн анатиллиқ бағчиларни вуҗутқа кәлтүрмәй, миллий маарипни, мәдәнийәтни, қәдрийәтләрни тиклишимиз натайин. Шундақла авал бағчә йешидики балиларға ана тилидики программини, пайдилинидиған қураллар, оюнчуқ, қәһриманлар ипадиләнгән рәңлик сүрәтлик диафильм, әдәбият вә һаказиларни миллий тилда мәйданға кәлтүрмәй мәхсәткә йетәлмәймиз. «Адәм болимән десәң, бөшүгүңни түзә», дегән мақалиниң мәзмун-маһийитигә чоңқур чүшинидиған вақитниң йәткини қачан?! Бүгүнки таңдики бөшүгимиз «бағчә» әмәсму, қериндашлар! Шуниң үчүн бағчә ишиниң миллий тилда камал тепишиға көп көңүл бөлүнсә, демәкчимән. 
 Һазирқи балилар уруш, ачарчилиқ, қайғу-һәсрәт, надир қәһриманлиримизниң кәчмишлирини билмәй өсүп келиватиду. Уларға аддий қилип ейтип бәрсәң, тиңшиғуси кәлмәйду, зерикәрлик билиниду. Мәзмунлуқ вә қизиқарлиқ қилип даналиримизниң, сөз зәргарлиримизниң, тарихимизниң, сәнъитимизниң, мәдәнийитимизниң намайәндилиридин сир чекип, дилиға сиңдүрсәк, вуҗудида милләткә дегән қизиқиш ойғинип, әс киргәндә миллий тилда нәшир қилинған әдәбиятларни издәп оқушқа тәлпүниду. Демәк, еғиз әдәбиятини тәрәққий әткүзүш – балиларниң зеһнини ачиду, һәвәсини қозғайду, ирадилик болушқа үндәп, миллийлиқ сезимни қелиплаштуриду.
 Балиларни миллий әдәбиятқа қизиқтуруш үчүн шу әдәбиятни ата-ана өзи оқуши керәк. Чүнки бала тәрбийиниң, билимниң асасини өйдә үгинип чиқиду. Шуңа ата-анилар олтарғанда яки йетиш алдида түрлүк мавзудики чөчәкләрни, вақиәләрни, әпсаниләрни һекайә қилип бәрсә, әлвәттә, бала шуниңға охшиғуси келип интилиду, йәни «мәнму шундақ болимән яки шундақ адәмлиримиз бар екән» дегән тәвриништә миллийлик роһ қозғилип, улар миллитигә чәксиз муһәббәт бағлиши сөзсиз.
 Мәктәпләрдә әҗдатлиримизниң әдәбий мираслиридин тәлим елип, заманивий әдәбиятимиздин билим егиләватқан оқуғучилиримиз, әң болмиғанда, бүгүнки таңдики язғучи-шаирлиримиз билән дидарлишип, учришишларни өткүзсә, нур үстигә нур болар еди. Чүнки уларни өз көзлири билән көрүп, тонушса биринчидин, қәлбилиридә әдәбиятқа болған қизиқиш алаһидә болуп, өзи иҗаткарлиққа киришиши мүмкин, иккинчидин, улар яратқан әсәрләрни зоқлиниш илкидә қобул қилиду. Шундақла мәктәпләрдики тәшкил қилинған әдәбият өмәклири, китапханилар әдипләрниң йеңи язған әсәрлиридин яки әҗдатлар әмгәклиридин әнҗуманларни уюштуруп бәрсә, балиниң миллий тилда йезилған әдәбиятқа болған ихласи ашиду. Қисқиси, миллий тилни мәдһийилигән әвлат – милләтниң келәчиги болмақ.
 Демәк, әдәбият — мәхсәт-мурадимизниң камал тепишида зор әһмийәткә егә. Униң роһаний вә мәнивий һаятта тутқан орни бөләк болмақ. Адәм балиси ярилип, яхши-яманни билгән мәзгилидин тартипла, әдәбият мәнбәсидин учур алса, ички һәм сиртқи сезимини бәхүдүк толуқлап, вайиға йетиду. Башқичә ейтқанда, театрға бариду, әдәбий китап оқуйду, мәктәпкә өз ихтияри билән келиду, гезит-журналлиримизни издәп тепип оқуйду. Мошу җәриянларға йетиш үчүн җәмийәтлик тәшкилатларниң, мәдәнийәт мәркәзлириниң, муәллимләрниң, ата-аниларниң пааллиқ һәрикәтлири тәсирини көрситиду, балиларниң әдәбиятқа дегән қизиқишини ашуриду һәм балилар әдәбиятиға қәләм тәврәткүчиләргә зор илһам беғишлайду. Худа халап, жуқуридики нийәтләр өз тәнтәнисигә йәтсә, һәрқандақ вәзийәттә миллитимизниң бу шәрәплик ишиниң камал тепишиға барлиқ җамаәт вә мәрт-мәрданә оғланлиримиз қарап турмайду дәп ойлаймән.

 Худавәди МӘҢСҮРОВ, 
Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини.
 


 

271 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы