• Асасий мақалилар
  • 16 Маусым, 2021

Экспорт – тәрәққиятниң муһим амили

Йеқинда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә Чәтәл инвесторлири кеңишиниң 33-умумий мәҗлиси болуп өтти.

Онлайн-тәртиптә өтүп, хамәшия әмәс экспорт тәрәққиятиға беғишланған чарә-тәдбиргә чоң трансмиллий компанияләрниң башлиқлири, дөләт органлириниң рәһбәрлири вә хәлиқара тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.
Қазақстан Президенти мәҗлисни ечип, узаққа созулған чоң хамәшия җәрияниниң аяқлишиватқанлиғини тәкитлиди. Миллий ихтисатларни «йешиллаштуруш» бойичә планлар билән тәхминләр дөләт сәяситиниң ениқ чарилиригә айлиниватиду. Бу Қазақстан ихтисадини диверсификацияләштин, технологиялик мурәккәпләштүрүштин вә миқияслиқ «йешиллаштуруштин» башқа йол йоқ екәнлигини испатлимақта. 
– Қазақстан, ихтисадий система сүпитидә, пәқәт ички инвестицияләргә, ички тәләп вә хам әшия экспортиғила тайиналмайду. Мәмликитимиз сүпәтлик чәт әл инвестициясини җәлип қилишқа яхши шараит яритиш сәяситини давамлаштуриду. Биз региондики вә МДҺдики лидерлиғимизни сақлап қелишни қәтъий нийәт қиливатимиз, – деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә дуниявий содиниң төвәнлишиниң Қазақстанниму айлинип өтмигәнлигини тәкитлиди. 2020-жилда мәмликитимизниң ташқи товар муамилиси, 2019-жил билән селиштурғанда, 13 пайиз қисқирап, 85 миллиард долларни тәшкил қилди.
Дөләт рәһбириниң сөзичә, Қазақстанниң ихтисадий үлгиси экспортни тәрәққиятниң муһим амили сүпитидә қарайду. Мәһсулат ишләш санаитиниң қошумчә экспорт иқтидари 10 миллиард долларға баһалиниду, хизмәт саһасиниңму – 10 миллиард доллар. Оттура муддәтлик мәхсәт – 2025-жилға қәдәр хам әшия әмәс экспорт көләмини 41 миллиард долларға йәткүзүш.
Мәхсус қурулған Сода вә интеграция министрлиги ички экспортерларни толуқ қоллап-қувәтләватиду. Бу – 20 малийәвий вә малийәвий әмәс қуралдур. Экспортни қоллап-қувәтләшкә 1,2 миллиард долларға йеқин мәбләғ әвәтилди.
– Бир сөз билән ейтқанда, бизниң экспортни тәрәққий әткүзүш бойичә планлиримиз    һәм институционал, һәм малийә җәһәттин қоллап-қувәтлиниватиду. Шуниң билән бир вақитта мән силәрниңму экспортерларни қоллап-қувәтләш системисини яхшилаш бойичә тәклиплириңларни аңлашқа хуштармән, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. – Азия тәрәққият банкиниң экспортни қоллап-қувәтләш системисини ислаһат қилишқа мунасивәтлик тәклиплиригә диққәт ағдуруш керәк, дәп ойлаймән. Рәқәмлик өзгиришниң, биринчи новәттә, кичик вә оттура тиҗарәт үчүн сода хираҗәтлирини қисқартидиғанлиғини етирап қилиш керәк. Сода вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министрликлиригә Азия банки билән бирликтә экспортлуқ қоллап-қувәтләшни рәқәмләштүрүш бойичә тәклипләрни тәйярлашни тапшуримән, – деди Қазақстан Президенти.
 Қасым-Жомарт Тоқаев сөзиниң ахирида Қазақстанниң инвестицияләрни җәлип қилиш ишини актив давамлаштуридиғанлиғини тәкитлиди. Бу йөнилиштә нәқ жуқури технологиялик товар ишләп чиқарғучилар вә хизмәт қилғучилар үчүн толуқ қолайлиқ һәм пайдилиқ шараит яритилиду. 
Мәҗлистә шундақла Европа Реконструкция вә тәрәққият банкиниң президенти Одиль Рено-Бассо, Премьер-министрниң орунбасари – ташқи ишлар министри Мухтар Тлеуберди, сода вә интеграция министри Бақыт Султанов, «Қазақстан Чәт әл инвесторлири» ассоциациясиниң башқарма рәиси Ерлан Досымбеков, Азия тәрәққият банкиниң вице-президенти Ашок Лаваса, «Бейкер Макензи», аләмшумул иҗраий комитетиниң әзаси, «Бейкер Макензи Интернэшнл» рәисиниң орунбасари Констанц Ульмер-Айлфорт, «Камеко» корпорациясиниң президенти вә баш иҗраий мудири Тим Гитцель, «Дойче Банкниң» Шималий вә Шәрқий Европа бойичә регионлуқ башқармисиниң баш иҗраий мудири Йорг Бонгартц, Евразия тәрәққият банкиниң башқарма рәиси Николай Подгузов, «ERG» мудирлар кеңишиниң рәиси Александр Машкевич, «Дженерал Электрик» вице-президенти, «Дженерал Электрикниң» Россия вә МДҺки президенти вә баш иҗраий мудири Рональд Джеймс Поллетт, «Лукойл» очуқ акционерлиқ җәмийитиниң президенти Вагит Алекперов, «Marubeni Corporation» вице-рәиси Ичиро Такахара, «PWCниң» Мәркизий вә Шәрқий Европа әллиридики баш иҗраий мудири Ник Кош, Дуниявий банкниң Европа региони Мәркизий Азия бойичә вице-президенти Анна Бьерде, «KPMGниң» МДҺки башқарма рәисиниң орунбасари Шон Майкл Тирнан сөзгә чиқти.

1107 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы