• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 23 Маусым, 2021

Язғучилар билән учрашти

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулуп, униң Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға даир «Тәуелсіздік ұрпақтары» акцияси даирисидә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр оқуғучилири арисида кәспий йөнилиш бериш, йәни мутәхәссислик таллаш бойичә иш елип бериватқанлиғиға мана икки айға йеқин вақит болди. Бу җәриянда штаб әзалири 60тин ошуқ билим дәргаһини арилап, мәктәп мәмурийити, муәллимләр билән бирликтә көплигән мәсилиләрни бирлишип һәл қилишқа келишкән еди. Әйнә шундақ мәсилиләрниң бири әдәбий китаплар тапчиллиғи болуп, буни муһакимә қилиш мәхситидә йеқинда Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити» җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров вә штаб әзалири «Туран» университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори Абләһәт Камалов вә мәзкүр қурларниң муәллипи Қазақстан Язғучилар иттипақи әзалири билән учрашти. Учришиш бүгүнки пандемия вәзийитигә мунасивәтлик бехәтәрлик чарилирини сақлиған һалда тар даиридә өтти. 
Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, филология пәнлириниң намзити, шаирә Патигүл Мәхсәтова, балилар язғучиси Авут Мәсимов вә «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң рәиси, шаир Вильям Молотов қатнашқан мәзкүр учришишта дәсләп сөз алған Карлин Мәхпиров Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң асасий мәхсити вә вәзипилирини тонуштурғандин кейин, «Мустәқилликниң 30 жиллиғиға – 30 китап» мәнивий-мәдәний акцияси даирисидә елимиз китапханилирини, шу җүмлидин мәктәп китапханилириниң китап фондлирини бүгүнки заман тәләплиригә мувапиқ йеңилаш вә толуқтуруш, җамаәтчиликниң китап оқуш мәдәнийитини ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Өз новитидә сөзгә чиққан язғучи Авут Мәсимов Штабниң бу тәшәббусини қоллайдиғанлиғини билдүрүп, туғулған жути – Авут Саттаров намидики Қаратуруқ оттура мәктивиниң китапханисиға шәхсий китапханисидин уйғур, рус, қазақ вә башқа тиллардики 60 данә китапни, шундақла өз иҗадийитидин бирнәччә китапни соға қилғанлиғини ейтти вә башқиму қәләмдашлирини шуниңға чақирди. Бу җәһәттин у йәнә қәләм саһиблириға китапларни йерим баһада сетишни, бүгүнки күндә өй-өйләрдә ятқан әйнә шундақ әдәбий китапларни бир йәргә топлашни вә уларни муһтаҗ болған мәктәпләргә тапшурушни тәшәббус қилди. 
Шаирә вә алимә Патигүл Мәхсәтова бүгүнки күндә миллий маарип тәғдириниң муһим бир мәсилигә айланғанлиғини, шуниң үчүн Штабниң бу йөнилиштә елип бериватқан паалийитини һәр җәһәттин қоллап-қувәтләйдиғанлиғини оттуриға қойди. У өзи туғулуп өскән жути Узунтам мәктивидә китапханини барлиққа кәлтүрүшкә күч чиқирип, дәсләптила йүз данә китап тәғдим қилғанлиғини, һазирму биртүркүм китапларни тәйярлап қойғанлиғини, буниңдин ташқири Алмута шәһиридики 156-Һөҗҗәт оттура мәктивиниң китапханисиғиму бәдиий, илмий вә башқиму китапларни йәткүзгәнлигини, шундақла «Заман вә иҗаткар» рубрикиси астида язғучилар билән иҗадий учришишларни өткүзүш арқилиқму «Мустәқилликниң 30 жиллиғиға – 30 китап» акцияси даирисидә һәрикәт қиливатқанлиғини ейтти. 
«Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң рәиси Вильям Молотов өз иҗадидин бирнәччә китапни бирқатар мәктәп китапханилириға тапшурғанлиғини ейтип, һәрбир йезида мәхсус штабларни қуруп, бар китапларни бир йәргә топлашни, буниңға волонтерларни җәлип қилиш вә иҗтимаий таратқуларда буни тәшвиқ қилиш тәкливини бәрди. Учришиш қатнашқучилири һәрбир язғучиниң биринчи новәттә өз жутидики мәктәп китапханисини ғәмхорлуғиға елиш тәкливиниң орунлуқ вә муһимлиғини, башқиму мәктәпләргә шундақла ярдәмлишишниң, җай-җайларда бу йөнилиштә тәшвиқат һәрикәтлирини кәң қанат яйдурушниң зөрүрлүгини тәкитлиди. 
Учришиш давамида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған барлиқ мәктәпләр китапханилири билән зич алақида ишләп, уларни әдәбий китаплар билән тәминләш, бу җәһәттин зиялилар вә йәрлик аһали билән бирликтә мәзкүр мәсилини һәл қилишниң йол-йоруқлирини вә мүмкинчиликлирини издәш қатарлиқ мәсилиләр әтрапидиму сөз болди. 
Учришиш ахирида Патигүл Мәхсәтова Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби билән бирлишип ишләйдиғанлиғини билдүрүп, өзи башқуруватқан Уйғур әдәбияти кеңиши йенида мәктәпләрни әдәбий китаплар билән тәминләш Штабини қурди һәм униң рәислигигә Вильям Молотовниң, координаторлиққа Авут Мәсимовниң намзитини көрситип, бәкитти. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
филология пәнлириниң  
намзити.

2032 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы