• Асасий мақалилар
  • 23 Маусым, 2021

“Алтын жүрек”– дохтурларға болған һөрмәт

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев таҗсиман вирусқа қарши күрәшкә һәссә қошқан Қазақстанниң медицина хадимлириға һөрмәт бәлгүси сүпитидә пайтәхттә бәрпа қилинған “Алтын жүрек” мемориалиниң ечилиш мәрасимиға қатнашти. 

Дөләт рәһбири мәрасим лентисини қийип, мемориалға гүлләрни қойди, андин кейин мәрасимға қатнашқучиларға нутуқ билән мураҗиәт қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев “Алтын жүрек” мемориалиниң ечилишиниң қазақстанлиқларниң һалакәтлик инфекция алдидики пикирдашлиқ вә җипсилиғиниң рәмзи екәнлигини тәкитлиди. Президент булту болуп өткән “Біз біргеміз” онлайн-форум йәкүни бойичә медикларға ядикарлиқ орнитиш тапшуруғини бәргән еди. 
– Бу – мошу аләмшумул эпидемиягә қарши күрәшкән вәтәндашлиримизға болған һөрмәтниң нишани. Ядикарлиқ бизниң мошу қийин вақитта қәһриманлиқ көрсәткәнләрниң һәммисигә сәмимий мунасивитимизниң рәмзи болушқа қаритилған, – деди Президент. 
Дөләт рәһбири саламәтликни сақлаш саһасиниң он миңға йеқин хадиминиң таҗсиман вирус жуқтурғанлиғини, 200дин ошуғиниң униң қурвини болғанлиғини хәвәр қилди.
2020-жили Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән “Халық алғысы” медали тәсис қилинип, пандемиягә қарши күрәштә алдинқи сәптә болған барлиқ қазақстанлиқлар униң билән мукапатланған еди. Мәзкүр мукапат хәлиқниң көпчилигини саламәтликни сақлаш хадимлириға болған чәксиз һөрмитиниң нишани болди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев медикларға мураҗиәт қилип, пандемия шараитида дөләтниң врачларни вә пүткүл медицина персоналини қоллап-қувәтләшкә қаритилған рәғбәтләндүрүш чарилирини көргәнлигини тәкитлиди.
– Пәқәт таҗсиман вирусқа қарши күрәшкә җәлип қилинған медикларниң иш һәққигә қошумчә һәқ билән ярдәм пулини төләшкила 180 миллиард тәңгигә йеқин мәбләғ сәрип қилинди. Һөкүмәт төләмни мошу жилниң октябрь ейиғичә давамлаштуруш үчүн бу мәхсәтләргә қошумчә 71, 5 миллиард тәңгә аҗритиду. Биз врачларниң иш һәққини басқучлуқ әмәлгә ашурушни башлидуқ. Бу җәриян давамлишиду, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Президент шундақла медицина хадимлирини иҗтимаий қоллап-қувәтләшниң нәтиҗидарлиқ системисини вуҗутқа кәлтүрүшниң муһим екәнлигигә диққәтни җәлип қилди.
– У йеза йеригә келиватқан мутәхәссисләргә җәзмән турушлуқ өй беришни, қошумчә ярдәм пулини төләшни вә башқа имтиязларни өз ичигә елиши керәк. Мундақ чариләр вилайәтләр вә шәһәрләр һакимлириниң қатнишиши билән мәмликәтниң барлиқ регионлирида көрүнүши шәрт, – дәп тапшурди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев шуниң билән биллә пәқәт малийәвий җәһәттин рәғбәтләндүрүш азлиқ қилиду, дәп һесаплайду.
Президент җәмийәттә медицина хадимлириниң мәртивисини ашуруш үчүн “Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән врачи” унванини тәсис қилиш тәкливини бәрди. У маддий мукапатни өз ичигә елип,лиду вә мукапат миқдарини Һөкүмәт бәлгүләйду.
 Қасым-Жомарт Тоқаев саламәтликни сақлаш саһасидики иш абройлуқ болуп, өсүватқан әвлатни җәлип қилиши керәклигини тәкитлиди.
Президент шундақла Елбасы тәшәббус қилған “Біз біргеміз” акцияси даирисидә пандемиягә қарши күрәшкә чоң һәссә қошқан пидаийлар билән меценатларниң хизмитиниму атап өтти.
Қасым-Жомарт Тоқаев сөзиниң ахирида барлиқ медикларни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, “Алтын жүрек” монументи орнитилған истираһәт беғини “Врачлар аллеяси” дәп аташ тәкливини бәрди.

1246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы