• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 01 Шілде, 2021

Уйғур театрида болди

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида қурулған Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби өзиниң иш-реҗилиригә мувапиқ бу қетим Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриға қәдәм тәшрип қилип, униң мудири вәзиписини вақитлиқ атқуруватқан Савутҗан Сидиқоғли Сонуров (сүрәттә солдин төртинчи) билән көрүшти. Штаб рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров театр рәһбиригә бир ай мабайнида Алмута шәһири вә вилайитидә орунлашқан оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрни арилап чиқиш җәриянида ата-анилар вә җамаәтчилик вәкиллири билән болған учришишларда көплигән мәсилиләрниң оттуриға қоюлғанлиғини, шу җүмлидин миллий сәнъитимизниң очиғи болған Уйғур театри тоғрилиқму пикир-тәклип вә илтимасларниң чүшкәнлигини ейтти. Штаб әзалири болупму йеза йәрлиридә оқуватқан миңлиған қаракөзлиримизниң шәһәргә келип, қоюлум яки концерт программилирини раһәтлинип көрүш бу яқта турсун, һәтта бирдин-бир миллий театримизни өз көзи билән көрүп бақмиғанлиғини, һәтта сәнъәткә иштияқ бағлиған балиларға йол-йоруқ көрситидиған кәспий сәнъәткарларниң келип-кетишиниму тәшналиқ билән күтидиған һәм театр актерлирини бир көрүшни арман қилип жүргәнләрниңму йоқ әмәслигини тилға алди. Улар шу хилдики мәсилиләрни асасән театр рәһбәрлиги вә коллективиниң күч чиқириши билән бирликтә ойлаштуруш вә йол-йоруқлирини қараштуруш мәхситидә театр һозуриға кәлгәнлигини ейтти. 
Өз новитидә сөз алған Савутҗан Сидиқоғли балилиримизниң келәчәк тәғдирини ойлаш вә униң ғемини қилишниң театрниңму, шу сәнъәт очиғиниң рәһбири сүпитидә өзиниңму муқәддәс борчи екәнлигини, шуниң үчүн Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң бу тәшәббусини һеч иккиләнмәй қоллайдиғанлиғини алаһидә тәкитлиди. У шундақла сөһбәт җәриянида, өтмүшкә бираз тохтилип, дөләт тәрипидин бөлүнгән мәбләғ һесавиға өткән жили театрниң толуқ реконструкциядин өткәнлигини, шу сәвәптин Қазақстан һөкүмитигә миннәтдарлиғини изһар қилди. Савутҗан Сидиқоғли театрниң бүгүнки паалийитигә тохтилип, таҗсиман вирус пандемияси сәвәплик әһвал тез өзгирип туруватқан һазирқи еғир вәзийәткә қаримай, коллективниң өз зиммисигә алған мәҗбурийәтлирини вақтида вә җавапкәрлик билән орунлап келиватқанлиғини, театр репертуариниңму барғансири бейип, йеңи, шу җүмлидин балиларға беғишланған сәһнә әсәрлириниңму йезилишиға вә қоюлушиға алаһидә диққәт бөлүнүватқанлиғини қәйт қилди. 
Балилиримизни сәнъитимизниң алтун бөшүги болған театримиз вә униң иш-паалийити, мошу йәрдә әмгәк қиливатқан нахшичилиримиз, уссулчилиримиз, сазәндилиримиз, қоюлумлар билән тонуштуруш йөнилишидә биздә, әлвәттә, ишлар қилиниватиду. Театр пәқәт сәнъитимизни намайиш қилидиғанла җай әмәс, у шундақла хәлқимизниң мәдәнийәт өйи. Шуниң үчүн яш әвлатлиримизни қоллап-қувәтләйдиған һәрқандақ иш үчүн театримизниң ишиги дайим очуқ. Әнди балилар үчүн қоюлумларға келидиған болсақ, бу, әлвәттә, театрниң келәчәк иш-планиға киргүзүлди. Ейтайлуқ, пешқәдәм устаз, балилар язғучиси Қасим Исмайиловниң «Тошқанниң сәргүзәштилири», балилар язғучиси Авут Мәсимовниң «Қалиғачниң қуйруғи немишкә ача», «Бәхиткә йол» намлиқ чөчәклири мана шу балиларға беғишланған. 
 Савутҗан Сонуров жирақ вә йеқин йеза мәктәплиридә ана тилида билим еливатқан оқуғучилар үчүн оюнларни, сәһнә әсәрлирини көрситишкә, һәтта җай-җайларға берип, сәнъәткә қизиққучи балилар үчүн маһарәт дәрислирини вә башқиму чарә-тәдбирләрни жүргүзүшкә тәйяр екәнлигини билдүрди. Өз новитидә, Штаб әзалириму әйнә шу балиларни шәһәргә йәткүзүш амаллирини ойлаштурушқа вәдә бәрди. 
Учришиш қатнашқучилири жуқурида қәйт қилинған чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруш мәхситидә Уйғур театрида мәхсус штаб қуруш қарариға келип, униң рәислигигә театр рәһбири Савутҗан Сонуровниң намзитини көрсәтти. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, 
ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң әзаси.

2897 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы